«1000 һесап» лайиһәси

0
380

Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи һарписида Кичик Ақсу оттура мәктивидә уюштурулған «1000  һесап» лайиһәсиниң нәтиҗиси чиқирилип, лайиһәгә қатнашқан оқуғучилар мәхсус соғилар мукапатланди. Ениғирақ ейтсақ, 2018-2019 оқуш жилида Кичик Ақсу оттура мәктивидә мәктәп мудири Тохтахун Қадировниң тәшәббуси көтириши вә «Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрни қоллаш» җәмийәтлик фондиниң рәиси Алимҗан Тиливалдиниң қоллап-қувәтлиши билән «500 һесап» лайиһәси қолға елинған еди. Бара-бара оқуғучиларниң қизиқиши күчийип, лайиһә  «1000 һесап лайиһәси» болуп өзгәртилипту. Арилиқта оқуш жилиниң онлайн режимда уюштурулушиға қаримай, һесап чиқиришни тохтатмиған оқуғучиларниң алди бүгүнки күндә алтә миң һесапқичә чиқирипту.

Мошу лайиһәни қоллап-қувәтлигүчилириниң бири, М.Әуезов намидики институтиниң әдәбият вә сәнъәт бөлүминиң баш илмий хадими, Россия тәбиий пәнләр академиясиниң мухбир әзаси, «Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрни қоллаш» фондиниң рәиси, алим Алимҗан Һәмраев, миллий маарипимизниң җанкөйәри Реһимҗан Тоқаев, шаир-журналист Әхмәтҗан Исрапилов, Уйғур наһийәлик билимни риваҗландуруш оқуш-методикилиқ мәркизиниң методисти Альбина Латтаровалар йеқинда Кичик Ақсу оттура мәктивидә болуп,  лайиһәгә қатнашқан оқуғучилар билән уларниң устазлирини рәғбәтләндүрүп қайтти. Һөрмәтлик меһманларниң қатарида оқуғучиларни мукапатлашта һамийлиқ тонутқан «Достлуқ уйғур этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Розахун Насиров билән мәзкүр мәркәзниң әзаси Үсән Җәлиловларму болди.

Математика – пәнләрниң патшаси һесаплиниду. «1000 һесап» лайиһәси балиларниң интеллектуаллиқ қабилийитини ашуруп, логикилиқ ойлаш қабилийтини, дуниятонушини риваҗландурушиға мүмкинчилик бериду. Кичик Ақсу оттура мәктивидә өткән чарә-тәдбирдә пән муәллими Ядикар Һезбақиев оқуғучиларға математика пәни бойичә тапшурмиларни орунлатти. Нәқ мәйдандила билимини испатлиған оқуғучиларниң тапқурлиғи кәч меһманлирини таңлай қақтурди. Чарә давами мустәқиллигимизгә беғишланған концертлиқ программиға улашти.

Дәсләпки сөзгә чиққан вақитчә мәктәп мудириниң вәзиписини атқурғучи Адхам Сулайманов башта «500 һесап» лайиһәсиниң  20 оқуғучи билән башланғанлиғини һәмдә һазир «1000 һесап» лайиһәсиниң 35 оқуғучи билән давам тепиватқанлиғини қәйт қилди.  Шундақла, мошу лайиһәниң арқисида математика пәни бойичә олимпиада, конкурсларниң ғалиби атиливатқан оқуғучилириниң исимлирини пәхирлиниш билән атап өтти. Өз новитидә сөз алған  кәч меһманлириму яшларниң қабилийтигә қайил болғанлиғини ейтип, математикиға иштияқ бағлиған балиларниң келәчигидин чоң үмүт күтидиғанлиғини тилға алди.

– Мениңчә, бүгүнки күн наһайити қутлуқ күн. Чүнки балилар биз ойлиғандинму яхши нәтиҗә көрсәтти, – деди Алимҗан Тиливалди сөз бешида. Кейин  лайиһә даирисидә мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурған мәктәп мәмурийтигә, шу җүмлидин, мудирниң вәзиписини вақитчә атқурғучи Адхам Сулайманов билән лайиһә тәшәббускарлириниң бири, авалқи мәктәп мудири Тохтахун Қадировқа алаһидә рәхмәт ейтқач, мәктәп муәллимлирини Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғиға беғишланған тәшәккүрнамиси билән тәғдирлиди.

Алдинқи үчлүктин көрүнгән оқуғучилар ахчилиқ соғиларға муйәссәр болди.  Атап ейтсақ, топ ярған 7-синип оқуғучиси Камиләм Қурдашева (5850 һесап чиқарған) билән 4-синип оқуғучиси Милана Сәйдәхмәтовалар (1877 һесап) Баш мукапатқа еришсә, 10-синип оқуғучиси Пәрвиз Турдиев билән 9-синип оқуғучиси Арзигүл Абдухелиловалар 1-орунға, 4-синип оқуғучиси Руфина Михаилова, 10-синип оқуғучиси Сабрина Нурәһмәтовалар 2-орунға, 7-синип оқуғучиси Радмина Тохтахунова, 4-синип оқуғучиси Илшат Турдалиев, 8-синип оқуғучиси Дилнура Хамидова, 6-синип оқуғучилири Пәризат Қурдашева, Мунира Октябровалар 3-орунға сазавәр болди. Қисқиси, лайиһәгә қатнашқан 35 оқуғучиниң һечбири мукапатсиз қалмиди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…