Басты бет Кәсіпкерлік ТӘБИИТИ МАСЛАШҚАН АЙГҮЛ

ТӘБИИТИ МАСЛАШҚАН АЙГҮЛ

0
218

– Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған новәттики Мәктүби мустәқил дөлитимизниң тарихиға әң әһмийәтлик һөжжәт сүпитидә киргәнлиги ениқ. Мәктүбтә елимиз тәрәққиятиниң һәммә йөнилишлирини – хәлиқ паравәнлиги, дөләт қурулумлири, жәмийәтлик тижарәт, партия қурулуши вә башқиму саһалар бойичә мәсилиләр ениқ көрситилгән.  Хусусән, биздәк ихчам (кичик)  тижарәт билән шуғулланғучиларға көңүл бөлүп, дөләтлик һисдашлиқ көрситиши бизниң ишләш шараитимизға зор қувәт бериду, – дәйду наһийәлик мәркизий базардики «Ният» дукинидин орун алған Айгүл Хитбакиева. – Раст, 90-жиллардики боһранлиқ дәвирләр һәммимизни гаңгиритип қойған еди. Лекин вәзийәткә тақабил туруп, дәһшәтлик күнләрдә икки метр йәргә дәстихан йейип иш башлидуқ. Кейинирәк кичик дуканчә бәрпа қилдуқ. Хәйрият, бүгүнки күндә ишлиримиз ронақ тепип, «Ният» дукини йенида турмушқа һажәтлик жиһаз буюмлирини сатидиған чоң орунни ачтим,- дәп сөзини давамлаштурди тижарәтни давамлаштуриватқан тәдбирчан Айгүл. Бүгүн биз шу маһир тижарәтчи  Айгүл Хитбакиева (Розахунова ) Әйса қизиниң иш-паалийити һәққидә сөз қилмақчимиз.

Өткән әсирниң йәтмишинчи жиллирида Чонжидики түрлүк жүк тошуш мәһкимилиридә шофер болуп ишлигән, кейинки пәйтләрдә өз кочисиниң жигитбеши болуп өткән Әйса билән төрт пәрзәнтни һаятқа кәлтүрүп, кәң бағрида иссиқ-соққа челиқтурмай өсүргән Гүлүм Имированиң аилисидә 1975-жили 13-мартта Айгүл дунияға кәлгән. Әлвәттә, шу еғир жиллар бу  аддий аилиниң бешиға шәпқәтсиз күнләрни салди. Арилиқтики ишсизлиқ дәрдиму бу аилини айлинип өткини йоқ. Шундақ болушиға қаримай, ата-аниси тапқан төрт пәрзәндини тенәтмәй,  камаләткә йәткүзди…

Акилири болған Насиржан билән Һакимжан вә һәдиси Гүлнисәмдин кейин, йәни төртинчи болуп дунияға кәлгән Айгүл 1982-жили Чонжидики уйғур оттура (һазирқи Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики) мәктивиниң 1-синипиға бариду. Оттура мәктәпни 1992-жили яхши баһаларға тамамлиған Айгүл алий оқуш орниға бериш имканийитигә егә болалмай, Чонжидики туғутхана бөлүмидә икки жил аддий хизмәтчи болуп ишләйду. Андин Алмутидики чоң базар «Барахолкида» 2005-жилғичә ишләп, сода саһасиниң қир-сирлирини үгиниду. Сәвийәси жуқури болған Айгүл базар нәрқиниң һөрмитини билишкә башлайдудә, жутиға қайтип келип, кичик-кичик тирикчилик көзлиридин пайдилинишқа башлайду. Базар ихтисадиниң мевисини әнди-әнди көрүшкә башлиған у, 1994-жили бүгүнки таңда Чонжида истиқамәт қиливатқан жигитбеши Марат Хитбакиев вә Кәнжихан Нурахуноваларниң Шатлиқ исимлиқ оғли билән аилә қуриду. Турмушқа чиқип, кәйни-кәйнидин Айнура, Маһирәм вә Шамиль исимлиқ пәрзәнтләрни  сөйиду. У балиларни балағәткә йәткүзгичә ана болған Гүлүм уларға шараит ясап, өйдә бала тәрбийиси билән болиду.

