Басты бет Басты ақпарат МӘТБУАТ – БИЗНИҢ ӘЙНИГИМИЗ

МӘТБУАТ – БИЗНИҢ ӘЙНИГИМИЗ

0
1,624

Түнүгүн бизниң тәһриратқа Чонҗа йезисиниң бир топ ақсақаллири билән жигитбашлири келип, өзлириниң һөзүрханлиқлирини билдүрүшти. Түп мәхсити – бүгүнки таңда мәтбуатқа муштир топлаш ишлирида жигитбашлири билән ақсақалларниң шиддәтлик ишлири һәққидә пикир-мулаһизиләр ейтилди.
Улар бу күнләрдә бәзи бир җамаәниң яки йеза аһалисиниң муштир топлашта активлиқ көрсәтмәй, түрлүк иғва параңлар қилип, турмуш-тирикчилик билән бүгүнки елимизниң сәяситидин мәһрум болуп яшаватқан қисмән «әзимәтләрниң» виждан ғуруридин, заман тәливидин сиртта қелип, роһсизлинип жүргән инсанларниң барлиғини паш қилишти. Мундақ җәриянларға көңли толмайватқан наһийәмизниң чоң жигитбеши Абдукерим Сәйдуллаев:
– Биз кейинки вақитларда көңүлдин чиқип келиватқан «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитиниң тәһриратиға рәхмитимизни ейтимиз. Чүнки бу гезит сәһиписидин елимиздики, хусусән наһийәмиздики мәйли ишләп чиқириш, мәйли мәдәнийәт, мәйли дәстүрлиримизгә бағлиқ түрлүк иш-чариләр, бесиливатқан турмуш-тирикчиликкә аит һаят көрүнүшлири, әдәбий әсәрләр, шундақла жутлиримизда болуватқан түрлүк йеңилиқлар – җәмләп ейтсақ, наһийәмизниң нәпәсини һәр бир саниниң сәһиписидә йоритип, наһийә турғунлириға қазақ вә уйғур тиллирида өз мәзгилидә йәткүзүп, вақиәликләрдин вақип қилип келиватиду. Бу болса заман тәливигә мувапиқ сәвийәмизни роһландуриватиду дегән сөз. Шуни алаһидә тәкитләймәнки, уйғур тилида елимизда нәшир қилиниватқан җумһурийәтлик «Уйғур авази», наһийәлик гезитлиримиз «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» вә «Іле өңірі – Или тәвәси» охшаш гезитлиримиз уйғур хәлқиниң бирдин-бир мәнивий әһмийити зор нәширләрдур. Шуңа биз бийилқи жили пухраларниң бу нәширләргә толуқ йезилип, мәнивий вә роһий байлиғини давамлиқ көтириши үчүн һәрикәт қилишлириға күч салимиз, башқичә ейтқанда, бир жилға муштир болушқа чақиримиз…, – деди. Андин сөз алған жигитбеши Үсән Жәлилов:
– Мән шуни очуқ ейтимән, кейинки вақитларда «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезити қизиқарлиқ материаллири, урпи-адәт, аилә вә яшлар тәрбийисигә мунасивәтлик бесиливатқан нәмуниләрни оқумай мүмкин әмәс. Гәпниң расти, бу нәширни һәр һәптидә тақәтсизлик билән күтидиған дәриҗигә йәттуқ. Бу болсиму, мухбирларниң издинип йезиши, көпчиликниң көңлидики ойлирини сезинип, түрлүк әдәбий усуллар билән иҗат қилип, тәр төкүши — бүгүнки заманниң турмуш-тәрзидин мукәммәл билидиғанлиғидин дәп ойлаймән. Умумән, гезит бәтлиридики материалларниң сүпәтлик вә һәққаний болуши һәр кимни зоқландурмай қоймайду. Шуңлашқа мән бу гезитқа тәвәмиздики барлиқ адәмләрниң муштир болушиға ат салимән, – дәп тәһрират хадимлириниң ишиға муваппәқийәтләр тилиди. Мундақ миннәтдарлиқни 92 яшқа кәлгән Мәсүт һажим Әхмәтов, 82 яшлиқ Турлен Идрисов, тижарәтчи Реһимжан Масақов вә Аблемит Мәрдановлар қоллап-қувәтләп, бу гезит җамаәтчиликниң сөйүмлүк нәшригә айлиниватқанлиғини қәйт қилип, муштир топлаш ишида җошқунлуқ билән тәшвиқат ишлирини жүргүзидиғанлиқлирини ейтишти.
Бу җәмийәтлик ишларниң җан көйәрлиригә һеч ким, һеч вақитта пул яки айлиқ мааш төләватқини йоқ. Шундақ болушиға қаримай, өз хәлқиниң муң-муһтаҗиға, тиләк-хаһишиға ортақ болуп, яхшилиқларни җарий қилип, көпниң ғемида жүргән бу әзиз җанларға тәшәккүримиз чәксиз. Шуни очуқ ейтимизки, хәлиқниң улуқ дағдуғилиқ пәйтлиридә сиртта унтилип қалсиму, лекин бешиға муң чүшүп, тәшвиш пәйда болғанда кечини-кечә демәй, җудун-чапқунни билмәй, һәр қандақ мүшкүл вәзийәтни йениклитиш үчүн жүгрәйдиған бу қәлби отлуқ җанлар һардим-талдим демәй вақиә садир болған җайға берип, һал-муңидин хәвәр тепип, қолиға-қол, дәрдигә-дәрман болуп келиватқанлиғиға апирин демәй мүмкин әмәс. Улар пәқәт җәмийәтлик ишларниңла уютқиси болмай, дөләтлик иш-чариләрниңму актив иштракчилири болмақта. «Мән аброй-атақ үчүн әмәс, хәлиқниң мәнпийити үчүн хизмәт қилсам, өзәмниң соваплиқ ишим дәп билимән» дәп жүргән оғланларға «Мәтбуат – бизниң әйнигимиз дәп роһланған һиммитиңларға апирин! Соваплиқ ишиңларға Худа яр болуп, аиләңларға хатирҗәмлик, саламәтлигиңларға мустәһкәмлик, хәлиқ үчүн көрситиватқан сахавәтлик паалийитиңларға муваппәқийәтләр тиләймиз», – дегән сәмимий тәшәккүримизни изһар қилимиз.

«Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси»
гезитиниң тәһрирати

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Президент өңірдегі құтқарушылармен, еріктілермен және кәсіпкерлермен кездесті

Мемлекет басшысы Солтүстік Қазақстан облысына жасаған жұмыс сапары аясында су тасқынынан з…