Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси даирисидә елимиздә йүз бериватқан өзгиришләр санап түгәткүсиз. Дөләт рәһбиримизниң мәзкүр мақалиси 6 йөнилиштин тәркип тапқан. Һәр йөнилишниң формиси, әмәлгә ешиш йоллири һәр хил болған билән, барлиғиниң мәхсити бир. Йәни, хәлиқниң аң-сәвийәсини йеңилаш, мәнивий байлиқлиримизни йүксәлдүрүштур. Мустәқилликкә еришип, бүгүнгичә Қазақстанимиз еғизға толтирип ейтқидәк утуқларни қолға кәлтүрди.
Хош, утуқ-лиримиз-ни һәр дайим тилға елип, шу утуққа йетиш йолида тәр төккән шәхслиримизни әстин чиқарғинимиз дурусму?! Мошу мәсилә үстидә Президентимиз «…Қазақстанниң һәр бир утуғиниң кәйнидә түрлүк-түмән тәғдирләр бар… Әмәлиятта, Мустәқиллик дәвридә өзиниң әмгиги, билими, һүнири билән озуп чиққан қанчиму замандашлиримиз бар. Уларниң меңип өткән йоллири – һәр қандақ статистикидинму артуқ көрсәткүч. Шуңлашқа, уларни телевизиялиқ дерәклик кәшпиятларниң қәһриманиға айландуришимиз керәк…» дәп қәйт қилған еди. Җүмлидин тәкитләпла қоймай, мәнивий йеңилиниш мақалисида «100 йеңи исим» лайиһәсини оттуриға қойиду. Бу лайиһәниң башқилиридин алаһидилиги шуки, уни әмәлгә ашуруш арқилиқ деңиз астиға чөкүп турған үнчә-мәрвайитлиримизни баһалашқа интилимиз. Йәни, әмгиги әвлатқа үлгә пухралиримизни тонутуш арқилиқ, яшлиримизни тәрбийиләймиз.
Хулләс, Президентимизниң тапшурмиси билән елимизниң тәвә-тәвәлиридики йоруқ юлтузлар йеңи заман асминида чақнашқа башлиди. Биз шундақ юлтузларни асмандин әмәс, әтрапимиздин издидуқ. Йүзини әмәс, һәтта миңини таптуқ дәп ейтсақму болиду. Әлвәттә, «100 йеңи исимниң» тәркивидә болушқа лайиқ шәхсләр бизниң наһийәмиздиму йетәрлик. Шуларниң бири – Мәхсәтҗан ака Қаһаров дәп билимиз.
Мәхсәтҗан ака Қаһаровниң исми аталса, уйғур яшлири әң алди билән «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалини тилға алиду. Дурус, көпинчимиз уни әнъәнигә айлинип келиватқан фестивальниң йетәкчиси, уюштурғучиси ретидә яхши тонуймиз. Амма, бу инсанниң буниңдин башқа қиливатқан изгү ишлири һәққидә көп ейтиливәрмәйду. «Оң қолуң бәргәнни, сол қолуң көрмисун», демәкчи қилған яхшилиғини җарий қилишни яқтуривәрмәйдиған Мәхсәтҗан ака һәқиқәтән «100 йеңи исим» лайиһәсигә мунасип әзимәт.
У 1968-жили январь ейиниң алтинчи юлтузида Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисида дунияға кәлгән. Алий билимлик, тәҗрибилик тиҗарәтчи. Әгәр, Мәхсәтҗан ака Қаһаровниң йәткән утуқлирини жипқа тизсақ, униң әмгиги талайларға үлгә болудиғанлиғи сөзсиз. Мақалимизниң қәһримани йәрлик урушишлар вә һәрбий тоқунушлар ветеранлириниң «Боевое братство» иттипақи Президентниң 2008-жилниң 7-майдики №22-буйруғи, 2014-жили 15-февралидики №022-буйриғи билән «Жауынгерлік айбыны үшін» вә «Кеңәш әскәрлириниң Авғанстан йеридин чиқирилғиниға 25 жил» медальлири билән тәғдирләнгән. «Бейбітшілік әлемі» Хәлиқ ара Қазақ Творчестволиқ Бирләшмисиниң тәшәккүрнамисигә вә «Маһмут Қәшқәрий» намидики орденға, Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин «Сахавәт» медалиға сазавәр болған. Шуниң билән қатар, «Нұр Отан» партияси Талғир наһийәлик филиалиниң, Қазақстан Хәлқи Ассамблеясиниң тәшәккүрнамиси, ҖУЭМниң махташ қәғизи вә Қазақстан Хәлқи Ассамблеяси Уйғур этномәдәнийәт мәркизи «Уйғур мәктиви» ана тилда оқутушни қоллаш фондиниң «Һөрмәт» грамотиси, ҖУЭМниң махташ қәғәзлири билән мукапатланған. Җүмлидин, Мәхсәтҗан ака әлгә тиҗарәтчи сүпитидә әмәс, хәлиқ ғәмхорчиси сүритидә тонулған инсандур.