Заман нәпәсидин илһамланған Айгүл тирикчилик мәнбәлирини қараштуриду. У мәхсәт қилған сода саһасидики тижаритини йүксәлдүрүш нийитидә көплигән орунлар билән мунасивәт бағлап, ишниң йол-йоруқлирини мукәммәлләштүриду. Нәтижидә йолдиши Шатлиқ билән 2007-жили мәркизий базар йенида өй жиһазлириға мунасивәтлик турмушлуқ техника вә балилар дукинини ачиду. У дуканни аста-аста кәңәйтип, жиһазлар билән толуқтуриду. Дуканға кәлгүчи херидарлар көпийип, мәиший хизмәт көрситиш хизмити жиддий тәрәққиятини тапиду. Иш йолини билгән маһир тижарәтчи әнди өй жиһазлирини алаһидә сетиш үчүн мәркизий базар йенидики «Ният» дукининиң чоң икки бөлмисини ишқа қошиду. У йәр адәмләрниң дитиға мас, көңлини хуш қилидиған диванлар, чинә-қачларға лайиқлаштурулған шкафлар, шифонерлар, орундуқ вә башқиму өйгә һажәтлик буюмлар билән толуқтурулған. Кәлтүрүлгән жиһазлар төвән баһада болуп, түрлүк шәкилдә ясилип, өйни безәштә адәмни жәлип қилидиған буюмлардин ибарәт. Кәлсиңиз, сөзсиз, көңлүңизгә яқидиған жиһазни таллап елиш имканийитиңиз бар.

Бу аилә әзалири пәқәт иш биләнла чәклинип қалмай, жәмийәтлик ишларғиму паал қатнишиду; көп балилиқ, тәминати төвән, ярдәмгә муһтаж болған жанларға ғәмхорлуқ қилишни өзлириниң инсанийлиқ борчи дәп һесаплайдекән. Шуңлашқа көпчилик «Тәбиитигә маслашқан Айгүл» дәп тилға алидекән. Уларниң тәрбийиләп өсүргән балилириму заманға маслишип өсүп, инсаплиқ әвлатлардин болуп йетилип кәлмәктә. Шуни алаһидә тәкитләшкә әрзийдуки, уларниң икки пәрзәнди алий билимлик юристлардин болуп, Алмута шәһиридә истиқамәт қилмақта.

Әгәр дукан ичигә кирсиңиз сәрәмжан тизилған жиһазларға қарап көңлүңиз көтирилиду, қизиқишиңиз ашиду, бу биринчидин. Йәнә бир хислити херидарларға Айгүлниң хуш чирай, юмшақ мунасивити, кәң пеиллиғи, бәргән мәслиһәтлири, өзини тутуш әхлақи һәр кимни өзигә жәлип қилмай қоймайду. Шуңа бу сода орниға киргән адәм дукандин қуруқ қол чиқмай, өзлириниң миннәтдарлиғини,  сәмимий изгү нийәтлирини билдүрүп кетиватқан херидарларниму учраттуқ.

Меһри дәрия, муамилидә силиқ, дайим херидарларниң көңлидин чиқип, хәлиқ хизмитидә жүргән Айгүл Әйса қизи билән Шатлиқ иккисигә сөйгән үч нәврисиниң хошаллиғини көрүш несип болсун. Шундақла уларға сағлам-саламәтлик, аилисигә хатиржәмлик вә «тижарәт йолидики ишиңлар камал тепип, херидарлириңлар көп болғай»,  дегән тилигимизни билдүримиз.

                                                                                  Худавәди МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚАМ КӨҢІЛДЕРГЕ КӨЛЕҢКЕ ТҮСІРМЕГЕН

Төрт мүшесі сау болса да кейде пенделер өмірдің ұсақ-түйек кедергілеріне тосқауыл қоя алма…