Басты бет Әлеумет Тәртипкә беқинған қул болмас…

Тәртипкә беқинған қул болмас…

0
1,329

Туюқсиз пәйда болуп, тез сүръәтә йәр-аләмгә тариған ағриқ бизниң әлниму айлинип өтмиди. Дәсләпки бемарлар ениқланған бойда, сақлиқ чарилирини йолға қоюп, ағриқниң алдини елишқа күч чиқардуқ. Шундақла, бүгүнгичә хәтәрлик дәрт билән күришип кәлмәктимиз. Лекин бу мәсилиниң  биз ойлиғандәк оңай һәл қилинмайдиғанлиғиға көзүмиз йәтти. Елимиздә коронавирус жуқтурғанларниң сани саат санап өсүп, һәммимизни тәшвишкә салмақта.

Җүмлидин, әлдики вәзийәткә бағлиқ ахшам Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев телевизор арқилиқ  хәлиқни сәвиргә чақирди. Ушбу хәтәрлик ағриқни йеңип чиқиш пәвқуладдә әһвалниң тәләплиригә беқиниш һаҗәтлигини әскәртти. Шундақла, җенини доға тикип, хәлиқ үчүн күни-түни хизмәттә жүргән ақ халатлиқ периштиләргә алаһидә миннәтдарлиғи йәткүзүп, һөкүмәт тәрәптин уларға маддий ярдәм көрситилидиғанлиғини ейтти. Карантинға мунасивәтлик хизмитидин айрилған гражданларға 42 миң тәңгә көләмидә ярдәм пул берилидиғанлиғини, тиҗарәтчиләрниң селиқлардин бошитилидиғанлиғини тәкитлиди. Бу була әмәс, пенсионерлар билән һөкүмәттин ярдәм һәққи алидиған турғунларниң ярдәм пулини он пайизға көтириш тоғрилиқ тапшурма бәрди. Атап ейтсақ, дөләт рәһбири әлдики әһвални турақландуруп, хәлиқниң қийинчилиқларға дуч кәлмәслиги үчүн һаҗәтлик чариләрниң барлиғини йолға қоймақта. Әнди биздики вәзипә, әһвалға бепәрвалиқ тонутмай, өзимизниң һәм башқиларниң сақлиғи үчүн тәртипкә беқиништур. Әгәр бирлишип һәрикәт қилсақ, бу күнләрму артта қалиду. Әң муһими дөләт билән хәлиқниң бир мәхсәткә интилиши…

                                                                                     Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Қайырымдылық пен жақсылық жасау тек ақша берумен шектелмейді

  #jibekjoly #100sarbaz …