Саламәтлик сақчилириниң әң улуқ даваси – бемарларға болған меһир-шәпқити, иллиқ муамилисидур. «Яхши сөз жан озуғи» дегән ибрәтлик сөз бар. Һәр қандақ ағриқ азавини тартиватқан бемарниң көңлини елип, силиқ сөзлири билән еғир кесәлни аз вақит ичидила сақийип кетидиғанлиғиға ишәнч билдүридиған сөзлирини ейтишниң өзи зор дава.
Бүгүнки таңда муамилиси билән көпниң көңлидин чиқиватқан һәмшириләр аз әмәс. Өзлириниң мәйин сөзлири вә шипалиқ қоллири билән бемарларниң көңлини йорутуп келиватқан һәмширә ханим-қизлиримиз барчилиқ. Йезимизда тиббий билим алған, йәни қириқ жилға йеқин һәмширә болуп хизмәт қилип келиватқан Гүлнарәм Ғенахун қизи Нурахунова әйнә шуларниң бири.
Ғенахун қизи Гүлнарәм 1965-жили 23-апрель күни «Октябрь» колхозиниң түрлүк иш орунлирида ишләп, тапқан 9 қизини тәнтирәтмәй беқип қатарға қошқан Ғенахун Нурахунов билән Ризвангүл Қәмирдиноваларниң аилисидә бәшинчи пәрзәнт болуп, Кеңәш йезисида дунияға көз ачқан қиз еди. Гүлнарәм 1972-жили «Октябрь» (һазирқи Хәлиқ Қәһримани Мөрдүн Тейипов) намидики оттура мәктәпниң 1-синипиға кириду. Бу билим дәргаһини яхши баһалар билән 1982-жили толуқ түгитип, шу жилила кичигидин арман қилған тиббий, йәни һәмшириләрни тәйярлайдиған Талғардики техникумға бариду. Бу мәхсус оттура билим дәргаһини 1985-жили муваппәқийәтлик тамамлап, өз жути Кеңәшкә келиду. У йәрдә иш-паалийитини лабарантлиқтин башлайду. Икки жил ишлигәндин кейин жуқарқи орунлар униң тиришчанлиғини көрүп, Гүлнарәмни Чоң Дехандики акушерлиқ пунктқа фелдшер болуп ишләшкә тайинлайду. Бу 1988-жил еди. Шу бир орунда ишләп келиватқиниға 37 жил болупту. Жутта алаһидә давалаш пункти болуп, бүгүнки таңда униң билән бир техничка (Молдашева Хафиза) билән бир һәмширә (Ыхтымбаева Эльвира) хошна орунлашқан икки мәлә (бурунқи Молотов вә Қизилтуғ.Х.М) турғунлириға хизмәт көрситип кәлмәктә. Икки мәлидә 178 түтүн болуп, у йәрдики 800 адәмгә хизмәт көрситидекән.
– Жили ядимда йоқ, қишниң раса қәһригә келип турған күни еди. Таңға йеқин тағ участкисида тән һарарити наһайити жуқури көтирилгән 45 яшлиқ Есмухамет исимлиқ кишиниң қан қисимиму чәктин ашқан болуп, жутқа келишкә мадари болмай қалған. Тағ бағриға жайлашқан, жуттин 6-7 километр жирақлиқтики мал қорасиға маңдуқ. Қелин қарға петип, тиқилип жүрүп, миң бир мәшәқәтләр билән қораға бардуқ. Хәйрият, орнидин қозғимиғини дурус болған екән. Орундин қозғалса инсульт яки инфаркт елиши жәзмән еди. Дәрру дәсләпки һажәтлик ярдәмни көрсәттим. Убдан өзигә кәлгәндин кейин пәхәслик билән тағдин елип келип, наһийәлик ағриқханиға йәткүздим. Жут болғандин кейин мундақ вақиәләр болуп туриду. Қисқиси, биз кечини-кечә, күндүзни-күндүз демәй, йә дәм елишни билмәй, дайим һошиярлиқта туруп ишләп келиватимиз, – дәйду Гүлнарәм өз ишидики пәвқуладдә болидиған вақиәләрни йошуралмай. Раст, мәлидә беши ағрисиму, чиши ағрисиму, ичи ағрисиму, бирәр һалакәткә муптила болсиму, һәтта балилар тумуқап, йөтилип қалсиму мошу пунктқа келип биринчи давасини алидекән. Андин Гүлнарәмниң тәкливи билән һажәтлик орунларға әвәтилидекән.
Вақит билән һесаплашмай, икки мәлә оттурисида пиядә өй арилап, ағриқларниң һалидин хәвәр елип, өзиниң силиқ муамилиси билән шараитни чүшәндүрүп, роһий озуқ һәм шипалиқ мәслиһәтлирин берип туридекән. Шуңа жут әһли Гүлнарәмни наһайити һөрмәт билән тилға алиду. Мабада өйидә ағрип, орун тутуп ятқан бемарларни йоқлап барғидәк болсиңиз «Гүлнарәм кәлсә яхши болуп қалимән» яки «Гүлнарәмгә ейтиңлара, өзи кәлсунчу», дегән сөзләрни көп аңлайсиз. Өз кәспигә садиқ, хәлиқ саламәтлиги үчүн бар билимини сәрип қилидиған әжайип дилкәш һәм кәмтар инсан екәнлигини жут әһли дайим тилға елип келиду. Һәр қачан ағириқниң йенидин тепилидиған дохтурниң вәзиписи интайин еғир вә мәсъулийәтлик иш. Өз кәспи билән көпниң көңлидә, әлниң ағизида болуватқан Гүлнарәмгә наһийәлик, йәрлик вә мәһкимә мәмурийити тәрипидин берилгән тәшәккүрнамә вә һөрмәт грамотилири йетәрликтур. Әң әвзили «Көпниң һөрмитидин артуқ мукапат йоқ, қериндаш» дегән изгү нийитимизни изһар қилип, тинимсиз издиниш билән жавапкәрликни һажәт қилидиған кәспий ишиға муваппәқийәтләр тиләймиз.
Гүлнарәм өмүрлүк жүпти, йәни бүгүнки күндә мәктәп күзәтчиси болуп ишләватқан Йолдаш Әмәтов билән 1986-жили аилә қуруп, 5 пәрзәнт (4 қиз, 1 оғул) сөйгән. Оғли Долқун Алмутидики КазГуниң биотехнология бөлүмини түгитип, мутәхәссислигидә шу яқта ишлисә, үч қизи мәктәптә муәллим. Кәнжә қизи Шахназ бийил оттура мәктәпни алтун бәлгүгә тамамлап, АГУниң чәт тиллар бөлүмидә тәһсил көрмәктә. Гүлнарәм билән Йолдаш билим егиләватқан балилириниң һаятиға зоқмәнлик билән қарап, келәчәктә сөйүмлүк Вәтини Қазақстан үчүн, жути вә хәлқи үчүн хизмәт қилишини бир Алладин сорап, күндә дуга тилавәт қилидекән. Биз бу аддий аилидин йүксәк чоққиларға еришиватқан балилириға, уларни һаятқа кәлтүрүп йетилдүриватқан Гүлнарәм билән Йолдашқа аманлиқ тиләп, ишлирида зор муваппәқийәтләргә йетишигә сәмимий тилигимизни билдүримиз.
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