Бүгүнки күндә наһийәмиздә инсан балисини иман әқидилири билән тавлап, меһир-мәһәббәтниң, дәстүрниң, һалал әмгәкниң, мусибәтниң, бәрдашлиқниң вә һисдашлиқниң немә екәнлигини ижтимаий һаятимизда тәшвиқат вә тәрғибат қилип келиватқан диний затлиримиз барчилиқ. Әждатлиримиздин удум болуп шәкилләнгән бу жәрияндики ишларниң һәқ-наһәқлигини, тоғра-натоғра екәнлигидин аммиға йәткүзүп, униң маһийитидин чүшиникләр берип келиватқан, шундақла диний етиқатқа чин дилидин берилип, хәлиқ арисида һөрмәт тепиватқан Чоң Ақсу жутиниң имами Адилжан Яқуп оғли Давутов һәққидә сөз қилмақчимиз.
Давутов Адилжан Яқуп оғли 1979-жили 23-августта Чоң Ақсу йезисида дунияға кәлгән. Дадиси Давутов Яқуп мәзкүр йезидики оттура мәктәптә тарих пәнидин көп жиллар дәрис берип, үлгилик устаз атилип 1996-жил бақийлиқ болған. Аниси Омарова Саһибәм аилә ичидики ишларни рәткә кәлтүрүш билән биллә 4 балиға анилиқ тәрбийисини көрситип, 2011-жили дуниядин өткән. Адилжан 1986-жили Чоң Ақсудики Ғожәхмәт Садвақасов намидики мәктәпкә кирип, 1996-жили оттура билим елип чиққан. 1996-жили дадисидин айрилғандин кейин, Ташкәнт шәһиригә берип, Чарсу базарида тижарәтчилик қилиду. У Ташкәнттә мәхсус билим дәргаһидә оқуватқан һәдисигә яр-йөләк болуп, униң оқушиға, йолиға, кийим-кечигигә пул тепип, оқушини пүтәргичә ғәмхорчиси болған. Күндүзи базарда түрлүк ушшақ-чүшшәк нәрсиләрни базар қилип пул тапиду. 1996-1998-жиллири Чарсу әтрапиға жайлашқан мечиттики мәдрисиниң кәчки савақлириға қатнишип, диний илим үгиниду. Һәрбий йешиға йәткән Адилжан Қазакстанға келип, 1998-жили Қапшағай шәһиридики «Инжинер сапер» бригадисида икки жиллиқ һәрбий борчини өтәйду. 2000-жили чоң сержант намини елип, взвод командири, механик-жүргүзгүчи, машинист охшаш хизмәтләрни бәжирип, үлгилик һәрбий хизмәтчиләрдин атилип жутиға кәлгән.
2000-жилдин башлап 2004-жилғичә Алмута шәһириниң йенидики Абай мәһәллисидә орунлашқан ТОО «Меркур» заводида КамАЗда, 2004-жилдин 2007-жилғичә ТОО»КСМК»ширкәтлиридә жүргүзгүчи болуп ишлигән. 2007-жили жути Чоң Ақсу мәһәллисигә келип мечиттики намазларға берип жүриду. Адилжанниң зор иштияқ билән диний йолда атқуруватқан ишлирини көргән жут әһли, уни мечитқа «Мәзин» ишиға тәклип қилиду. У вәзипини бир жил атқуриду. 2008-жилдин та бүгүнки күнгичә жутниң имами болуп мечитта ишләп келиватиду. 2012-жилдин башлап Қазакстан мусулманлар диний башқармисиниң рухсити билән чиқиватқан ана тилимиздики «Ихсан» журнали тәһриратида әза болуп ишләп кәлмәктә. У рухсәт қилинип чиқиватқан диний китапларниң уйғур наһийәси бойича тарқилишиға мәсъул адими. Шундақла, уйғурчә нәшир қилиниватқан диний китапларни Алмутидики «Қаримлар» жәмийити билән һәмкакрлиқта ишләп келиватиду.
