«Абай аманаты» намлиқ новәттики мақалисида Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаев улуқ Абай билән өз һаятиниң бағлиниши тоғрисида сөз қилди. Қазақ даласиниң данаси қалдурған мәнивий мирасни сәяситидә пайдилинип кәлгән Милләт көшбашчиси бүгүнму Абай қозғиған мавзуларниң барлиғи актуал екәнлигини тәкитлиди. Бу сунмас һәқиқәт десәк мубалиғә болмас. Бәзиләр ейтиду, йеңи технологияләр келиши һәм инновацияләрниң һаятимиздин орун елиши билән өмүр өзгәрди дәп. Лекин Абай сөзлирини иннавәткә алар болсақ, у пикирләрниң бүгүнки заман шараитигә тоғра келидиғиниға көзимиз йетиду.
Нурсултан Әбишоғли улуқ дананиң сөзлири аниниң бөшүктә ейтқан әлләйлири билән қулаққа сиңгәнлиги тоғрисида ейтип өтти. Һәрбир муһим мәсилини йешиш алдида қазақ даласиниң дана пәрзәндиниң ойлириға етивар беридғининиму Елбасы тәкитлиди. Бүгүнки күндә елимизниң дөләт қурулушида муһим роль атқуриватқан Қазақстан Хәлқиниң Ассамблеясиниң қурулушиму ушбу вәзийәткә бағлинишлиқ екәнлигини мақалә рошән ипадиләйду.
Аталмиш мақалида милләт ара достлуқ мәсилисиму нәзәрсиз қалмиди. Абай 19 әсирдин башлап пүткүл адәмзатни бирликкә чақирған. Бу болсиму, мәрипәтчиниң алий-хисләтлик инсан екәнлигиниң, даналиғиниң нишани. Нурсултан Назарбаевму изгү пәзиләтлик инсанниң изини бесип, барлиқ дунияни, һәммә милләтләрни Абай кәби өмүр сүрүшкә чақирди, у дегинимиз өз мәдәнийитимизни сақлап, башқиларниң әнъәнилиригә, урпи-адәтлиригә һөрмәт билән қараш. Милләт көшбашчиси ушбу қаидигә риайә қилидиғанлиғи һәққида һәм шундақла уни өмүрлүк принцип ретиди тутинидиғини тоғрисида ейтти.
Асийәм МАХМУТОВА,
тижарәтчи