Икки-үч жил бурун өлүм вә уни узитишқа мунасивәтлик болидиған шәриәт
йоллири тоғрисида диний өлүмалардин билгәнлиримни қисмән тәһрират
бәтлиридә бәргән едим. Бүгүн шу шәриәт йоллиридики бәзи бир болуватқан
ойдурма илләтләр һәққидә Чоң Ақсу мәһәллисиниң имами Адилҗан Яқупниң
мәслиһитини диққитиңларға һавалә қилип олтиримиз.
Өлүм һәқтур. Алла Таала Қуръан Кәримдә өлүм тоғрисида шундақ дәйду:
«Һәр бир җан егиси өлүмниң тәмини тетийду». (Әл Имран» сүриси 185-айәт). Йәнә башқа айәти кәримдә: «Қәйәрдә болмаңлар өлүм силәрни тапиду, силәр мәккәм қорғанларда болған тәғдирдиму (тапиду). (Ниса сүриси, 78-айәт). Шуңа һәр бир бәндә әҗили йәтмәй туруп, Алла Таала билән учришишқа тәйярлиқ қилиш керәк. Иккинчи хәлипә Өмәрниң «һесапқа тартилмай туруп, өзәңларни һесапқа тартиңлар», дегән мәшһур сөзи бар. Буниң мәниси шуки, Алланиң алдида һесапқа тартилиштин бурун (йәни, әҗәл кәлмәстин бурун) өзәңларни һесапқа тутуңлар. Мән Алланиң буйруқлирини орунлидимму? Адәмзатқа, аиләмгә яхшилиқ қилдимму? Қилған болсам, қанчилик қилдим? Алла бәргән немәтләргә шүкүр қилдимму? Қилған болсам, қанчилик қилдим? Мән Алла ториған һарам ишлардин өзәмни тарттимму? Нә қәдәр?- дегән охшаш соалларға бу дунияда җававини бериңлар.
Аллаға итаәт қилсаңлар, униңға қанчилик йеқин яки қанчилик узақ екәнлигиңларни билисиләр һәм қайси җайға йеқинлашқиниңларниму биләләйсиләр.
Алланиң әң сөйүмлүк қули болған Муһәммәт әләйһиссаламни алған өлүм, бизгә охшаш гунаһкарларни қалдуруп қоярму? Әлвәттә, яқ. Демәк, ишимиз өлүмдин қечиш әмәс, бәлки өлүмгә тәйярлиқ қилиш. Тәйярлиқни болса, жуқарқи соалларға әмәлий җавап бериш арқилиқ орунлаймиз.
Дин күчәйгәндин кейин, Пәйғәмбиримиз әләйһиссалам «Мазарларға бериңлар, улар силәргә өлүмни әслитиду», дегән. Демәк, мазар зиярити пәқәтла өлүмни әсләш үчүндур. Буниңдин башқа өлүм әсләш, җиназа намазларға қатнишиши арқилиқ болиду. Пәйғәмбиримиз әләйһиссалам: «Җиназа намизи аяқлашқанға қәдәр қатнашқан киши тағдәк мукапат алиду. Йәрләп болғанға қәдәр қатнашқан киши икки қетимға еришиду», дегән. Бу һәдисиләр арқилиқ өлүмни әсләшниң совави нә қәдәр мол екәнлигини билишкә болиду. Шуни йәнә тәкитләп ейтимәнки, җиназиға қатнишиш, мәрһумни бақийлиқ сәпәргә узитип қоюш, униң үчүн Алладин мәғпирәт сорап, өлүмни әсләш үчүндур. Әпсуски, бүгүнки замангимизда җиназиниң маһийитини чүшәнмигән, диний саһада илими йоқ қериндашлиримиз, динимизда асас йоқ адәтләрни, хурапий сәп-сатиләрни «иҗат» қилип, артуқ қилимән дәп, тартуқ қиливатқанлиғи, совап тапимән дәп, гунаһкар болуватқанлиғи көпимизгә мәлум. Амма динда һеч қандақ асаси йоқ болған илләтләрни пәқәт динимиз әмәс, әқилму чәкләйду.
Мәйит ятқан бөлмигә чирақ йеқип қоюш, өлгән кишиниң җиназиси чиқирилғичә униң йенида бир нәччә адәм күзәт қилип олтириш, тавуттики мәйитни елип маңғичә үч қетим йәргә қоюш, өлүк үстидин чай, нан, боғусақ, жит, таамларни бешидин өрүп, бөлүшүп, тәвәррүк ретидә йейиш. Униңдин башқа палта вә өй буюмлирини бешидин өрүш, таш-топиларға дәм селип, өлүкниң қәбригә ташлаш, хишниң (кирпич) бетигә айәт йезип қәбригә қоюш, йәрлигәндә гүҗәкни қолма-қол бәрмәй, йәргә ташлаш, өлүмни қәбирстанлиққа қулуп селиш арқилиқ тохтитишқа тиришиш, мәйитни жуйған жундини тәвәррүк ретидә таһарәткә ишлитиш дегәнләрниң – һәммиси динимизда асас йоқ, сәп-сата хурапәтләрдур.
Бу ишларни ислам диниға чаплап, йоқ нәрсини бар дәп, өзиниң қилғинини аз дәп, башқиларниму буниңға дәвәт қилған наданлиримиз совап әмәс, гунаниң зориға еришиду. Алланиң алдида динда йоқ нәрсини, динға қарши болған нәрсини киргүзгәнлиги үчүн, йәни башқиларни мәҗбурлиғини сәвәплик җавап бериду. Пәйғәмбиримиз әләйһиссалам һәдислиридә: «Һәқиқәтән ишларниң әң ямини (диний) ойдурмилардур. Һәр қандақ ойдурма бидъәттур (гуна), һәр қандақ бидъәт адашқанлиқтур. Һәр қандақ адашқанлиқниң орни дозақтидур (отта)», дәйду. Демәк, Алла Таала динимизни толуқлап бәргән екән, Пәйғәмбиримиз бедъәттин чәклигән екән, билимсизлик қилип, йоқ нәрсиләрни ойдин чиқирип, динға чаплашниң һеч мәнаси-пайдиси йоқ.
Ундақ йол билән динни өзичә толтурмақчи болғанлар Алланиң алдида «биләрмәнлик» қилған болиду. Биз бу күнгичә урпи-адәт, тил вә мәдәнийитимизни ислам дининиң арқисида, мубарәк динимизниң сайисида сақлап келиватимиз. Шуниң үчүн һөрмәтлик қериндашлар, билмәй туруп, йеңи пәтива чиқармаңлар, динни бурмилимастин, билидиған яки оқуғанлардин сораңлар. Худаға миң қатлиқ шүкри, бүгүнки күндә ислам институтлирида оқуған, ислам қаидилирини билидиған яш қарим балилиримиз аримизда аз әмәс. «Билмисәңлар илим әһлидин сораңлар», дәп нәһл сүрисиниң 43-айитидә ейтилған, – дәп бүгүнки бәзи бир чүшәнмәсликләр хусусидин һекайәт қилди яш имам.
Шундақ екән, улуқ һәм қудрәтлик, муқәддәс китавимиз Қуръан Кәримдики диний қанун-қаидиләрни мукәммәл үгинип, түрлүк ойдурмиларға йол бәрмәй, әйни билән пайдилиниш — роһий байлиғимизни кәңәйтип, инсанлар арисидики меһир-муһәббәтни мустәһкәмләйду.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