19 жилдин бери Һ.Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» намлиқ фестивальға жилда 500 оқуғучи қатнишип, уларниң барлиғи махташ қәғәзлири вә баһалиқ соғилар билән мукапатлинип қайтиду. Бу Җумһурийәтлик фестиваль уйғур яшлириниң билим вә һүнәргә болған қизиқишини күчәйтип, хәлқимизниң келәчиги болған яш әвлатни миллий қәдрийәтлиримиз, урпи-адәт, сәнъитимиз һәм мәдәнийтимиз дурданилирини қәдирләшкә чақиридиған, тәрбийәвий әһмийити зор иш-чариләрниң биригә айланди. Хулләс, ушбу фестивальни барлиққа кәлтүргән Һебибуллам Қаһаровниң оғли Мәхсәтҗан ака Қаһаров екәнлиги ейтмисақму барчигә мәлум. Мәзкүр фестиваль һәққидә тәпсилий тохталмисақму, гезитимиз оқурмәнлиригә бәш қолдәк аян.
М.Қаһаровниң фестивальдин бөләк атқуриватқан әмгиги йетәрлик. У яш өсмүрләрниң вақтини үнүмлүк өткүзүши үчүн вә сағлам һаят тәрзини несиһәтләш мәхситидә Алмута шәһири, Абай кочисида орунлашқан Фитнес спортлуқ комплексини ишқа қошуп, 7 адәмни турақлиқ иш билән тәминләп кәлмәктә. Бу йәрдә күнигә 20-30 адәм спорт билән шуғуллиниду.
Мәхсәтҗан ака наһийәмиздә орунлашқан «Тумар» иссиқ су дәм елиш орниниң ғоҗайини. Бу мәркәздә йәнә 12 адәмгә иш берип, елимиздики ишсизлиқниң азийишиға һәм туризм саһасиниң тәрәққий етишигә бир кишлик һәссисини қошуп кәлмәктә.
«Яхшиниң яхшилиғини ейт», демәкчи Мәхсәтҗан ака ана жути Кәтмән йезисида йәккә тиҗарәтчи тәрипидин ечилған «Ильяр» балилар бағчисиниң риваҗлинишиға 700миң тәңгә һәдийә қилип, бағчини чинә-қача, оюнчуқлар, икки батут вә 60 миң тәңгилик отун-көмүр билән тәминлиди. Чонҗа йезилиқ №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктивиниң 20 оқуғучисиға 70 миң тәңгилик һәрбий кийим, Қаритуруқ йезисидики оттура мәктәпкә 3 компьютер елип бәрди. Алмута шәһиридики М.Һәмраев намидики №150-оттура мәктәпниң җөндәш ишлириға 100 миң тәңгилик ярдәм көрсәтти. Мәтбуатимизниң җанкөйәри ретидә җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиға баһалиқ фотоаппарат соға қилди. Кәтмән йезисида туғулған 3 гезәк балиға кийим-кечәк, орун-көрпә сетивелип, ғәмхорлуқ тонутти.
Алдики вақитта, Президентимизниң «Туған жер» программиси асасида Кәтмән йезисиниң турғунлириға балиларға беғишланған спортлуқ сағламлаштуруш оқуш мәркизини ясап беришни реҗилимәктә. Бу спортлуқ сағламлаштуруш оқуш мәркизиниң қурулуши 2019-жили башлиниду дәп күтүлмәктә. Кейин бу йәрдә 8 адәм иш билән тәминлинип, күнигә 20-25 адәмгә хизмәт көрситидиған болиду. Келәчәктә мәзкүр мәркәз 2 оқуш синипи, 1 мәшиқлиниш бөлмиси вә 1 мәҗлис залини өз ичигә алиду.
Мәхсәтҗан Қаһаровниң ейтилмиған әмгиги һәм елимизниң тәрәққияти үчүн келәчәккә реҗиләватқан мәхсәт-вәзипилири нурғун. Изгү башланмилириниң барлиғини тәкитләп өтмисәкму, хәлиқ гува. Биз мошундақ жутдишимиз билән һәр қачан пәхирлинимиз. Шундақла, дайим исмини мәғрурлиниш билән тилға алимиз. Хәлиқниң жүригидин орун алған әзимәтниң, «100 йеңи исимниң» қатаридинму орун алидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА