Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев «Яшлар жили» һарписида «Һәр қандақ дөләтниң тапавити өз пухралириниң шәхсий тирикчилигидин тәшкил қилиниду. Кимки алдиға қойған мәхситигә қол йәткүзүп, өз қабилийитини ашурса, дөләтму тапавәтлик болиду. Бүгүнкидәк риқабәткә қабилийәтлик заманда һеч ким туғулупла тапавәтлик болалмайду вә униңға капаләтликму берәлмәйду. Униң үчүн дайим издиништә болуп әмгәк қилиш, өз-өзәңни риважландурушиң керәк», дәп сөзлигини һели ядимда.
Шундақ екән, елимизниң тәрәққияти һәр бир қазақстанлиқ пухраниң әмгигигә бағлиқ. Болупму, яшлар – мәмликитимизниң асасий фигуриси — күчи. Бу әснада яшларни қоллап-қувәтләшкә қаритилған дөләтлик программилар әмәлдә пайдилинилған. Мәмликитимизниң қанунлуқ программисида ипадиләнгән тирикчилик мәнбәлири ишлигүчиләр үчүн наһайити қолайлиқ шараитларни яратти. Бу имканийәтләрдин толуқ пайдилинип, өз турмушида һалавәт көрүватқан яшлиримиз бизниң наһийәдиму барчилиқ. Бүгүн биз Чонжида истиқамәт қиливатқан Һосман Жумахуновниң тирикчилиги хусусида гәп қилмақчимиз.
Һосманжан әсли Челәк тәвәсидин. У атиси Турғанжан билән аниси Пәридәмләрниң бәш пәрзәндиниң төртинчиси. Һ.Жумахунов 1981-жили 9-октябрь күни Челәк йезисида содигәрләр аилисидә дунияға кәлгән.
Һосман Жумахунов оттура билимни Яркәнттики Киров (һазирқи Хелил һәмраев) намидики мәктәптин алиду. У оттура мәктәпни түгитипла, сода иши билән шуғуллинип кетиду. Лекин 2000-жили иниси Тайиржан Алмутидики чегара һәрбийлирини тәйярлайдиған билим дәргаһида тәһсил көрүватқанда шуниңға шерик болуп шәһәргә бариду вә таксист болуп ишләйду. У йәрдә төрт жил болуп, қайтип Яркәнткә келиду. 2003-жили яркәнтлик Гүлназ Магеллан қизиға өйлиниду. Яркәнткә кәлгән Һосман Хитай-Қазақстан чегариси арилиғида адәм вә товар тошуш үчүн бәлгүләнгән чоң автобуста 2007-жилғичә ишләйду. 2009-жили өз аилиси билән Уйғур наһийәсиниң Чонжа йезисиға көчүп келиду. Бу йәрдики мәркизий базарда көктат, парчә-пурат кийим-кечәкләрни хитайдин кәлтүрүп, сода иши билән шуғуллиниду. Һәмрайи Гүлназму бу ишқа убдан үгиниду. Улар һәтта мәлима-мәлә жүрүп, яйма базар қуруп көплигән тирикчиликләрни қилиду. Әлвәттә, бу сөзләрни ейтишқа асан болған билән уларни рәткә кәлтүргичә талай қийинчилиқларни әр-аял баштин кәчүришиду. Һәммигә бәрдашлиқ берип, ишниң йол-йоруғини чоңқур үгиниду. Әр-аял бирдәк әмгәк қилип, ахири Чонжидики мәркизий базарниң ичидики (хәлиқләрниң яркәнт дукини дәп атавалған) дуканни 2011-жили парчә-пурат товарлар вә өй егилиги үчүн һажәт нәрсиләрни сетиш билән башлайду. Әлвәттә, буниң кәлтүргән товарлири чәт әлдин болуп, башқа дуканларға нисбәтән әрзән баһада еди. Һазир бу сода орни