Басты бет Рухани жаңғыру АНА ТИЛНИ БИЛМӘЙ ТУРУП, СӨЙИМӘН ДЕМӘҢ …

АНА ТИЛНИ БИЛМӘЙ ТУРУП, СӨЙИМӘН ДЕМӘҢ …

0
2,201

Инсанға Алладин берилгән әң чоң байлиқ – һаятлиқ болса, һаяттики әң чоң байлиқ – ана тил. Аниниң ақ сүти билән бойимизға тарап, қенимиз билән тенимизға сиңгән ғәзнимиз, дурданимиз, тумаримиздур. Тилсиз биз һечким әмәс. У бизни һайвандин пәриқләндүрүп турған, әң алий адимийлик хислитимиздур. 


Мениң ана тилим – уйғур тили болғанлиғи үчүн пәхирлинимән һәм мәғрурлинимән. Шунчилик таза, гөзәл, бай тил вуҗудимға тариғанлиғи үчүн бәхитликмән. Дәрһәқиқәт, жүригимдики ана тилимға болған муһәббитимни йәткүзүшкә һәтта пүтүн бир өмрүмму азлиқ қилиду… Мән униң үчүн җенимни қурбан қилишқа тәйяр! Сәвәви, тили йоқалса, инсанға яшашниң һеч әһмийити йоқ. Тилсиз адәм – қанатсиз қуш, авазсиз булбул, пурақсиз гүл билән баравәр. Шундақ екән, ана тилини қәдирләш һәр бир инсанниң бу һаяттики әң алий пәзилити, борчи һәм инсаний вәзиписидур.
Бүгүнки күнниң әһвалиға бақсам, мени тилимниң келәчиги әнсиритиду. Чүнки аримизда ана тилимизни унтиғанлар көпәймәктә әмәсму. Өз тилиңдин ваз кечип, өзгә тилни қобул қилиш, жүригиңдин айрилип, кимлигиңни унутуш демәктур. Әпсус, ениғини ейтсақ, бәзи бир наданлар өзиниң уйғур болуп яралғанлиғидин номус қилип, өзгә тилда сөзләшни әвзәл көрәрмиш… Ечинарлиғи, әсли улар ана тилида сөзләлмигәнлиги үчүн номус әйлисә тоғра болар еди. Бирақ, буни чүшиниш үчүн адәмдә әң алди билән жүрәк болуши керәктә. Қени ейтиңа, ана тилиға болған муһәббәттин мәһрум қалған инсанда қандақму жүрәк бар дәп ейталаймиз?! Яқ, өз тилини житимсиратқан адәм өзгә тилниму сөйүп җаритмайду. Бир данишмән «Сени башқилар һөрмәт тутсун десәң, әң алди билән өзәңни һөрмәтлә», дәп ейтип кәткән екән. Әнди, өзәңни һөрмәтләш дегинимиз – ана тилиңға көрсәткән һөрмәттин башлинидиғанлиғи сөзсиз.
Инсан дунияға көз ечип, дәсләп аниниң ақ сүти билән қувәт алиду. Ана сүти билән тәң униң тенигә ана тили сиңиду… Шуңа, бовақ дәсләп тили чиққанда «Ана» дәп ейтиду. Мана шуниң үчүнму биз уни «ана тил» дәймиз. Артуқ ейтсам хәлқимдин кәчүрүм сораймән, лекин көзүм билән көрүп, қулиғим билән аңлиған бәзи вақиәликләрдин кейин қолумға қәләм елишимға тоғра кәлди. Кәспимгә бағлиқ, нурғунлиған баш қошушларда жүримән. Сәһнә бешиға хәлиқ пәрзәнди дәп тәклип қилинған бәзи бир ака-һәдилиримниң яш әвлатни ана тилни сөйүшкә дәвәт қилғини хурсән қилдию, лекин несиһәт сөзини уйғур тилида ейталмиғанлиғи нәпрәтләндүрди. «Ана тилим үчүн көйимән, хәлқимни сөйимән» дәп русчилап сайрашлири, алтун үзүккә сахта көз таққандәк көрүнди… Дилидики башқа, тилидики башқидәк билинди. Өзи ана тилимизда икки еғиз сөзниң бешини қошуп ейталмиса, башқиларға қандақ сөз уқтиралисун, яшларға қандақму үлгә болалисун?! Ундақларниң көпчилик алдиға чиқип, өзгә тилда ана тил һәққидә сөз қозғишидин қилчилик пайда йоқ. Чүнки, башқиларға бирәр нәрсини үгитиш үчүн адәм әң алди билән шу нәрсини өзи мукәммәл үгиниши шәрт. Болмиса, ашпәз шагиртиға рәсим сизишни үгәткәндәк, нақолай әһвалға дуч келимиз. Ана тилму дәл шундақ. Уни өзимиз яхши билмәй туруп, келәчәк әвлатқа мирас қилип қалдуримиз дегинимиз хаталашқинимиздур.
