«Адәмгә қоюлған исим униң һаятиға беваситә тәсир қилиду» дегән гәп бар. Мана, шуңлашқиму хәлқимиздә балиға ат қоярда өй чоңлири билән мәслиһәтлишиш тәртип-қаидиси қелиплашқан. Лекин бу қаидигә кейинки вақитларда риайә қиливатқанлар наһайити аз. Амма бүгүнки сөз ат қоюш мәсилиси һәққидә әмәс. Лекин мақалимизниң баш қәһримани һәқиқәтән исмиға жисми ярашқан инсан…
Йеқинда Чонжида йәнә бир тижарәт мәркизи ишқа қошулди. Бу новәт йәккә тижарәтчи Ғунчәм Рәһманованиң «De FLEUR Flowers» намлиқ гүл дукининиң лентиси қийилди. Ечилиш мәрасимиға наһийә һакиминиң орунбасарлири, наһийәлик мәслиһәтниң кативи, наһийәлик «Атамекен» тижарәтчиләр палатисиниң мудири, шундақла наһийәдики тижарәтчиләр билән депутатлар қатнашти. Дуканниң рәсмий ечилишидин кейин, Ғунчәм Мирзалим қизини сөһбәткә тартип, «бизнес вумен» билән йеқиндин тонушқан едуқ. Бир қизиғи, ушбу дуканниң ечилишини исми билән бағлаштурди у.
-Дадам Мирзалим гүлгә қәвәт амрақ киши болған. Мән баһар пәслидә, йәни 26-май күни – гүлләр раса ғунчилап, ечилип турған пәйттә дунияға кәптимән. Дадам шу гүлләрниң ғунчисиға охшитип, маңа «Ғунчәм» дәп исим қоюпту. Дадамниң гүлгә амрақ хислити маңа берилдиму яки исмимниң тәсиридинму, кичигимдин мәнму гүлләргә һәвәс бағлап өстүм. Гүлләргә дегән муһәббитимдин, мениңдә «Келәчәктә гүл дукинини ачсам» дегән балилиқ арман пәйда болди. Шу арминимға йетиш йолида аз жапа тартмидим. Худаға шүкри, мана бүгүн әмгәк-әжримниң мевисини көрдим. Арминим орунланди, — деди бир аз һаяжан илкидә тәвринип гәп башлиған Ғунчәм һәдә.
Бүгүнки қәһриманимизниң әсли түви узунтамлиқ болуп, 1983-жили Түгмән оттура мәктивини тамамлапту. Гидромелиорация институтида үч жил билим алғандин кейин, икки жил мабайнида өз кәспи бойичә хизмәт қилиду. Адәттә, көпинчә адәмләр турмуш таллап бәргән кәсипкә бағлинип, һаятини өзгәртишкә ирадиси йәтмигәнликтин, арминидики кәсиптин ваз кечиду, әмәсму. Пәқәт Мирзалим қизи Ғунчәмдәк қайтмас, һаят йолидики қийинчилиқлардин қорқмайдиған дадил инсанларла нийәт қилған ишини әмәлгә ашурмиғичә тиним тапмайду.
Хош, «Угида немини көрсәң, учқанда шуни қилисән» дегән әстәрлик сөзниң кәйнидә зор мәна бар. Гәрчә атисидәк гүл өстүрмисиму, гүл сетишни қолға алған Ғунчәм Рәһманова тижарәт билән шуғуллинишни 2017-жилдин қолға алған екән. Шуңғичә Или наһийәсидики, Ақтавдики һәрбий бөлүмләрдә хизмәттә болған.
-Наһийәмизниң тәрәққиятиға бир кишилик үлүшүмни қошсам, дегән үмүттә бәлни мәккәм бағлап, баримни селип әмгәк қилдим. Һәр кимниң һаят йоли һәр түрлүк болидиғу. Өмүрниң қанунийити шуки, бизниң бесип өткән йолумиз, изимиз, қийинчилиқлиримиз башқиларға көрүнмәйдудә, улар пәқәт шу әмгәкниң нәтижисинила байқайду. Демәкчи болғиним, бу дуканниң һулини тикләш маңа асан болмиди. Бирақ өткәнни соруп, қилған-әткинимни жар селишниң тәрәпдари әмәсмән. Сөзниң тоқ етәригә кәлсәм, өмүр йолумдики синақлардин сүрүнмәй өтүп, арминимни әмәлгә ашурушта һаятимниң мәзмуни, жүригимниң мәдәткари болған қизлирим маңа күч бәрди, — дәйду батур ана. Шундақла сөз арисида, алий билим елип, бүгүнки күндә бир-бир саһаниң һөддисидин чиқиватқан қизлири билән пәхирлинидиғанлиғини қәйт қиди у. Чоң қизи Руфина – һәрбий хизмәттә, иккинчи қизи Малика – юрист, кәнжиси Шахназа – психолог болуп ишлйду.
Һазир бир ишқа бағлинип жан бақидиған заман әмәс. Чүнки заманниң тәливи шу, иш сени әмәс, сән ишни издәп тепишиң керәк. Бүгүнки күндә жәмийитимиздә бир әмәс, бир нәччә кәсипни қатар елип келиватқанлар көп. Хулләс, Ғунчәм Рәһмановаму шуларниң қатаридин екән. Йәнә у шәхсий тижаритигә қошумчә, он жилдин бу ян капаләтләндүрүш кампаниясидә менеджер болуп паалийәт елип бериватиду.
Шуниму алаһидә тәкитләш керәкки, Чонжидики йеңидин ечилған гүл дукинида пәқәт гүлләрла әмәс, бәлки ханим-қизлиримиз арман қилидиған Кореяниң грим буюмлири билән Франциядә ишләп чиқирилидиған хуш пурақлиқ әтирләрму сетилиду. Ғунчәм һәдә херидарлирини сақлап қелиш үчүн дукинидики товарларниң сүпәтлик һәм ишәшлик болушини баш назарәттә тутидиғанлиғини ейтти.
Хәйрият, соаллиримизға әтраплиқ жавап алғандин кейин, өзи дегәндәк, наһийәниң тәрәққиятиға бир кишилик үлүшини қошуватқан Ғунчәм Мирзалим қизиниң йеңи дукининиң йемишлик мәркәзгә айлинишиға тиләкдашлиқ билдүрүп, хошлаштуқ. Арман болған , бирақ «арман» болуп қалмиған дукандин йәнә бир ишчан аялниң һаят һекайисини тиңшап қайттуқ.
САБИРӘМ ӘНВАРОВА