кәңийип, көпчиликниң сөйүмлүк һәм херидарлар үчүн әһмийәтлик бир сода орниға айланған. Бу дуканниң херидарлири көп болуп, наһийәмизниң барлиқ жутлиридин келип, товарларни қизғинлиқ билән елишиду. У сода орнида бүгүнки күндә 9 адәм иш билән тәмин етилгән. Ишини убдан рәткә кәлтүргән Һосман 2019-жили Чонжида тәвлүк бойи ишләйдиған автомашина жуюш карханисини ишқа қошиду. Һазир у ишханиниңму херидарлири көп болуп, әл үчүн хизмәт көрситип кәлмәктә. Йәнә бир алаһидилик, 67 яшниң үзини көргән аниси Пәридәм Әрәпстанға һәж сәпиридә болуп, «һажи ана» атилип келип, бүгүнки күндә иман әқидилири асасида жутида инсанларни изгү нийәтлик ишларға жәлип қилип, һөрмәт-икрамға егә анилардин һесапланған. Меһри дәрия анилардин тәрбийә көргән Һосман билән Гүлназ жуттики бәзи көп балилиқ, турмуш әһвали төвән аилиләргә өзиниң халисанә хәйрихаһлиғиниму айимай, уларниң дугасини елип келиду. Шундақла, һәр қандақ жәмийәтлик ишларниң һажәтлик муһимлириғиму арилишип, уларниң һөддисидин чиқишниму билиду.
– Мән өз тәжрибәмдин шуни билдимки, базар, сода асасида қанчә тирикчиликниң көзини билсәмму, лекин билим алғанға йәтмәйдекән. Әгәр мән бүгүнки заман тәливигә мувапиқ тижарәт еқимидики алий оқуш орунлирини оқуған болсам, сөзсиз, чоң тижарәт егиси болаттим. Амал қанчә, у һазир пушайман. Мениң яшларға ейтидиғиним, мүмкин қәдәр өзәңлар сөйидиған кәсип бойичә билим елишқа тиришиңлар, униңдин көп пайда алисиләр демәкчимән. Бу елимизниң бизгә яритип бериватқан имканийитидур. Шуни пайдилинип қелиңлар дәймән,- дәп өзиниң йетишмәс тәрәплирини ейтти. Бир аз туруп: – Һазир бәзи ахмақлар иш йоқ дәйду. Елимиздә иш көп, пәқәт еринмәй ишләшни билиш керәк. Заманивий технологияләрни үгиниш арқилиқ йеңи иш көзлирини ениқлашқа зор мүмкинчилик бар. «Алма пиш, ағзимға чүш» дәп тәйяртап болмас керәк, – дәп яшларни ишқа һәм билимгә дәвәт қилиду.
Сөзи силиқ, муамилидә аддий, мүжәзи юмшақ, йоқсуллар үчүн ғәмхорчи, меһриванлиқ сезими жуқури, һәр қачан қоли көксидә жүргән инимиз һәм сиңлимиз Һосман билән Гүлназ баш қошуп 2 қиз, 1 оғул пәрзәнт сөйгән. Чоң қизи Амина заман еқимиға мувапиқ Алмутида тижарәткә хас бир алий дәргаһниң 2-курсида, қалғанлири ана тиллиқ оттура мәктәптә оқумақта.
Дәвир билән һәмнәпәс болған аилә әзимәтлири тирикчилик ишидин қачмайдиған, мәшәқәт тарттим дәп ишни йәклимәйдиған, қилған әжриниң ләззитини көрүп, бир-биригә яндишип яшап, көпниң һөрмитигә бөлүнүп әмгәктин бәхтини тепиватқан бу тижарәт егилиригә апирин ейтип, «Силәргә сағлам саламәтлик вә күнүңлар көңүллүк, ишиңлар үнүмлүк, йолуңлар амәтлик, тапқиниңлар бәрикәтлик болсун дегән иллиқ ләвзимизни билдүримиз.
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