Бизниң наһийәдиму өзиниң чәбдәслиги, спортқа болған иштияқи вә маһирлиғи билән Қазақстан шәнини көтирип, чемпион аталған шәхслиримиз йетәрлик. Мана шундақ инсанларниң бири Түгмән оттура мәктивидә тәнтәрбийә пәнидин дәрис берип, йүзлигән шагиртларни спорт мәйданиға йетәклигән, йәни Қазақстан диярида он бир қетим йеник атлетика бойичә чепион аталған Армия Һошуров һәққидә оқурмәнләргә униң һаят йоли вә паалийитидин қисқичә нәмуниләрни һавалә қилип олтиримиз.
Һә, бу атиниң мәйдиси медальларға, өйиниң тәкчиси кубокларға толған. У өз кәспигә мунасивәтлик түрлүк қурал-жабдуқларни һеликәмгичә сақлап кәлмәктә. Армия ата у жабдуқларниң маһийити хусусида қизиқарлиқ һекайиләрни қилиштин зерикмәйду. Әллигинчи жиллардин тартип мошу күнгичә иш-паалийити һәққидә йезилған, йәни сарғийип кәткән сүрәтләр, гезит-журналларда бесилған материаллар, алған кубоклар һәққидә худди риясәтчи кәби сөзләп, чүшәндүрүштин залиқмайду. 90 яштин алқиған болсиму, Һеч нәрсини унтимай, кишиләрниң исим-фамилиялиригичә толуқ вә мәзмунлуқ һекайә қилишиға қарап, униң әстә сақлаш қабилийитиниң нә қәдәр үстүн екәнлигигә қайил болисиз. Бу болса спортниң адәм балиси үчүн узақ яшашқа, әтрапқа тәмкинлик билән қарашқа тән һәрикитиниң зор әһмийитиниң барлиғиға көз йәткүзисиз.
Армия ата спортқа қандақ келип қалғанлиғи хусусида шундақ һекайә қидиду: «Спортниң падишаси болған жүгрәш, сәкрәш охшашлар адәмләрни чаққанлиққа, чевәрликкә, қорқумсизлиққа, күч топлашқа, қисқиси, йеник атлетика билән шуғулланғанлар узақ яшайдекән. Мән 82 яш вақтимда оқуғучилар арисида уюштурулған (чаңғу бойичә) мусабиқигә қатнишип алдинқа үчлүктин көрүндим. Мән десятибория (спортниң он түри кириду) һәққидә мәлумат берип кетәй: 100-400 метрға жүгрәш, 110-1500 метрға тосалғулар билән жүгрәш, узунлуққа вә егизликкә сәкрәш, таяқ билән сәкрәш, оқъя етиш, ядро ташлаш, диск ташлаш түрлири бойичә узақ жиллар һеч кимни алдимға салмидим. 1955-жили 100 метрни 11,2 секундта бесип өтүп рекорд орнаттим. 110 метрни тосалғулуқлар билән жүгрәп 16,2 секундта чиқтим. Бу тосалғулуқ билән жүгрәшни 1956-жили 16 секунд вақитта бесип өтүп «рекордсмен» намиға муйәссәр болдум. Уни он бир жилғичә һеч ким мениңдин алалмиди. Оттура Азия бойичә эстафетидин 100 метрдин төрт этап жүгрәп «спорт маһири», кейин «Йеник атлетика чемпиони» аталдим, – дәп өткән күнләрни көз алдиға кәлтүрүп туруп қалди. Бир аз жим-житлиқтин кейин сөзини давамлаштурди. – Хәйрият, мениң әмгигимни елим, хәлқим, жутум баһалашни билди. Вилайитимиздә, наһийәмиздә өтүлидиған спортниң һәр хил түрлириниң һөрмәтлик меһмини болуп қатнишип, өзәмниң иш-паалийитимдин сөзләп, тәнтәрбийиниң әһмийитидин қизиқарлиқ һекайиләрни ейтип беримән. Бешимниң көккә йәткини, мениң 90 яшлиқ тәвәллудимда әтрапимдики қериндаш, жутдаш, шундақла наһийәдин, өзәм оқуған институттин, вилайәтлик спорт комитетидин адәмләр келип, һаят йолумдин нәмуниләр кәлтүрүп, яшларға үлгә қилип ейтип, мениң йолумда меңишини тәкрар-тәкрар тилға елишлири маңа зор күч-қувәт беғишлиди. Қисқиси, жумһурийитимиздә спорттин өткүзилидиған мусабиләрниң дайим һөрмәтлик меһмини болуп қатнишип келимән. Әмгигимни мәдһийиләп бәргән медаль, пәхрий ярлиқ, диплом вә башқилардин ташқири маддий вә мәнивий тәшәккүрләр йетәрлик. Шагиртлирим жилниң һәр қайси вақитлирида жутқа келип һалимдин хәвәр елип, йоқлап кетишни унтимайду. Шу һөрмәтләшләр мениң бешимни һәшләргә көтәрди. Хусусән, наһийәлик һакимийәт, уйғур мәдәнийәт мәркизи, спорт мәктиви дайим һалимдин хәвәр елип туриду. Уларниң уюштуришида мәктәпләрдә өткүзиливатқан спорт мусабиқилириниң меһмини болуп туримән. Дайим барған йеримдә спортниң узақ вә сағлам яшашниң кепили екәнлигини тәшвиқ қилип келимән. Чоң-кичик һәммиңлар спорт билән шуғуллиниңлар дәп ейтип келимән. Һазир жутта болидиған түрлүк сәнәләрниң төридин орун елип олтиримән. Маңа буниңдин артуқ башқа йәнә қандақ һөрмәт керәк. Тиләйдиғиним заманимиз теч, көңүллиримиз хатиржәм болса дәймән», — дәп сөзини түгәтти чемпион устаз.
Йезиниң күч-қувәт бәргән һаваси, мөлдүрлигән булақ сулири, көк билән бой талашқан тағлири Армия ата Һошуровқа мәдәт болған. Армия ата өмүрдики сәпдиши кәспи фелдшер-акушер (жутниң сөйүмлүк дохтури болған рус қизи) мәрһум Валентина Ушурова билән аилә қуруп бәш пәрзәнт сөйгән. Улардин он нәврә вә он бир чәврә қучқан. Оғли Зикирия билән келини Румиләм ата изини бесип Түгмән оттура мәктивидә тәнтәрбийә пәнидин қириқ жилға йеқин болди дәрис берип кәлмәктә. Башқа балилириниң спортқа вә медициниға қизиқишлири зор.
Сағлам һаят тәризини мәшъәл қилған Армия ата, елимиз, хәлқимиз үчүн сиңәргән әмгәклириңиз һеч қачан ядимиздин көтирилмәйду. Һәр вақит һөрмәт тутуп, мусабиқә мәрасимлирида, жутниң тәнтәнилик сәнәлиридә төримизниң һөрмәтлик меһмини болуп олтиришиңизға тиләкдашлиқ билдүримиз.
Худавәди МӘҢСҮРОВ