Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев бийил Қазақстан хәлқигә икки қетим Муражиәт йоллиди. Март ейида йолланған муражиитини «Йеңи Қазақстан: йеңилаш вә йеңилиниш йоли» дәп атиди. Новәттикиси «Адаләтлик дөләт. Бир пүтүн милләт. Хатиржәм жәмийәт» дәп атилип, алдинқи Муражиәтниң давами сүпитидә қобул қилишқа болиду. Сәвәви дәсләпки Муражиәттә Йеңи Қазақстанни қуруш жәрияниниң башланғанлиғи вә жил бешида йүз бәргән вақиәләр бизгә савақ болуши керәклиги алаһидә ейтилған. Шу күнләрдә биз Мустәқилликниң өзгәрмәс қәдрийитини чоңқур һис қилдуқ. Течлиқ, турақлиқ вә разимәнликниң муһим екәнлигини билдуқ.
…Шундақ қилип, 5-июнь күнидики өтүлгән умум хәлиқ референдуми қанунниң 33 маддисиға киргүзүлгән 56 өзгириш елимиз хәлқи тәрәптин бир еғиздин мақулланди. Президентниң илгәрки Муражиитидә оттуриға қойған сәясий ислаһатларниң қануний базиси бәкитилди. Әнди 1-сентябрь күни Дөләт рәһбири Парламент палатилириниң бирләшкән мәжлисидә иккинчи Муражиәт – «Адаләтлик дөләт. Бир пүтүн милләт. Хатиржәмлик жәмийәтни» йоллиди.
Муражиәт Президентимиз үчүн «Адаләтлик Қазақстан» қуруш йолидики наһайити әһмийәтлик қәдәм болғанлиғи айдиң. Униңда көтирилгән мәсилиләр қолға елиниватқан сәясий өзгиришләрниң давами болуп һесаплиниду. Шундақла әлдики демократияни техиму ениғирақ қилип қаритилғанлиғини көрситиду. Бу болса қазақстанлиқларни ойландуриватқан соалларға ениқ жавап берилди дегән сөз.
Дөләт рәһбириниң тәкливи билән алдимиздики бир жилда Президент вә Мәжлис һәм мәслиһәт сайлими өтүдиған мәзгил болғили туриду. Униңдин башқа елимиздики ижтимаий-ихтисадий йөнилишлирини бәлгүләп, ихтисадий сәясәтниң йеңи шәкли тәклип қилинди.
Шундақла мәмликәтниң тириги, келәчиги – яшлар. Һазирқи күндә бала тәрбийиси – биз үчүн наһайити әһмийәтлик. Елимизниң тәрәққияти, гүллиниши кәлгүси әвлатниң қолида. Бу тоғрилиқ Дөләт рәһбири алаһидә қәйт қилип, мәктәпкичә болған билим бериш системисиға чоң әһмийәт бәргәнлиги диққәткә сазавәрдур. Балилар бағчилири тәрбийичилириниң шәнини ашуруш тәшәббусини һәммә қоллап-қувәтлимәктә. Мошу йәрдә Президентниң «Өз ишиға садиқ педагоглар билим бериштики илгириләшниң һәрикәткә кәлтүргүчи күчи болуп һесаплиниду. Шуңлашқа балилар бағчилирини әмәс, бәлки тәрбийилигүчиләрни аттестациядин өткүзүш керәк» дәп ейтқинини тилға алғум келиду. Чүнки оттура билим – утуқлуқ милләтни шәкилләндүрүшниң йәнә бир әһмийәтлик амили болуп һесаплиниду. Һәр бир мәктәп оқуғучиси оқуш вә һәр тәрәплимә риважлиниш үчүн мунасип шараитқа мунасип егә болуши керәк. Президент тәклип қилған «Қолайлиқ мәктәп» йеңи миллий лайиһәси нәқ шуниңға нишан қилинған.
Муражиәттә алаһидә жәмийәтлик пикир һасил қилған йәнә бир йеңилиқ – елимиз Президентиниң новәттин ташқири сайлимиға мунасивәттур. Һазирқи геосәясий мурәккәп дәвирдә бу наһайити тоғра қарар. Чүнки ениқ ислаһатларни башлап, ахириға чиқириш үчүн йәттә жил – йетәрлик вақит. Андин кейин Парламент Мәжлиси вә йәрлик мәслиһәтләр депутатлири сайлимини өткүзүш пәйтидә сәясий мәйданға йеңи кадр, йеңи әвлат көпләп чиқиду дәп үмүт қилинмақта. Биз шундақ болидиғанлиғиға ишинимиз. Биздә дуниявий дәрижидә етирап қилинидиған кадрлар йоқ әмәс, улар хәлиқниң муң-зарини тиңшашниму билиду. Кәлгүси депутатлар арисида нәқ әйнә шундақ адәмләрниң көпләп болуши – заман тәливидур.
Президентниң бизгә бир жилда икки Муражиәт билән сөзгә чиқишидики асасий мәхсәтму әйнә шуниңдин ибарәт. Һәр икки Муражиәтниң бир-бирини толуқтуруп турғанлиғиму мана шуниңда.
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ,
Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси, пешқәдәм устаз