Басты бет Құрылтай АДИЛ КЕЛӘЧӘК ҮЧҮН

АДИЛ КЕЛӘЧӘК ҮЧҮН

0
23

Қазақстан йеңи тәрәққият басқучиға қәдәм ташлиған бүгүнки күндә мәмликәтниң сәясий системисида муһим өзгиришләр йүз бәрмәктә. Йеқинда өтидиған Қурултай депутатлириниң сайлими  әл һаятидики әң муһим сәясий вақиәләрниң бири болмақ. Бу сайлам йеңи Конституция асасида өткүзүлидиған дәсләпки умуммиллий сәясий кампания һесаплиниду.

Шу жүмлидин, наһийәмиздә «Әдилет» партиясиниң Уйғур наһийәлик сайламалди штаби рәсмий ечилип, тәрғибат-тәшвиқат ишлирини башлиди. Штабниң ечилиш мәрасимида униң тәркиви тонуштурулуп, алдики сайлам кампаниясиниң асасий мәхсәтлири вә вәзипилири муһакимә қилинди. Шуниң билән биллә, штаб әзалириниң паалийәт йөнилишлири ениқлинип, сайлиғучилар билән ишләш тәртивигә алаһидә көңүл бөлүнди.

«Әдилет» партияси бу қетимқи сайламға «Адил келәчәк үчүн» намлиқ сайламалди программиси билән қатнишиду. Программида дөләттә қанун үстүнлүгини мустәһкәмләш, нәтиҗидар ишләйдиған дөләт органлирини шәкилләндүрүш, регионларниң тәрәққиятини қоллаш, хәлиқ авазиға қулақ салидиған һөкүмәтни бәрпа қилиш, адил вә риқабәткә қабил ихтисадни риваҗландуруш, рәқәмлик дөләтни тәрәққий әткүзүш, иҗтимаий қоллашни күчәйтиш, инсан капиталиға мәбләғ селиш, йеңи җәмийәтлик мәдәнийәтни шәкилләндүрүш мәсилилиригә етибар берилгән. Униңда «Заң мен Тәртіп», «Тиімді жұмыс істейтін институттар», «Өңірлер мықты болса – ел мықты», «Халық үніне құлақ асатын үкіметтің әрекеті», «Әділ, бәсекелі экономика», «Цифрлық мемлекет», «Атаулы әлеуметтік қолдау», «Адам әлеуетін дамыту», «Жаңа қоғамдық мәдениет» вә «Жауапты орта держава» йөнилишлири қараштурулған.

Бүгүнки күндә штаб әзалири наһийә турғунлири билән учришишларни уюштуруп, партияниң сайламалди программисини әтраплиқ тонуштурушқа киришти. Учришишлар давамида турғунларниң пикир-тәклиплири тиңшилип,  айрим мәсилиләр бойичә очуқ муһакимиләр елип берилмақта. Штаб пидаийлири болса, «Есіктен есікке» акцияси даирисидә турғанлар билән очуқ мунасивәт орнитип, һәрбир гражданниң пикрини инавәткә елип,  сайламалди программиниң асасий йөнилишлири тоғрилиқ әхбарат бәрмәктә.

Ушбу паалийәтләр партия билән хәлиқ арисидики өзара ишәнчини мустәһкәмләшкә, сайлиғучиларниң сәясий паалийәтчанлиғини ашурушқа вә һәрбир қазақстанлиқниң пикир-тәкливини нәзәрдә тутқан һалда адил вә очуқ сайлам өткүзүшкә йол ачмақта.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Құрылтай депутаттарының сайлауын бақылау үшін Орталық сайлау комиссиясы шет мемлекеттер мен халықаралық ұйымдардан 250-ден астам байқаушыны аккредиттеді.

ТМД байқаушылар миссиясы өз жұмысын бастап кетті. Миссия өкілінің айтуынша, байқаушылар дә…