Сап-сақ болуп, ойнап-күлүп, көзидин от чақнап жүргән җуган аяқ астидин чүшкүнлүккә чүшүп, мадарсиз болуп қалди. Бурун ишләп һармас еди. Әнди болса уйқидин баш көтирәлмәй қалди. Бир ишни ахириға йәткүзгичә бир нәччә рәт нәпәси қисилип, олтирип қалидиған адәт чиқарди.
Қейинана болса келининиң тәсадипи айнип қалғанлиғини көрүп: – Һә, хотунуңға немә болди?! – Оғлиға зәрдә билән сөз қатиду. – Бу дәймән, хотуниң раса артистму, авал ишләп һарматти, жүгрәп жүрүп хизмитимни қилатти. Әнди күн бойи узуниға чүшүп ятиду. Әтигәндә башлиған ишини кәч киргичә созиду. «Үч балам билән мени һеч яққа қоғлалмайду», дәп әнди кимлигини көрситиватамду қандақ?!..
Әрму анисиниң сөзигә кирип, хотуниға зулум қилди. Җуган болса: «Мәнму адәмғу, робот әмәс, һараритим көтирилип, тавим болмайватиду», дәләлмиди. Әһвали өзигә мәлум болсиму, җени көзигә көрүнмәй жүривәрди. Ахири бир күни орнидин туралмай қалди. Ағриқ җенидин өтүп кәткәч, җуган амалсизлиқтин өзиниң ата-анисиға қоңғурақ қилди. Рәңги-ройи сарғийип, көзлири гиртийип қалған қизниң әһвалидин дәһшәткә чүшкән ата-ана, қизини тәкшүрүп көргән шипакарниң тәшхисини (диагнозини) аңлап есәңгирәп қалди: тәһлил (анализ) нәтиҗилири сәратан хәстәлиги (рак кесили) билән ағриғинини аян қилди. Буниң үстигә, ағриқниң пәйда болғиниға хелә болған вә өз вақтида қаралмиғанлиғи үчүн дәрт өз ишини аллиқачан орунлап, һағдатиға йәткүзүп болған екән…
Бу вақиә тәзийәгә кәлгән аялларниң шивир-шивиридин пүтүн мәһәллигә тарқап кәтти…
Мошундақ вақиәләр сизгиму беганә әмәс һә, замандаш? Қачанду бир чағда бирәр тонушиңиз, хошниңиз, қериндишиңиз арисида шундақ вақиә йүз бәргән болуши мүмкин. Чүнки, айримлиримиз «Аялниң жени қириқ» дегән ибарини күндиликтики иш-һәрикитимиз дәп билип, болуватқан җәриянларға көңүл бөлмәстин, тәбиитимизгә мас һаләттә өзләштүримиз. Аялниң җени қириқ, амма буниң билән униң җисми һәр қандақ зорлуқ-зулумға бәрдаш бериду дегини әмәс.
Буниңдин көп жиллар илгири хошнимизниң келини ағрип қалди. Җуган бемар һалдиму бирдәм көктатлиқтики явайи чөпләрни жулушқа чиқатти, бирдәм балилириниң кирлирини жуятти, бир қарисиңиз тонурда нан йеқиватқан, тохуларға дан чечиватқан, инәкләрни (калиларни) сеғиватқан… Хулләс, биригә «Һәй, инсанлар, мән ағриқ, дохтурханиға беришим керәк, дора-дәрмәккә пул керәк», дәп ейталматти.
Келинниң рәңги-ройидин хаватирланған анам, хошна аял – келининиң қейинанисиға: «Һәдә, келиниңизни дохтурға апарсиңизчу, сәл тави йоқтәк көрүниду», дегән екән, хошна қашлирини чимирлитип: «Сиз мундақ гәплириңиз билән бирлириниң келининиң пикрини бузмаңдә. Вақит-саати келип, өзиңиз келинлик болисиз, шу чағда өзиңизниңкиләргә меһриванлиғиңизни қиливерисиз», дәпту.
Бу сөһбәт баһар айлар чамисида болған екән. Баяқи келин күз айлирида аләмдин өтти. Ата-аниси хошнимизниңкигә келип, җаң-җал чиқарди. Мәрһумниң җәсәдини елип кетип, өз өйлиридә җиназә ечишти. Бир мәзгилләрдә келининиң бетаплиғини ейтқинида, анамни рәнҗиткән хошнимиз шу чағда өйүмизгә кирип, анамға ялвурди: «Илтимас, хошна, сиз чиқиң, уларға келинимниң мәйитини қийнимаслиқлирини ейтиң. Җиназә мәшәдә оқулсун…». Анамму яшқа тоған көзлирини йәргә тикти:
– Һазирқи балиларға гәп уқтуруп болмайду. Пәрзәнт деғиниң әлими еғир. Бир парчә жүригини һәммисигә йәткүзүп, чоң қилип, турмушқа берип немә раһәт көрүшти? Тәғдиргә тән бериң, әнди…
Бу вақиәгә көп жиллар болди. Шу келинчәкниң балилириму аллиқачан чоң болуп, оғуллири өйлинип, қизлири узитилип кәтти. Келинниң кесилидин хаватирланған анамни зекигән хошна аял, анисидин гөдәк житим қалған нәврилирини беқип, вайиға йәткүзүп, тәрбийиләп чоң қилғичә, анчә-мунчә мәшәқәтләргә дуч кәлди. Оғлини иккинчи рәт өйләндүрди. Өгәй ана, йәни йеңи келин кәлгинигә бир ай болмай, ериниң балилирини (өгәй балилирини) момисиниңкигә һайдавәтти. Хошна аял қериғинида оғлиниң иккинчи аялиға хизмәткар болди. Келинини давалашқа көңүл бөлмигән, ағриғиға пул хәшләшни қиймиған қейинана арман билән, мөтивәрлик раһитидин мәһрум болуп яшимақта…
Аял – өйниң иқбал чириғи, саадәт гүлшини. Улар барда көңүлләр шатлиққа тәлпүниду. Аял бар өй пәйзә — бәрикәттин нур алиду. Аялни асириғанни, әзизлигәнни Худа әзизләйду. Аялниң саламәтлигини назарәт қилиш, ағриғанлирида меһир-муһәббәт билән пәрвиш қилип, давалинишиға имкан яритиш — шу аилә әзалириниң борчидур. Әлвәттә, сағлам, гөзәл вә бәхтияр аял бар аилидә яшайдиғанларла, бәхит һәм хатирҗәмлик тәмини толуқ һис қилиду.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