Басты бет Денсаулық ЯХШИЛИҚҚА БАШЛАЙДИҒАН ЙОЛ ӘМӘС!

ЯХШИЛИҚҚА БАШЛАЙДИҒАН ЙОЛ ӘМӘС!

0
2,505

Бала мәк-тәп босу-ғисидин атлиған-дин тартип, устазлиридин зиянлиқ адәтләрдин жирақ болуш һәққидә аңлайду. Инсанийәт тарихидики қанчиму қанлиқ вақиәниң, нәччә түрлүк зулумлуқларниң сәвәпчиси болған «Әпийүн» десәк, ХХІ әсир дәрти – нәшәхорлуқ.
Нәшәхорлуқ – наркомания (грек тилидин тәрҗимә қилғанда «mania» – һошсизлиқ) – нәшигә патологиялик тәәлуқ болушниң нәтиҗисидә пәйда болудиған созулма ағриқ. Бәзиләр нәшә таритип пайда тапса, шу рәһимсиз инсанларға алданған қанчилигән яш бу дәртниң зәрдавини тартип, бәхитсизликкә учрап, көз жуммақта десиңизчу?! Көпчилик көзи билән көрүп, қулиғи билән аңлисиму, нәшәхорларниң сани жил санап азийишниң орниға, әксичә җинайәтчиләрниң қатари өсмәктә. Бу дәһшәтниң алдини елиш үчүн немә қилишимиз керәк? Яшларни қандақ қилсақ дурус йолға салимиз? Ушбу соаллар кимнила болсун әндишигә салари ениқ.
Нәшиниң – токсикомания, марихуана, героин, кокаин, экстази қатарлиқ түрлири мәвҗут. Әң ечинарлиғи нәшәхорлуққа йол қойғанлар асасән яш өсмүрләр билән яшлар екән. Улар һаятниң қәдир-қиммитини толуқ чүшинип йәтмигән һаләттә хата йолға чүшиду. Нәшихор үчүн өлүм – ялған дуния билән бирдәктур. Йәни, яшларниң психологиясидә шундақ бир пәйт болидуки, улар чоңларниң һаятиға һәвәс билән қарайду. Чоңларчә яшашни арманлайду. Лекин бөшүктин бели чиқмиған қара көзләр чоңларчә яшашни: һарақ ичиш, тамака вә нәшә чекиш дәп билип, өз һаятини өз қоли билән набут қилиду, әмәсму… Башқиларға өзини бөләкчә қилип көрсәткүси келидиған яшларниң толиси яхши қиридин тонулушниң орниға, өзгиләрдин яман хисләтлири билән пәриқлинип турушни аброй, мәнсәп санайду, бәлким.
Нәшәхорлуқ көпинчә өзини психологиялик җәһәттин йәккә-йеганә сезингән, ата-ана назаритидин сирт қалған балилар арисида көп учришиду. Иккинчи бир тәрәптин, йеңи заманниң балилири кәчки клуб, дискотекиға беришни адәткә айландуруп, кечиси коча кезип вақит өткүзиду. «Бир қумилақ бир қерин майни чиритиду», демәкчи қурдашлириниң арисида бир бала хата йолда жүрсә, қешидики дост-ағинилири шуниң кәйнидин маңиду. Нәшә таратқучилар сүттин пак периштә балиларни, «Укол билән салмисаң болди нәшәхор болмайсән, биз пәқәт пураймиз, униңдин нәшәхор һесапланмаймиз» дәп алдап, өз тузиғиға чүшириду. Һә, һәқиқитигә келидиған болсақ, нәшиниң тәмини бир қетим сезингән организм шуниңдин кейин униға мәңгү беқинишлиқ болуп қалиду.
Бүгүнки таңда БМТ Баш Ассамблеяси бизниң җумһурийитимизгә нәшә бизнеси билән күришиш үчүн мәбләғ бөлмәктә. Униң асасий сәвәви, Җәнубий-Ғәрибий Азия, Авғанстан дөләтлиридин Россия, кейин Ғәрбий Европа әллиригә йәткүзүливатқан нәшә елимизниң кәң даласидин йол тапмақта. Шуниң тәсиридинму, Қазақстан қанчә күрәшсиму, нәшәхорлуқ яшлар арисида һаман қанат яймақта. Көплигән мәмликәтләрдә нәшәхорлуқ билән шуғулланған адәмләр қаттиқ җазаға тартилиду. Атап ейтсақ, Улуқбритания, Бельгия, Грекия, Ирландия, Канада, Франция вә башқа әлләр нәшәхорлуққа четиши бар җинайәтчиләр үчүн өмүр бойи баш әркинлигидин айришни бәлгүлиди. Нәшә сатқини үчүн өлүм җазасиға кесиш Иран, Хитай, Сингапур, АҚШ вә Тайланд қанунлирида көрситилгән. Қазақстанға келидиған болсақ, Асасий Қанунимизниң 250, 259, 260, 262-264 вә 266-баплири бойичә көп миқдарда нәшә контрабандиси үчүн – 15 жилдин 20 жилғичә яки өмүр бойи баш әркинлигидин айришқа, лавазимлиқ гражданниң хизмәтлик шараитини пайдилинип, нәшә сатқини үчүн – 10 жилдин 15 жилғичә яки өмүр бойи; оқуш орунлирида вә камаләткә толмиған яшларниң нәшә сатқини үчүн – 15 жилдин 20 жилғичә яки өмүр бойи; уюштурулған җинаий топ билән нәшә сатқини үчүн – 15 жилдин 20 жилғичә я өмүр бойи; шундақла, камаләтлик яшқа толмиғанларни, икки яки униңдинму көп адәмләрни күч көрситиш билән мәҗбурий нәшәхорлиққа тартқини үчүн – 7 жилдин 10 жилғичә; нәшини пайдилинишқа таритип, адәм өлүмигә сәвәпчи болғини үчүн – 15 жилдин 20 жилғичә яки өмүр бойи баш әркинлигидин айрилса; нәшә пайдилиниш үчүн притонлар уюштурғини үчүн – 3 жилдин 7 жилғичә қамаққа елиниду. Шуниң билән қатар, нәшә қилмишиға бағлиниши болған һаләттә, мәҗбүрий түрдә мал-мүлки тәрклиниду…

Инсанға һаят пәқәт бирла қетим берилиду. Нәшәхорлуқ – яхшилиққа башлап баридиған йол әмәс! Пәқәт сизниң қәбриңизни колайдиған, һаятиңизни хану-вәйран қилидиған, дозақ отида яндуридиған кәчүрүлмәс гуна. Яшларни бир дәмлик қизиқишни дәп, һаятлиқниң бар қизиқлиридин айрилип қалмисекән дәймән…


Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…