Бийил елимиздә өтидиған сайламға Қазақстандики алтә сәясий партия тиркәлгән. Улар: Nur Otan партияси, Қазақстанниң «Ақ жол» демократиялик партияси, Қазақстан хәлиқ коммунистик партияси, «Ауыл» миллий-демократиялик партияси, «Бирлик» сәясий партияси, Умумхәлиқлик социал-демократиялик партия (УСДП). Әгәр партия һәққидә гәп қозғалса, аталған партияләрниң ичидин көпчилик биринчи болуп «Nur Otan» партиясини тилға алиду. Немишкә? Чүнки аталмиш партияләрниң ичидә «Nur Otan» партияси көч башлап кәлмәктә.
Елбасы ейтқандәк, партияниң асасий мәхсити қазақстанлиқларниң турмуш сапасини ашуруш вә Қазақстанни йеңи иҗтимаий йөнилиштики дөләт сүпитидә тәрәққий әткүзүштур. Партияниң паалийитигә жуқури баһа бәргән Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев «Nur Otan» партиясиниң новәттин ташқири ХХ конференциясидә сөзлигән сөзидә «Бүгүнки күндә «Nur Otan» партияси әл тәғдиригә җаваплиқ әң асасий сәясий күчкә айланди» дегән еди. Һәқиқәтән, һәр тәрәплимә хизмәт атқуруп келиватқан «Nur Otan» партияси тоғрилиқ сөз қозғисақ, ейтаримиз нурғун.
Аддийғинә мисал, әл бешиға муң чүшкән бүгүнкидәк кәскин вәзийәттә партия тәрипидин әмәлгә ашқан ишлар чач-етәктин. Коронавирус билән күрәштә партия хәлиқни қанат астиға алди. Бу йеқи барчә қазақстанлиқларға бәш қолдәк аян. «Nur Otan» партияси Уйғур наһийәлик шөбисиниң Һәмкарлашқан парихорлуққа қарши иш-һәрикәт тоғрилиқ җәмийәтлик кеңишиниң рәиси сүпитидә шуни ишәшлик ейталаймәнки, партия пәқәт адиллиқни һәм һәқиқәтни яқлайду. Қанун алдида барчә қазақстанлиқлар бирдәк. Ваһаләнки, дөләт мүлкини тониғучи парихорлар билән күрәш пәқәт партияниңла әмәс, бәлки һәрбир қазақстанлиқниң мәхсити екәнлигини унтимаслиғимиз керәк.
Коронавирус – йеңидин пәйда болған хәтәрлик ағриқ һесапланса, даваси тепилмиған йәнә бир дәрт «коррупция» дәп атилиду. Пүткүл аләмниң коронавирус билән күришип келиват-қанлиғиға бир жилдин ашти. Һә, корруп-ция билән күрәш иқлим заман-дин башланған. Шундақ болсиму, һечбир дөләт һелиғичә “бу кесәлдин” үзүл-кесил қутулмиди. Мустәқилликкә еришкән яш дөләт қатарида Қазақстанму тәрәққиятимизға кашила болған парихорлуқни йеңишниң түрлүк-түмән амаллирини қараштурмақта. Шу җүмлидин, «Nur Otan» партиясиму коррупциягә қарши чарә-тәдбирләрни тохтатқан әмәс.
Хулләс, партияниң асасини салғучи Елбасы-Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаев «Nur Otan» партиясини сүпәтлик тәркиви, миллий тәркиви билән ихтисадий бөлүнүшлири бойичә Қазақстанниң проекцияси һесаплинидиғанлиғини ейтип, хәлқимизниң, Қазақстан хәлқиниң гүллиниши үчүн буниңдин кейинму хизмәт қи-ли-диғанлиғини қәйт қилған. Хәлиқ партиягә ишиниду. Һә, партияниң келәчәктиму хәлиқ үмүтини ақлайдиғанлиғиға шәк-шүбһәм йоқ.
Тиләпҗан РӘХМАЕВ,
«Nur Otan» партияси наһийәлик шөбисиниң Һәмкарлашқан парихорлуққа қарши иш-һәрикәт тоғрилиқ җәмийәтлик кеңишиниң рәиси