Мустәқил Қазақстанда кейинки жилларда маарип саһасиға бағлиқ нурғунлиған өзгиришләрниң болуватқанлиғи һәммигә аян. Билим саһасида ислаһатларму әмәлгә ашурулди. Устаз шәнини көтиришкә алаһидә көңүл бөлүнди. Әл Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев бу қетимқи муражиитидә билим бериш мәсилисигә аит баһалиқ пикирләрни бәрди. Оттура билимниң камаләткә йәткән милләтни шәкилләндүрүшниң йәнә бир амили, йәни һәр бир қазақстанлиқ мәктәп оқуғучисиниң оқуши вә һәр тәрәплимә риважлиниши үчүн мунасип шараитқа егә болуши һәққидә сөз қозғиған еди.
-Һәқиқәтәнму биз елимизниң, хәлқимизниң келәчигини ойлисақ, бар күч-ғәйритимизни яш әвлатқа заман тәләплиригә мувапиқ пухта билим вә аңлиқ тәрбийә беришкә сәрип қилғинимиз әвзәл. Шундақла устазлар ата-анилар һәм жәмийәт билән һәр тәрәплимә һәмкарлиқта болуп балиниң оқуп, һәр тәрәптин йетилиши үчүн һажәтлик шараит яратқандила көзлигән мәхситимизгә йетәләймиз дәп ойлаймән,- дәйду муражиәттин тәсирләнгән Чонжа №3-Илья-бәхтия намидики оттура мәктивиниң муәллими Гүлсарәм Һебибуллаева Һаким қизи.
Шагиртлириниң келәчигини ойлап, издинип-үгинип тәлим бериватқан Гүлсарәм Һебибуллаева 1987-жили 1-августта наһийәмизниң Ават йезисида һаятқа көз ачқан. Мәзкүр жуттики оттура мәктәпни тамамлап, 2005-жили Абай намидики Миллий педагогикилик университети физика-математика факультетиниң математика бөлүмигә грантқа чүшиду. Алий билим дәргаһини 2009-жили муваппәқийәтлик тамамлайду. Билимини тәрәққий әткүзүш үчүн шу жили Аль-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң ихтисат бөлүмигә чүшүп, 2011-жили түгитиду. Алий билимни егилигән Гүлсарәм 2011 –жили Баһар йезисидики А. Розибакиев намидики оттура мәктәптә математика пәнидин дәрис бериш билән устазлиқ ишини башлайду. 2012-2018-жиллар арилиғида Чонжа №5-оттура мәктивидә математика пәнидин дәрис бериду. 2018-жилдин етиварән Чонжа №3-Илья-бәхтия намидики оттура мәктивидә математика пәнидин дәрис берип кәлмәктә.
Г.Һебибуллаева он жилдин ошуқ тәжрибисидә көплигән ишларни бәжирип, утуқларға еришкән. Жүмлидин, наһийәлик «математикилиқ регата» бойичә өткүзүлгән муәллимләр конкурсиниң биринчи үчлигидин көрүниду. Наһийәлик муәллимләр арисида өткүзүлгән дебат мусабиқисидә 2-орунни йеңивалиду. Кәспигә иштияқ бағлиған Гүлсарәмниң билимгә болған қизиқиши риважлинип, вилайәтлик өткүзүлгән «зерде» илмий ишлар мусабиқисидә 3-орунни егиләйду. Жил муәллими 2021-2022жили «Креатив педагог» номинациясидин иккинчи орунни йеңивалиду. Униң тәрбийиләп чиққан шагиртлири 2021-2022-оқуш жилида наһийәлик оқуғучилар арисида өткүзүлгән олимпиадида үчинчи орунни егиләп, устазини һәм мәктивиниң шәнини көтириду. Гүлсарәмниң һәр қачанда издинип ишләйдиғанлиғини, йәни тәдбирчан устаз екәнлигини билгән вилайәт вә наһийәлик билим бөлүмлири алқиш хәтлири һәм түрлүк мәзмундики грамотилири билән тәғдирлиди.
Һәр жили дегидәк муваппәқийәтләргә қол йәткүзиватқан Гүлсарәмниң алдиға қойған мәхсәт-арманлири көп. Ейтишиға қариғанда, оқутушниң илғар усуллиридин бәһир елип, йеза мәктәплириниң шараитиға мувапиқлаштурулған оқутушниң йеңи үлгисини устазларға тәвсийә қилиш йолида ойлап жүргәнлигиниму йошурмиди.
Гүлсарәм жут ичидиму, коллективидиму, аилидиму сийлиқ һәм абройлуқ. У ички ишлар бөлүминиң хадими Туражан Мәһәммәтов билән аилә қуруп сөйгән икки оғул, бир қизини заманға лайиқ тәрбийиләп йетилүрмәктә. Балилириму өзлиригә охшаш тәрбийилик болуп, мәктәптә үлгилик оқумақта.
Һә, кәспигә садиқ, шагиртлириға меһриван, устазлар арисида һөрмәт тепиватқан, шундақла йеңилиқларни ижадий үгинип, заман тәливигә мувапиқ издинип ишләп келиватқан Гүлсарәм Һаким қизиниң ишиға муваппәқийәтләр тиләп, техиму ата-аниларниң йеқин мәслиһәтчиси, шагиртлириңизниң сөйүмлүк устази болуп яшавериң. Илаһим, бизму ижаткарлиқ билән йүксиливатқан ишиңиздин сәпдашлириңиз үлгә елип, уларниң һөрмитигә бөлүнүп жүрүң дегән сәмимий тилигимизни изһар қилимиз.
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