Басты бет Рухани жаңғыру Мәдәнийәт – муһим мавзу

Мәдәнийәт – муһим мавзу

0
1,516

Наһийә башчилири билән йеза-йезиларни арилап, жиғин
ачқанда, хәлиқ тилға алидиған асасий мәсилиләрниң бири – йезилардики кона клуб
яки Мәдәнийәт өйлириниң пайдилинишқа ярамсизлиғи. Бу мәсилә изчил күн
тәртивидин чүшкән әмәс. Йошурушниң һаҗити йоқки, наһийәмиздики мәдәнийәт
мәркәзлириниң барлиғи дегүдәк Кеңәш дәвридин қалған. Вақит билән тәң конирап,
тәңдин-толиси апәтлик әһвалда турмақта. Йәни, пайдилинишқа ярамсиз.
Хулләс,  мурәккәп җөндәштин өтүп,  хәлиқниң муһтаҗиға яраватқанлири бармақ билән
санавалғудәкла. Әлвәттә, наһийә башчилири бу мәсилини нәзәрдин сирт қоюватқини
йоқ. Пәқәт һәр қандақ ишниң қолға елинмиғи бюджетқа келип тирилиду. Ейтмаққа
асан болғини билән, мәсилиләрниң һәл қилинмиғи бир-икки күнниң оқити әмәс.

         Кона имарәтниң әтрапини
чөгиләп, сунғинини тирәп, төшүгини ямап жүргән мәдәнийәт хадимлириниң
аһу-зарини чүшинишкә болиду. Қаттиғирақ чамдисаң ишик-деризиси ғичилдайдиған
йезилиқ клубларни қиши-йези тазилап, күзүтүп жүргини болмиса, уларға  хәлиқни чақирип, мәдәний иш-чариләрни
өткүзүшкә һеч мүмкинчилик йоқ.  Бу аз
дегәндәк, мааш һәққиму көңүл тойғидәк әмәс. Тунҗа Президентимиз-Елбасы
Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида  йеза мәдәнийитини гүлләндүрүш һәққидә алаһидә
ейтилған еди. Умумән мәнивий йеңилинишниң өзи – хәлиқ мәдәнийитиниң дәриҗиси
билән өлчиниду, әмәсму. Әнди,  Мәдәнийәт
мәркәзлирини заман тәливигә лайиқлаштурмай, қандақму мәнивий йеңилинишқа қәдәм
ташлидуқ дәймиз?! Бу сүйи йоқ деңизда үздуқ дегән билән баравәр. 

         Техи йеқинда йоруқ көргән
Президент Мәктүби билән тонушуп, уссиған қәлбим су ичкәндәк болди. Йәни,
«Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң
асаси» дәп атилидиған Мәктүбтики мону бир қурлар диққитимни җәлип қилди: «Биз
мәдәнийәт саһасида ишләватқан гражданларға йетәрлик дәриҗидә көңүл
бөлмәйватимиз. Бу – әң алди билән китапхана, мирасгаһ, театр хадимлириға
мунасивәтлик мәсилә. Уларниң мааши кейинки жиллири тамамән көпәймиди. Шуниң
ақиветидин мәдәнийәт хадимлири, болупму яш мутәхәссисләр йеникчилиги бар
турушлуқ өй программилириға қатнишалмайду. Мошундақ әһвал мошу кәсипниң
абройини чүширип, мунасип кадрларниң тапчиллиғи ениқ сезилмәктә» дейилиду вә
келәр жилдин башлап мәдәнийәт хадимлириниң мааш һәққи көтирилидиғанлиғи
тәкитилиниду Мәктүбтә.

Һалбуки, Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң ушбу  сөзлири мәдәнийәт саһасидики бираз бошлуқниң
орнини толтарғандәк болди. Йәни, мәдәнийәт саһасидики камчилиқларниң Президент
һозурида муһакимилиниши – мәдәнийәт хадимлириниң келәчәккә дегән үмүтини
улғайтти, ишәнчисини ашурди. Мәнивий җәһәттин, ички җан-дунияримизни, аләмгә
дегән көз-қаришимизни йеңилап, мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзмәй туруп,
ихтисадий тәрәққиятқа йүксилишимиз бекар… Дөләтниң әң чоң байлиғи – униң
хәлқи, әсла һашамәтлири беналири билән йәр астидики қезилма байлиқлири әмәс. Болупму,
бүгүнкидәк технологияләр адәмзат мейисини оғилиған заманда – мәнивий йеңилиниш
барлиғимизға һавадәк һаҗәт. Навада виртуаллиқ аләмниң ториға қамалған
аң-сәвийәмизни тез арида тазилап, мәдәнийитимизни сақлап қалмисақ – бизниң
роботтин һеч пәрқимиз қалмайду. Бир сөз билән ейтқанда – маңқуртлишимиз!

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…