Басты бет Әлеумет Хәлиқ билән биллә

Хәлиқ билән биллә

0
923

Мәлумки, буниңдин жигирмә бир жил илгири Елбасы-Тунҗа Президентимизниң башланмиси билән «Отан» партияси қурулған еди. 2006-жилдин  2013-жилғичә «Нұр Отан» Хәлиқ демократиялик партияси дәп аталған аталмиш партияниң нами кейин «Nur Otan» партияси болуп өзгәртилди. Жигирмә бир жиллиқ тарихқа егә, елимизниң йетәкчи партияси ушбу жиллар арилиғида хәлиқниң зор ишәнчисигә еришип, пухта паалийити билән әл тәрәққиятиниң илгири сүрүшигә иқбал қилди. Исмиға җисми лайиқ партия Вәтинимизниң келәчигигә нурдәк чечилип, парлақ келәчигимизгә йол ачти. Жилдин жилға «Nur Otan»лиқларниң қатари көпийип, партияниң абройи өсмәктә. 


Қазақстанимизни пүткүл аләмгә тонутқан дана рәһбиримиз,Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаев асасини салған мәзкүр партия дөләт сәяситини хәлиққә тоғра йәткүзүштә йетәкчи күчкә айланди. Партия дөләтлик программиларниң орунлиниши, ишсизлар қатарини азайтиш, парихорлуқ билән күрәш қатарлиқ барлиқ саһаға даир муһим мәсилиләр турғусидин иш жүргүзүп, йүздин ошуқ милләт истиқамәт қилидиған елимиздики турақлиқни сақлаш йолида аянмай тәр төкмәктә.
Елимизниң һәр тәвәсидә «Nur Otan» партиясиниң шөбилири бар. Әлвәттә, наһийәмизму шу җүмлидиндур. Қачанла қаримаң, «Nur Otan» партияси Уйғур наһийәлик шөбиси имаритидин адәм айиғи үзүлмәйду. Униң ичидә, ишик қеқип, мураҗиәт қилғучиларниң нурғуни аддий турғунлар. Улар йешимини тапмиған нурғунлиған мәсилилирини һәл қилиш үчүн зор үмүт билән партия имаритиниң босуғисидин атлайду. Мундақ әһвалда ярдәмгә муһтаҗ хәлиқни дәрру қанат астиға алидиған партия йәңни түрүп ишқа киришиду. Мүмкинчиликниң баричә хәлиқ арисидики барлиқ чоң-кичик мәсилиләрни оңушлуқ һәл қилип беришкә тиришиду. Хәлиқ үчүн хизмәт қилидиған партия қанун асасида адиллиқ үчүн күришиду. Умумән, «Nur Otan» партияси һәрдайим хәлиқ билән биллә!
«Биз үчүн туташ дәвир. Мустәқиллигимизни мустәһкәмләп, күчлүк дөләт қуруш үчүн муһим реформилар ясаш керәк болди. Болмиса цивилизация йолиға башлайдиған аләмлик тәрәққият көчидин кейин қалар едуқ. Шуңлашқиму, «Nur Otan» күчлүк сәясий күчкә айлинип, ениқ ишини көрсәтти» дәйду Елбасы партияниң съезида сөзлигән бир сөзидә. Мениңчә, партиягә буниңдин артуқ бериләр баһа болмиса керәк…

Артем ҺӘМРАЕВ,
«Nur Otan» партияси наһийәлик шөбисиниң җәмийәтлик қобул қилиш бөлүминиң рәиси

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШТАБ МҮШЕЛЕРІ ҰСТАЗДАРМЕН ЖҮЗДЕСТІ

Халықтық штаб мүшелері Тасқарасу  орта мектепте болып, мекеменің ұжымымен кездесті. Бұл ба…