Басты бет Қазақ елі ҺӘРБИЙ ХИЗМӘТ – АЛИЙ ҺИММӘТ

ҺӘРБИЙ ХИЗМӘТ – АЛИЙ ҺИММӘТ

0
232

    Елини, йерини, вәтинини қоғдаш – абройлуқ вәзипә. Шу абройлуқ вәзипини адил атқуруш – сайниң тешидәк сәптә турған һәр бир жәңчиниң пәризи. Мошундақ зор вәзипини атқуруш арқилиқ һәр бир граждан вәтәнпәрвәрлик роһқа, Вәтән алдидики борчини өтәш сезимини қелиплаштурушқа, һаяттики еғирчилиқлардин бәрдашлиқ билән өтүшкә тәрбийилиниду. Бүгүнки таңда елимиздә әркинликни, течлиқ билән келишимни сақлаш умумий миллий ғуруримизға айланди. Шундақ мәмликәтлик ғуруримизни төвәнләтмәс үчүн мустәһкәм чегаримизни диққәт билән қарап, тәртип орнитип олтарған чегаричиларниң абройлуқ вәзипилирини шүбһисиз орунлап жүргәнлиги һәқиқәт. Һошияр қиранлиримизниң арқисида биз әл ичидә ғәмсиз тирикчилик ясап, хизмәт қиливатимиз.

Бизниң наһийә асман асти ели һесаплинидиған Хитай Хәлиқ Жумһурийити билән чегаридашлиғи аян. Чегаримизни көзиниң қаричуғидәк асирап, һошиярлиқ тонутуп турған Қазақстан Жумһурийити Миллий бехәтәрлик комитети, Райымбек чегара хизмитиниң һәрбий бөлүми чегаричилириниң биз үчүн абройи һәр қачан жуқури. Улар мәмликитимизниң течлиғи билән инақлиғи йолида әмгәк етип, жәңчиләр Вәтән алдидики борчини аброй билән атқурмақта.

Һәрбий бөлүмдики жәңчиләрниң мәшиқлиниш әһваллири төвәндикичә: Йеңидин кәлгән жәңчиләр дәсләп елимизниң пәқәт оқуш-мәшиқлиридин өтүп, мәшғулатлири ениқлиниду. Бәлгүлүк вақит өткәндин кейинла алаһидә вәзипиләр жүклинидекән. Бу чағда бәзи бир жәңчи ишт билән, бирлири илқа билән иш ишлисә, көлүккә йеқин һәрбийләр жүргүзгүчи, техникиларни, қурулғуларни жөндигүчи болуп түрлүк хизмәткә бөлүниду. Һәрбий һаят тәрзигә убдан үгинип, һәр тәрәптин билип-тонуған жәңчиләрла елимизниң һәр хил жайлириға әвәтилидекән.

Улар Вәтән алдидики борчини өтәш билән биллә, әл билән йәр көрүп, тәбиити көркәм елимизниң мәнзиллирини арилап қайтиду. Бизниң бу қисимда елимизниң барлиқ вилайәтлиридин келип хизмәт қиливатқан һәрбийләр барлиғи һәқиқәт. Уларниң арисида алаһидә мутәхәссислиги бар жигитләр болуп, оқуш мәркизигә қобулланған һәрбийләргә күндики мәшғулатлиридин бөләк, тәрбийә ишлириму қатар жүргүзилиду. Һәрбий бөлүмдә китапхана болуп, түрлүк китап оқуш имканийитигә егә. Шундақла туғулған йери билән елиниң  тарихини билиш һәр бир солдатниң миннити болуп һесаплиниду. Шуңлашқа жәңчиләр өткән тарихтин дәрис елип, бовилириниң бесип өткән йоли һәққидә әхбарат елип, телевизор вә гезит-журналлар арқилиқ елимиздики йеңилиқларни өз вақтида билип туриду. Оқуш-тәйярлиқтин толуқ өткәндин кейин, улар чегара қоғдашқа алмаштурилиду. Улар хизмәтлирини атқуруп жүрүп, қурал-ярақларни пайдилиниш билән тәң келәчәк мутәхәссис егиләп чиқиду десәкму хаталашмаймиз. Бу йәрдә «У аялниң иши» дәйдиған сөз болмайду. Қисқиси, вәзипилирини атқуруп жүрүп, өмүргә һажәтлигиниң һәммисини үгинип қайтидиған жәңчиләр келәчәктә учрайдиған тосалғуға, еғирчилиққа бәрдашлиқ беридиғанлиғи ениқ. Һәтта бәзи оғланлиримиз һәрбий хизмитини түгитип болғандин кейинму, шәртнамә билән шу һәрбий хизмәттә қилишни халайдиғанларму көптур. Әлвәттә, мундақ яшлар Вәтәнгә садиқ хизмәт қилиду дәп камил ишинимиз.

Вәтән үчүн хизмәт қилиш, уни қоғдаш, мустәқил дөлитимизниң шәнини һимайә қилиш, униң чегарисини мустәһкәмләш, түрлүк иғвагәр-әксийәтчи топларға қарши туруп риқабәткә қабил туруш – бүгүнки яш әвлатниң зор вәзиписи екәнлиги бүгүнки күндә һавадәк һажәт. Лекин бәзи ширғулан оғланлиримиз жуқурида аталған вәзипиләргә жавапкәрлик билдүрмәй, вәтәнгә, елигә, хәлқигә дегән садақәтлигини йоқитип, һәрбий сәпкә бериштин баш тартиватқанларму барчилиқ. Әлвәттә, мундақ әзимәтләр мустәқил дөлитимизни мустәһкәмләш йолида пидакаранә хизмәт қилиду, вәтәнгә көйиниду дәп ишәшлик ейталмаймиз. Ундақ «еғирниң үстидә, йеникниң астида» жүрүп жан беқишниң койида маңғанларға хәлқимиз ишәнч билдүрмәйдиғанлиғини әстин чиқармайли.

Мошу әснада көплигән һәрбий адәмләрниң өз елигә вижданән хизмәт қиливатқанлиғини ейтишимизға болиду. «Ғалибийәткә пәқәт роһниң күчлүклиги биләнла йетишкә болиду», дәп Бауыржан Момышұлы ейтқандәк, елимизниң қорғини болидиған жигәрлик, роһлуқ яшлиримизниң қатари көпийип, вәтинимиз аватлишип, әскәрлиримизниң шан-шөһрити йүксәк болсун дегән оюмизни йоллаймиз.

                                                                Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ОТАНҒА ҚЫЗМЕТ – ЕРГЕ МІНДЕТ

Ел арасында қазір баласын әскерге жіберуге қорқатындар саны артқан. Бойларын үрей билеген.…