Урпи-адәт – әсирләр бойи шәкилләнгән, һәр хәлиқниң өзигила мәнсүп әнъәнилириниң жиғиндиси. Шундақ екән, у – әҗдаттин әвлатқа мирас болуп қалдурилидиған әң чоң ғәзнә. У – миллийлиқ. Миллийлиғини йоқатқан хәлиқ – келәчигини йоқатқан, гадай хәлиқ. Болупму, хәлқимиз урпи-адәтләргә наһайити бай. Шуларниң ичидики инсанниң туғулуши билән дәсләпки орунлинидиған мәрасим – исим қоюштур. Йәни, уйғур урпи-адәтлириниң һули – исим қоюштин томур тартиду десәк, балиға ат таллаш салқин қанлиқ билән қарайдиған мәсилә әмәс.
Дөләт рәһбиримиз өзиниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида мәнивий йеңилиниш чүшәнчисини миллий кодни сақлаш, урпи-адәтлиримизни қәдирләш дәп чүшәндүрди әмәсму. Миллий кодниң ачқучи – миллий исимлиримизда. Исим – бизниң кимлигимизни тонутидиған әйнәк. У әйнәк миллийлиққа уйғун кәлмисә, биз һеч ким әмәс. Шуңа, балиға исим таллашта йүксәк әһмийәт беришимиз зөрүр.
Һәр қандақ ата-ана балисиға исим қоюшта көп ойлиниду. Һеч кимдә йоқ, алаһидә аңлинидиған заманивий ат қоюшни халайду. Лекин өзгичә исим қойимән дәп миллийлиқтин атлап кетип барғанлиғимизму ялған әмәстур. Уйғурчә исимлар йетишмәйватқандәк, чәт әллик нахшичи, кино юлтузлириниң исмиға қизиқимиз. Қизиқипла қалмай, пайдилинимиз. Худди теши башқа, ичи башқа тилда йезилған китапқа охшитип, ғәлитә аңлансиму, уйғур пәрзәндигә өзгә милләтниң исмини беримиз.
Чүшинишимчә, бәзи бир яш ата-анилар уйғурчә исимларни заманға лайиқ кәлмәйду, «модидин» қалған дәп биләркәнмиш. Униң үстигә, һазир бурунқидәк балиға атни жут мөтивәрлири, бова-момилири таллимайду, чоңлардин мәслиһәт сорапму аварә болмайду. Заманивий ата-анилар техникиниң ярдими билән пәрзәндигә исимни интернеттин издәйду. Сәвәви, бизниң аң-сәвийәмизгә «һеч кимдә йоқ исимни қоюш» дегән принцип орнап қалған. Яшларниң тәливи бойичә исимниң чиқиш теги, берәр мәна-мәзмуни әһмийәтсиздур, муһими баринчә қисқа, оңай ейтилиши керәк.
Йошурушниң һаҗити йоқ, һазир Адель, Айлин, Айрис, Дениз, Азалия, Амалия, Руфия, Айнель, Нармина, Рузанна, Эльзада, Эльнора, Салидат, Ханума, Дамильям, Милана қатарлиқ қиз исимлирини, Даниэль, Наиль, Данель, Эдгар, Эмиль, Анзор, Шахруз қатарлиқ оғул исимлирини көп аңлаймиз. Әйтәвир, һәрипни-һәрипкә қошуп бәзи исимларни өзимиз қураштуривалидиғанниму чиқардуқ. Дадиси билән аписиниң исимидики икки боғумниң қошундисидин пәйда болған атларниму учритимиз. Мәсилән, «Назэль» дегән исимни бурун аңлиғанмидиңиз? Бу «Назим»дики «Наз» билән «Эльмира»дики «Эль»ниң бирикмисидин һасил болған ат. Назим билән Эльмираниң қизи үчүн мәхсус ойлап тепилған йеңи исим. Әгәр атап ейтсақ, мошуниңға охшаш өзлигидин дунияға кәлгән атлар санап түгәткүсиз. Уларниң қайси бирини ейтайлуқ… Һәтта бәзи яшлиримиз исмини Гөзәлдин – Гюзальға, Гүлзардин – Гульяға түрләндүрсә, бәзилири кимлигидики (паспортидики) исимини өзгәртип, өзлиригә-өзи башқа-башқа атларни қойивалидиған болушти. Әсли бу динимизға ят нәрсә. Бу була әмәс, гайи бир заманивий дегән исимларниң беридиған мәзмуни адәм чөчитәрлик. Мәсилән, «Азалия», көпинчимиз гүлниң нами екәнлигини билимиз. Шуңа, қандақ мәна аңлитидиғанлиғиға көңүл бөлмәймиз. «Азалия» дегән сөз – вайим, ялғузлуқ дегәнни билдүридекән. Лекин пәрзәндигә «Азалия» дәп ат қойиватқан ата-аниларниң көпинчиси буни билип кәтмисә керәк.
Миллий исимлиримизға көләңкисини чүшириватқан йәнә бир мәсилә – кечә-күндүз тохтимай, бириниң кәйнидин бири көрситиливатқан түрк һәм һинд телесериаллиридур. Мәлумки, бәзи бир кинохумар ата-анилар йеңи туғулған бовиғиға телесериалдики сөйүмлүк қәһриманиниң исмини қойиду. Буниңдики мәхсәт балисини йә нәврисини шу рольдики қизға яки балиға охшитиш үчүн. Әнди немә үчүн, хәлқимиздин чиққан нә бир атақлиқ инсанларниң исмини шундақ мәхсәттә пайдиланмаймиз?! Кинода әмәс, тарихта нами қалған шәхслиримиз йетәрликқу. Назугум, Ипархан, Ризвангүл, Аманнисахан, Садир, Лутпулла, Маһмут, Йүсүп, Билал қатарлиқ исимлар немә үчүн көп қоюлмайду?..
Есимиздә болсунки, урпи-адәт әсирму-әсир давамлишип, сақлинидиған дурданимиз. Миллитимизгә хас исимлар һеч қачан кона, йеңи дәп бөлүнмәйду. Исим – хәлқимизниң миллийлиғини ипадиләйдиған бүйүк уқум. Һәтта, динимиздиму дурус исим қоюшниң мәсъулийәтлик пәриз екәнлиги ениқ ейтилған. Балиға әзән чақирип қоюлған исим униң һаятиға зор тәсир қилиду. Шуңа исим таллашта бепәрвалиқ тонутмиғинимиз әвзәл. Әгәр қиз-жигитлиримизгә Мәһлия, Саадәт, Сәрдар, Мәрипәт, Ниҗат, Ирпан, Гүлнигар қатарлиқ мәзмуни намидин билинип туридиған исимларни қойсақ, биринчидин миллийлиғимизни йоқатмаймиз, иккинчидин тилимизни сақлап, динимизни қоғдап қалған болар едуқ…
Сабирәм
ӘНВӘРОВА