Мәлумки, бүгүн уйғур балилириниң тәң йерими ана тилида билим алмайду. Чүнки ата-анилири пәрзәндиниң уйғур тилида оқушини халимайду. Немишкә? Сәвәви, улар өзлириму ана тилини яхши билмәйду, сөймәйду, һөрмәтлимәйду. «Тәрбийә – бөшүктин», бала қандақ муһитта өссә, шундақ көкләйду.
«Тилим» дәп көйүнгәнләр ейтип-ейтип чарчиди, ейтилған гәпни қулаққа қисиватқанлар болседи кашки… Ойлап беқиң, немә үчүн һазир уйғурчә таза сөзләләйдиған яшлиримизни көрсәк шатлинип кетимиз. Чүнки бүгүнки күндә ана тилини мукәммәл билидиған яшлар бармақ билән саниғидәкла қалди. Қанчә қутулғимиз кәлсиму, русчә сөзләр ана тилимизға чаплашқан дағдәк, һеч йоқар әмәс. Йошурушниң һаҗити йоқки, худди қенимизға сиңгән «ағриқтәк» һәр сөзимизниң арисиға бирәр-сәрән русчини қистуривалимиз. Йеңи заман дучар қилған тил дәртидин һелиғичә үзүл-кесил сақаймайватимиз. Тилимиз бемар һаләткә чүшти, күндин-күнгә униң әһвали яхшилинишниң орниға, начарлимақта. Буниң бирдин-бир гунаһкари – йәнила өзимиз. Ана тилға болған бепәрвалиқниң ақивити тилимизни еғир әһвалға дуч қилди. Әгәр уни мошу баштин күтмисәк, келәчәктә айрилип қелиш ховупи турғанлиғи ялған әмәс.
Нә бир қабилийәтлик, билимлик инсанлиримиз бир нәччә тилда әркин сөзләп туруп, «Уйғурчә тил байлиғим йоқ, чүшәнмәймән» десә, ярамға туз сәпкәндәк болиду. Қизиқ, һәҗәп уларға башқа тилларни үгиниш, чүшиниш муһим һесаплинидекәну, ана тилини билмигәнлиги үчүн һеч қисилмайду. Мәйли, билмәйли әмәс, көп тил биләйли, бирақ ана тилимизни һәммидин үстүн қояйли. Өз тили үчүн әҗри сиңмәй туруп, бир өмүр тиним тапмай ишләп, атақ-аброй жиққан адәмни хәлиқ һеч қачан һөрмәтлимәйду.
Вәтинимиздә хәлқимиз үчүн шунчилик зор мүмкинчиликләр яритилди. Ана тилимизни, мәдәнийтимизни сақлап қелишимиз үчүн һәммә нәрсә йетәрлик. Уларниң барлиғини тәкрар-тәкрар ейтип чиқишниң һаҗити йоқ. Һәммидин қолда бар пурсәтни пайдиналмайватқанлиғимиз әпсусландуриду. Дөләт рәһбиримиз хәлқимизгила әмәс, тилимизғиму әркинлик бәрди. Лекин биз шу әркинликни өзимиз тутқунға елип, өзимиз қурған қәпәзгә қамилип, ачқучи қолумизда турсиму, көрмәй, өз қолумиз билән өз тилимизға палта чапмақтимиз. Қанчә интилсақму, тиришсақму алға меңишниң орниға, йәнила шу баяқи кона пәллидин көтирәлмәй келиватимиз. Ата-бовилиримизниң изини бастуқ дәп, өзимиз йеңичә бир из салалмайватимиз.
Йәнә бир мәсилә, тилға болған һөрмәтни авал янчуғимизниң қелинлиғи билән әмәс, униңға болған меһир-муһәббитимиз, чин садақитимиз билән ипадилигинимиз әвзәлдур. Узун сөзниң қисқиси, ейтмақчи болғиним, ана тилни билмәй туруп, «сөйимән» дейиш, худди тохуниң қанитим бар, учимән дегинидәк ғәлитә иш болди. «Һечтин кәч яхши», дегәндәк тилни үгиниш, сөйүш инсандин вақитни әмәс, нийәт, сәмимий ихласни тәләп қилиду. «Ана тилимизни» мәдһийиләймиз дәп, әксичә униң мәртивисини чүширип қоймайли.«Көч бара-бара түзүлиду», демәкчи мүмкин шу чағда өсүп келиватқан яш боғумниңму оғуланған аң-сәвийәси тазилинип қалар…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…