Буниңдин 54-жил муқәддәм созулуп ятқан чөл-җәзириниң батур қоллар арқилиқ гүлистанға айлиниши үзүни күнниң нури ялап, маңлийиға жиллар өз тамғисини салған дехан ака-һәдилиримизниң әмгиги. Улар тәғдирниң һәр қандақ қийинчилиғиға төзүм билән бақти, өз ғемини әмәс, бәлки әл ғемини, әвлатниң бәхтини ойлиди.
Шерин йезисиниң бәрпа болуши, жутумизниң тиклиниши беваситә наһийәмиз парткоминиң сабиқ хәтчиси мәрһум Кинтал Бақиоғли Исламовниң тәшәббусиға бағлиқ.Министрлар Кеңишиниң буйриғини асас қилған һалда Қазақстан озуқ-түлүк министрлигиниң №117-буйруғи асасида1967-жили 4-майда «Чарин» йәл-йемиш совхози қануний түрдә рәсмийләштүрилиду.
1968-жили наһийәмизгә қәдәм тәшрип қилған Қазақстан Компартиясиниң биринчи хәтчиси Д.А.Қонаев билән Алмута вилайитиниң партия Компартиясиниң хәтчиси Асанбай Асқаровлар йеңи совхоздики қурулуш билән әтраплиқ тонушуш үчүн наһийәлик партком хәтчиси Кинтал Исламовни елип йезимизға келиду. Яш рәһбәр Надир ака йеңи егилик қурулушиниң паалийитини, қолға кәлтүриватқан утуқлирини вә көңлигә арам бәрмәй жүргән камчилиқ, қийинчилиқларни тизип ейтип чиқиду…
Р.Абдуллаев рәһбәрлигидә үзүмни қобул қилиш, қайта ишләш заводиниң проекти ясилип әл-жут билән селинған винзавод 1974-жили 15-августта ишқа қетилип, шу жили елинған 70 тонна үзүмдин 50 тонна таза шарап тәйярлиниду. Завод күндин-күнгә йеңи җабдуқлар билән тәминлинип, билимлик мутәхәссисләр билән толуқтурилиду.Үзүм суға зич бағлинишлиқ болғачқа су системилирини рәтләш, йолға селиш әң чоң мәсилиләрниң бири еди. 1972-жили су инженерлиқ мутәхәсиси Абдуҗелил Сейитовниң совхозимизға чүшиши бу системида кәскин бурулушни пәйда қилди.
Сәпәр Сулайманов ишлигән жиллири пәқәт етиз-ериқ ишлириниң маһири болмай бөлинип чиққан дехан егиликләрниң мәслиһәтчиси, мәктивимизниң әң йеқин йөләкчиси, яшлар тәшәббусидики спорт оюнлириниң ғәмхорчиси вә сәнъәт җанкөйәри болди. Йеза яшлири арисида дәсләп вуҗутқа кәлгән сәнъәт һәвәскарлар өмигигә сәнъәткарлар аилисидин чиққан чоң ақсулуқ Мәхсим Дәраев билән клуб йетәкчиси Анархан Аблесеновалар йетәкчилик қилатти. Өмәк тәркивидә Нурдун Әлахунов, Тәләп Мамутов, Нуршидин Ильясов, Әхмәт Турғанов, Нурхелчәм Зайирова, Дилбирим Ташбаева, СалтанатСағымбековалар болған еди. Бу һәвәскарлар өмиги совхоз тәрипидин кийим-кечәк, саз әсваплири билән толуқ тәминлинип турған.
Дөлитимиз Сәпәрниң әмгигини мунасип баһалап 2006-жили «Әмгәктики әрлиги» медали билән мукапатлиса, 2007-жили көксигә «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси»бәлгүсини тақиди. Шу жиллири үзүм өстүрүштә, гектариға 100-120 центнердин һосул алған илғар звено йетәкчилирийетилип чиқти, атап ейтқанда: Әхмәт Қадиров, Абдрим Нуруллаев, Халидәм Мусретова, Хәйринсахан Баратовалар; механизаторлардин – Тохтасун Мурсулов, Октябрь Пәхирдинов, Әхмәт Турғанов, Звидам Невирова, Марат Кибиров, Жумаш Сәрсенбаев, Нурдаулет Тегисбаев, Тохтәр Каримовлар СССР мевә-көктат егилиги министрлигиниң грамота вә дипломлири билән мукапатланған.
Дәсләпки мәктәп «Канал» учаскисидики кона өйләрниң биридә төрт оқуғучи билән ечилған. Канал башланғуч мәктивиниң мудири һәм муәллими болуп Улуқ Вәтән Урушиниң иштиракчиси, Қазақстан маарип әлачиси – Ғенахун Суфиляров тайинланған. Кейин мәктәпкә мудир болуп алий билимлик Қарихан Мәхпирова кәлди. 1977-78-йеңи оқуш жилида «Ширин оттура мәктиви» нами билән колхозлар ара қурулуш мәһкимиси селип бәргән заманивий типтики 640 орунлуқ 3 қәвәтлик йеңи мәктәпниң ишиги ечилди. Қурулуш мәһкимисиниң башлиғи И.О.Умишваеф билән совхоз директори Н.Қадиров йеңи мәктәп ачқучини мәктәп мудири Шавкәт Салайдиновқа тапшурди.
