Басты бет Көкжиек УСТАЗ ӘМГИГИ НӘМУНӘ

УСТАЗ ӘМГИГИ НӘМУНӘ

0
981

        «Устазға өлгичә хизмәт қил, хизмәт қилмисаңму иззәт қил!» дегән дана сөз бар хәлқимиздә. Устаз дегән сөз пәқәт бирәр кәсип яки һүнәр бойичә өз тәжрибисини шагиртлириға һәдийә қилған кишигила нисбәтән әмәс, бәлки шундақла һаятниң қир-сирлирини чүшинишкә, еғирчилиқлириға бәрдашлиқ беришкә дәвәт қилидиған, һәқиқий инсан сүпитидә шәкиллинишкә сәвәпкар болидиған, күч-қувәт һәм мәдәт беридиған адәмләргә мунасивәтликму ейтилиду. Әйнә шундақ кишиләрни устаз тутуш үчүн алди билән шуларға лайиқ шагирт болушниму билиш лазимдур.

-Биз, йәни бүгүнки таңда оттура яштин алқиған әвлат, өзимизни ХХ әсир билән ХХ1 әсир оттурисидики көрүк сүпитидә һис қилимиз. Чүнки биз икки әсирниң тирик гувачилири. Узун тарихқа бай хәлиқ арисидин саһалар бойичә көплигән намайәндиләримиз йетилип чиқип, жамаәтчиликниң һөрмитигә сазавәр болди. Шәхсән өзәм шу өтмүшниң тәлим-тәрбийиси, даңлиқ пәрзәнтлиримизниң мәслиһәтлири, ғәмхорлуғи билән меһир-шәпқити нәтижисидә әл қатариға қошулғиним билән дайим мәғрурлинимән. Алаһидә қәйт қилиш лазимки, өз вақтида билим һәм тәрбийә бәргән устазлиримниң көпчилиги кейин өзәмгә кәсипдаш, мәслиһәтчи, дост болуп, улар билән биллә паалийәт елип бардим,- дәйду бүгүнки қәһриманимиз, тәдбирчан устаз һәм рәһбәр болған Шарванәм Мүзәппәр қизи Төрәева.

Мәлумки, һәр қандақ бир адәмниң шәхс болуп шәкиллинишидә устаз һәл қилғучи роль ойнайду. Өтмүшкә нәзәр салидиған болсақ, Шарванәмниң әждатлириниң аддий адәмләрдин әмәслигини рошән байқаймиз. У хәлқимиз мәдәнийитидә йетәкчи роль ойниған һәм униң қәлбидә чоңқур из қалдурған сәнъәткар вә милләтпәрвәр Мүзәппәр әвладидиндур. Мениңчә, Шарванәм Төрәеваниң зияли шәхс болуп йетилишигә өткән әсирниң иккинчи йеримида миллий мәдәнийәт вә маарипни тәрғип қилған чоң аписи Шерхан Төрәева билән аниси Аминәм Һошурова, мәзкүр мәктәпниң сабиқ мудири Қәһриман Өмәрбақиевлар устаз сүпитидә зор тәсир  йәткүзгән. Әвлатлар еқидисигә садиқ болушни асасий вәзипә дәп билгән Шарванәм һәм устаз, һәм рәһбәр сүпитидә ата-мома вә анилириниң ишини давамлаштурди…

Шарванәм Төрәева 1959-жили 25-май күни Түгмән йезисида дунияға кәлгән. У шу йезидики оттура мәктәптә билим алиду. Алий оқуш орниға һөжжәтлирини тапшуруп, муваппәқийәтлик тамамлап, иш-паалийитини 1981-жили Түгмәндә биология вә география пәнлиридин дәрис бериштин башлайду. У көп өтмәйла өзиниң кәспигә болған садақити, тәләпчанлиғи вә жүкләнгән вәзипиләргә жавапкәрлик билән қариши түпәйли мәктәп мәмурийитини қайил қилиду. Билим бериш саһасида хелә тәжрибә топлиған Шарванәм 1986-2005-жиллар арилиғида мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә, 2005-2008-жиллар арилиғида мәктәпниң илмий мудири хизмәтлиридә әстаидил хизмәт қилиду. Бу жилларда мәктәпниң тәрбийә вә билим сапаси йүксилип, наһийәдики илғар мәктәпләр қатаридин көрүниду. Униң мәктәп коллективини заман тәливигә мувапиқ йетәкләп, мәктәпниң маддий техникилиқ базисини түрлүк заманивий васитиләр асасида жабдуқлап, йетүк педтехнологияләрни пайдилинип, оқутқучиларниң тәшвишсиз ишлишигә баринчә мүмкинчиликләр яритип, билим сапасиға көп көңүл бөлгәнлигини, шундақла уюштуруш қабилийитиниң үстүнлигини, һәммә билән тез тил тепишип кетидиғанлиғини билгән наһийә рәһбәрлиги 2008-жили мәктәп мудири лавазимиға тайинлайду. Та һөрмәтлик дәм елишқа чиққанға қәдәр бу лавазимда адил вә дадил ишләп, коллективни башқуруп кәлди.

Шу жилларда мәктәп униң иккинчи аилисигә айлинип, өсмүрләрниң билим елиш йолида тинмай әмгәк қилип кәлгән Шарванәм жут ичидиму алаһидә һөрмәткә сазавәр болған. Тәкитләш керәкки, көп жиллиқ устазлиқ паалийитидә өзиниң тәшәббуси билән қабилийәтлик оқуғучиларниң билимини наһийәлик, вилайәтлик байқаш-көрүкләрдә намайиш қилишиға яр-йөләк болди. Тәдбирчан устазниң әжри мунасип баһалинип, «Қазақстан Жумһурийитиниң маарип әлачиси» аталди, алий дәрижидики устаз нами вә башқиму министрлик, вилайәтлик вә наһийәлик билим бөлүмлириниң тәшәккүр, Пәхрий ярлиқ вә маддий соғилири билән тәғдирләнди. Униң ижадәтлик әмгәклирини билгән жут вә аилә әзалири  Шарванәмниң шәрәплик иши билән мәғрурлиниду вә пәхирлиниду.

Һә, шундақ дилкәш, салаһийәтлик инсан мәзмунлуқ һаят вә салмақлиқ әжри арқилиқ көпчиликниң иззәт- һөрмитигә еришкән Шарванәмгә охшаш мәрипәтчиләр алдида шагиртлири дайим баш егиду. Ундақ инсанларниң һаят йоли яш әвлатқа нәмунә болидиғанлиғи талашсиз. Бизму мундақ қәлби мәрипәткә беғишланған инсанға әң алий тиләклиримизни билдүрүп, нагиран сиңлиси үчүн қиливатқан ғәмхорлуғиниң ижабий нәтижә беришини вә шәхсий һаятиниң  бәхит-саадәткә толуп, хатиржәм һаят көрүшини тиләймиз.

                                                                 Худавәди Мәңсүров

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…