Адилжан Яқуп оғли диний тәлимләр үстидә гәп қилип, шундақ дәйду;
– Әқил-һоши дурус һәр бир мусулманға Исламдики 40 пәризниң бири – билим елиштур. Алла таала адәмгә әқил-ой, аң-сәвийә вә билим бәрди. Билим – ақ билән қарини пәриқ қилидиған, адәм балисиниң көзини ачидиған, Алла тааланиң адәмзатқа бәргән зор соғиси. Периштә арқилиқ чүширилгән һәр бир айәтниң өзи «оқи» дәп, оқушқа дәвәт қилиду, – дәп ислам дининиң маһийитини әслитип өтти.
Мәхсус диний оттура билимгә егә болған Адилжан Яқуп оғлиниң инсанларни роһаний жәһәттин хәлиққә көрситиватқан мәслиһәт һәм шәриәт йолидики мәвқәсини көпчилик жуқури баһалап, униң инсаний хисләтлирини үлгә тутмақта. Шуни очуқ ейталаймизки, шәриәтниң қаидә-йосунлиридин чәткә чиқмай, урпи-адәттә, дәстүрдә ошуқ қилиниватқан бәзи бир намунасип жәриянлар билән исрапчилиқларға қәтъий рәдийә берип, көпчиликни адиллиққа, һәққанийлиққа, бирлик билән инақлиққа чақирип, мусулман әһлиниң һәр қандақ вәзийәттә бир-биригә қол қанат болушқа дәвәт қилип келиватқан имамлар қатаридин дәп билимиз. Униң жүрүш-туруши һәм пәзилитиму адәмләргә үлгә тутарлиқ. Адилжан һәр қандақ жайда, һәр қандақ вәзийәттә өзиниң салмақлиқ ой-пикри вә салаһийәтлик инсанлиғи билән мәслиһәт берип, йол көрситишни билидиған тәдбирчан имамдур. Яш имам өзигә жүкләнгән мәсъулийәтлик бу ишни төвәндикичә шәрһийләйду:
– Шуни дадиллиқ билән ейтимәнки, бизниң мәхситимиз имам болуш әмәс, бизниң пәризимиз – иманлиқ болуштур. Иманлиқ болуп, ишиға адил болса, мал-дуниясини адил йол билән тапса, аманәткә хиянәт қилмиса, әлвәттә, нур үстигә нур болиду, – дәйду диний етиқаттин нәмуниләр кәлтүрүп. – Алимлар болмиса, адәмләрниң башқа жан егилиридин (һайван, һашарәт в.б.) һеч қандақ пәрқи болмас еди. Чүнки адәмләр оқуш, билим вә илим арқилиқ адәмлик дәрижигә йәткән. Хәлиқ арисида билим тоғрисида: «Күч – билимдә, билим – китапта», «Һүнәр – еқиватқан булақ, илим – йенип турған чирақ», «Кийимгә қарап қарши алиду, билимгә қарап узитиду», дегән мақаллар бар. Демәк, дәвир басқучлирида адәмләр билим егиләшкә тиришип кәлгән, – дәп сөзини давамлаштуруп, илим-билимниң әвзәллигини интайин мәшһур қәлб төри билән изһар қилди.
Инсан һаятта Исламниң тәкливи вә тәләп қилиши йолида «Билим йоли – жәннәт йоли» дәп етирап қилип, бүгүнки таңда шәриәт йолида хизмәт қиливатқан Адилжан жүпти Саламәт Турдиева Туйғун қизи билән аилә қуруп Ялқунжан, Муһәммәт, Халима вә Юсуф исимлиқ пәрзәнтләрни сөйди. Уларниң балилири заманивий билим дәргаһлирида тәлим елип, пак дил, меһри шәпқәтлик, шәриәт йолиға етаәт қилип қелиплишип кәлмәктә. Ахирида ейтаримиз, роһанийәт жәвһәрлирини инсанларниң дилиға қуюп, шәриәтниң адил йолида меңиватқан инимиз Адилжанға апирин ейтип, сағлам саламәтлик, аиләвий бәхит, иман йолидики ишлириға муваппәқийәтләр тиләймиз.
Худавәди МӘҢСҮРОВ