1984-85-оқуш жилида мәктәп мудири болуп Қазақстан маарип әлачиси, уйғур тили дәрисликлириниң муәлипи Исақ Имиров тайинланди. Хәлқимиз бағ ясап кәткән адәмни дана дәйдикән, Исақ ака мәктәп алдиға бағ ясап мәңгүлик ялдама қалдурди. Бу жилларниң ичидә әстә қаларлиқ дәқиқә йүз бәрди. Мәктәп тарихида биринчи қетим алтун медальға Гүлназ Абдуллаева, күмүч медальға Адиләм Дараевалар сазавәр болди. Шу жиллири мәктивимиздин учум болған Шатлиқ Һәмраев үч дүркүн бокстин дуния чемпиони вә 1973-жили «Илһам» мукапитиниң лауреати аталди. 1985-95-жиллар арилиғида шаир-язғучи «Үзүмзарлиқ» шеирлар топлиминиң вә «Тиңдики үзүмзарлиқ» китавиниң муәлипи, «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси», маарип әлачиси Бағдат Баратов мәктәпкә мудир болған жилларда мәктәп алдидики йол асфальтлинип, икки четигә бардерлар қойилип, тратуарлар ясалди.
Шундақла мәктәпкә Хелил Һәмраев, Һесамдун Исламов, Мирзәхмәт Меримов, Илахун Җәлилов охшаш язғучи шаирларни вә алимә Бүвихан Алахуноваларни тәклип қилип, оқуғучиларға тонуштуруп, ялдама үчүн һәрбиригә көчәт олтарғузушни тәклип қилатти.1995-97-жиллири Хәйринсахан Абулғазиева һәдимиз ишлиди. Һәр жилниң тарихи, унтулмас дәқиқилири бар дегәндәк мәктәп һаятида дәсләпки қетим Шаирәм Баратова уйғур тили вә әдәбияти пәнлири бойичә вилайәтлик олимпиадидин биринчи, җумһурийәтлик олимпиадидин иккинчи орунни егилигини үчүн оқуш қәрәли аяқлашмай туруп Алмута дөләт университетиниң студенти аталди. Бүгүнки күндә Шаирәм көрнәклик шаирә, филология пәнлириниң намзити, Абай намидики Қазақ миллий Университетиниң чоң оқутқучиси вә бир нәччә шеирлар топлими китавиниң муәллипи. Мәктәптин учум болған бу жуқурдики исми аталған инсанлар бүгүнки жутумизниң пәхирлиридур. Кейин Пәрһат Мординов, Талипҗан Садиқовлар мудир болди. Бүгүнки күндә мәктәпни Селимәм Һапизова башқуриду. Мәктәптә51 муәллим 311 оқуғучиға заманға лайиқ билим бәрмәктә.
Әнди өзиниң пүткүл аңлиқ һаятини яш әвлатқа сапалиқ билим, аңлиқ тәрбийә беришкә беғишлиған мәрһум Реһангүл Ибрагимова, Бухелпәм Турғанова, Хәйринсахан Абулғазиева, Бағдат Баратов, шундақла,Қарихан Мәхпирова, Шакурәм Талипова, Зинаида Разамова,Халидәм Махаметова, Саһибәм Хасанова, Мәхсүм Дәраев, Мерванәм Қасимовалар кәби устазлар бүгүнки күндә һөрмәтлик дәм елишта жүрсиму, ана мәктәп билән бағлиниши, мунасивитини үзгини йоқ. Балилар бағчисиниң дәсләпки рәһбәрлири болуп Руқийәм Манапова, Бибишай Акишева, Мукарәм Сонурова ишлигән болса, кейинки вақитларда Хелчәм Шарипова йетәкчилик қилип, келәчәк яшларға үлгә боларлиқ дәриҗидә әмгәк әтти. Шундақла, мал чарвичилиғи билән шуғуллинип сүт өткүзүш ферма ясилип, униң йетәкчиси болуп зоотехник Валерий Аваков, ветврач болуп Тайир Мәхпировлар аянмай хизмәт қилди. Йеза ичидики телфон, светларниң турақлиқ ишлишини рәтләп, иш елип барған Нурахмәт Аблясанов вә Асан Рашитовларниң қилған ишлириниму аташқа әрзийду.
Бүгүнки күндә 588 гектар үзүмзарлиқтин 1500 тоннаниң орниға 1200 тонна үнүм елинди (Сәвәви кейинки вақитларда су тапчиллиғидин бурун 10-12 рәт үзүм суғирилған болса, булту 4-5 рәт аран суғурилди). Елинған үнүм «Бахус-Ширин» заводиға 80тәңгидин өткүзүлип, йеза турғунлири 96 миллион тәңгилик пайда тапқан.
