Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси даирисидә елимиздә йүз бериватқан өзгиришләр санап түгәткүсиз. Дөләт рәһбиримизниң мәзкүр мақалиси 6 йөнилиштин тәркип тапқан. Һәр йөнилишниң формиси, әмәлгә ешиш йоллири һәр хил болған билән, барлиғиниң мәхсити бир. Йәни, хәлиқниң аң-сәвийәсини йеңилаш, мәнивий байлиқлиримизни йүксәлдүрүштур. Мустәқилликкә еришип, бүгүнгичә Қазақстанимиз еғизға толтирип ейтқидәк утуқларни қолға кәлтүрди. Хош, утуқ-лиримиз-ни һәр дайим тилға елип, шу утуққа …