Йезимизда бүгүнки күндә асасән қазақ-уйғур миллитиниң вәкиллири истиқамәт қилиду. Аһали сани 1650, бир мәктәп бир фельдшерлиқ пункт, бир почта, бир мечит вә 3 сода мәркизи моҗут. 2014-2015-жиллири «Ауыз су» дөләт программиси билән Ширинға 37 млн тәңгилик хираҗәт бөлүнүп, водапроводлар қайтидин йеңиланди. 2018-жили 7 млн ахча бөлүнүп мәктәп йениға ихчам футбол мәйданчиси ясалди. «Ауылым алтын бесігім» лаһийәси асасида 105 млн 9 миң тәңгә бөлүнүп, Ширин йезисиниң барлиқ (7 коча) кочилири асфальтланди. «Өңірлерді дамыту» дөләтлик программиси асасида 3 миллион тәңгидин ошуқ мәбләғ аҗритилип бир түркүм кочиларға электр шамлири орнитилди. «Еңбек» программисини әмәлгә ашуруш бойичә йезимизға округ тәрипидин 12 адәм җәмийәтлик ишқа җәлип қилинса, 2 адәм тиҗарәтчилик кәспи бойичә оқуштин өтти. Җүмлидин,Абылжан Батырбаев 550 мың тәңгилик мәмликәтлик грант утуп елип, машина җөндәш мәркизини (СТО) вә йәм тартиш цехини ишқа қошти. Шундақла йезимизниң турғуни Аман Хелилов бала-җаққиси билән навайхана ечип, 6-7 адәмни иш билән тәминләп, наһийәмизни вә жутумизни нан билән тәминләп кәлмәктә. Винзаводниң сабиқ директори Айдин Мубакаевниң һамийлиғида 4 га йәргә һәр түрлүк көчәтләр олтарғузулуп, чөрисини төмүр решеткилар билән қоршилип, яшларға истираһәт беғи бәрпа қилип берилди.
Йеза турғунлири қошумчә мәбләғ тепиш үчүн 35-40 аилә қоғун-тавуз терип, наһийәмизни вә хошна Панфилов, Кегән наһийәлирини ширинлиқларниң ширин қоғун-тавузлири билән тәминләп кәлмәктә.«Біз біргеміз» хәйрихаһлиқ акцияси асасида имканийити яр бәргәнләр муһтаҗларға ярдәм қолини сунмақта. Тиҗарәтчи жутдашлиримиз Шадийәм Баратова билән Кәнҗалим Тохтиевлар йезимизда өтидиған һәрқандақ мәйрәмлик иш-чариләргә һамийлиқ қилиду. Йәнә бир жутдишимиз Арупҗан Мәрипов өз хиражитигә йезимизға һашамәтлик мечит селип бәрди.
Һашамәтлик мечитниң селиниши жутумиз үчүн чоң хошаллиқ болди.Арупҗан өткән жили 100 аилигә ун таратқан болса, бийил 200 аилини (50кг) ун билән тәминлиди. Ширин йезисидики йүз аилигә, Баһар йезисидики 40 аилигә вә Чонжидики 60 аилигә бир қаптин ун ианә қилип, ярдәмгә муһтаҗ аилиләрниң хиҗаләтлиридин чиқти. У өз вақтида жигитбеши вәзиписини атқурған. Һә, жутниң ғемини йәп, яхшилиқ қилишни адәткә айландурған бу қоли очуқ инсандинжутдашлар бәк минәтдар.
Жуқурида исми аталған акилиримиз, һәдилиримиз жутни башқуруп, жут адәмлириниң өмлигини, бирлигини ашуруп, жутдарчилиқ ишларниң яхши йолға қоюлишиға көп күч чиқарди. Бүгүнки күндики жигитбеши Нурмәһәмәтжан Ильясовниңму әл үчүн атқуруватқан хизмити бебаһа.
Хуласиләп ейтқанда, жутдашлар әсирләрдин бу ян ухлап ятқан қараңғу тиңни ойғитип, қойниға йоруқ берип, иш қайниған етизлиқлар карвиниға улаштуруш арқилиқ тәғдирниң талай синиғидин өтти. Әндики новәт яш әвлатниң қолида. Тиңни, чөл-җәзирини гүлгә айландурған деханниң әвлади сүпитидә жутниң һәр бир пәрзәнди жутумизниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошиду дәп үмүт қилимиз. Йезимизда инақлиқ, бирлик болса, ана йәр, ана топрақниң техиму гүллинидиғанлиғиға ишәнчим камил.
Ғуламдун ИСЛАМОВ,
Ширин йезилиқ ақсақаллар кеңишиниң рәиси
(Бу мақалиниң бир мунчә йәрлирини Б.Баратовниң «Тиңдики үзүмзарлиқ» китавидин йәни бурунқи совхоз рәһбири Н.Кадыров вә жут мөтивәрлиридин сорап йезилди).