Басты бет Өңір тынысы КӨРСӘТКҮЧЛӘР КӨҢҮЛДИКИДӘК

КӨРСӘТКҮЧЛӘР КӨҢҮЛДИКИДӘК

0
58

Йеза егилиги – йеза хәлқиниң асасий тапавәт мәнбәси һесаплиниду. Шуңлашқиму бу наһийәниң тәрәққиятиға беваситә тәсир қилидиған муһим саһа. Өткән жилниң йәкүни бойичә наһийәдики йеза егилиги мәһсулатлириниң миқдари 80,0 миллиард тәңгини тәшкил қилди.Ениқ мөлчәр индекси 104,7 пайизни көрситип, өсүш көрсәткүчи бойичә наһийә вилайәттә биринчи орунға чиқтуқ. Наһийәниң йәр көләми тәхминән 876 миң гектар болса, униң ичидә 199 802 гектари йеза егилиги үчүн пайдилинилмақта. Бүгүнки таңда тәвәдә 3507 йеза егилиги бирләшмиси тиркәлгән. Униң ичидә 1951 дехан егилиги деханчилиқ билән шуғуллиниду. Йеза егилиги зираәтлириниң умумий миқдари өткән жил билән селиштурғанда 834 гектарға өсүп, 24,1 гектарға йәтти. Ениғирақ ейтқанда, 7698,6 гектарға – данлиқ зираәтләр, 200,9 гектарға – майлиқ зираәтләр, 85,7 гектарға – яңию, 421,9 гектарға – көктат, 77,5 гектарға – бағчә мәһсулатлири вә йәнә 15616,2 гектар йәргә озуқлуқ зираәтләр терилип, җәми 48,9 тонна үнүм елинди.

Наһийәдики асасий зираәтләрниң бири – көмүқонақ. Бүгүнки күндә 936 дехан егилиги көмүқонақ өстүрүшни қолға алған. Бу һесапта биз вилайәттә 3-орунда. Наһийә тиҗарәтчилири вә инвесторлар көмүқонақ пәрвиш қилишни техиму тәрәққий әткүзүшкә көп күч чиқармақта. Алдики вақитта қайта ишләш заводлирини селиш ойға елинған. Шуниң билән қатар, «Асем Қалжат»җавапкәрчилиги чәкләнгән йолдашлиғи 2 500 гектар йәргә суни үнүмләш технологиясини қоллинип көмүқонақ өстүрүшниреҗиләватқан болса, «AA Агро Конаев» ҖЧЙ алдики вақитта наһийәгә18,2 миллиард тәңгә инвестиция тартип, көмүқонақ вә соя өстүрүшни мәхсәт қилмақта. Көмүқонақ өстүрүш вә уни қайти ишләшни тәрәққий әткүзүш – наһийә ихтисадиниң агро секторини модернизацияләшниң асасий драйвери болуп һесаплиниду. Бу саһа пәқәт мәһсулат миқдарини көпәйтипла қоймай, әмгәк нәрқини кәңәйтишкә, инновациялик технологияләрни қоллинип, тәвәниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалини яхшилашқа йол ачиду.

Қәйт қилмисақ болмас, йеза егилиги ишлирида су ресурслирини үнүмлүк пайдилинишқа чоңқур көңүл бөлүнмәктә. 2024-жилғичә суни үнүмләш технологияси билән 450 гектар йәр суғирилса, бийилқи жилда бу көрсәткүч 3640 гектарға улғийип, умумий көләми – 4090 гектарға йәтти.

Наһийәдә мал озуғини тәйярлаш ишлириму өз йолида кетип бариду. Бийилқи жилға 170 миң тоннамал озуғи зираәтлири тәйярлинип, реҗә толуғи билән орунланди. Тәкитләп кетиш керәкки, Уйғур наһийәси хошна наһийәләрниму мал озуғи билән тәминләп келиватиду. Мәсилән, бийил реҗидин ташқири йәнә 50-60 тонна үнүм тәйярлинип, Кеген вә Райымбек наһийәлиригә әвәтилди. Күзлүк дала ишлириниң йәкүни бойичә 2026-жилға үнүмгә беғишланған күзлүк буғдай териш реҗисиму 100 пайизға орунланди.

Мәлумки, наһийәниң нами абрикос бренди билән даңлиқ. Чүнки абрикос өстүрүш бойичә дияримиз вилайәттила әмәс, җумһурийәт миқиясида 1-орунда. Демәк, елимиздики әң чоң абрикос бағлири– Уйғур наһийәсидә. Өрүк бағлириниң умумий көләми – 3193 гектар болса, бүгүнки күндә 2145 гектар бағдин мевә жиғилмақта. Бийилқи жилда 3904 тонна абрикос Россия, Қирғизстан, Өзбәкстан қатарлиқ чәтәлләргә экспортланди. Өлкимиздики 6 теплица комплекси жилиға 703 тонна мәһсулат өстүрүшкә қадир. Шу җүмлидин, 3,3 гектар мәйданда орунлашқан 3 теплица толуқ қувәттә ишқа қошулуп, 180 тонна мәһсулат бәрди.

Уйғур наһиийәсидә деханчилиқ, бағвәнчилик билән қатар мал егилигиму интайин яхши тәрәққий әткән. Гөш ишләп чиқириш бойичә наһийә вилайәттә 2-орунға егә болуп, умумий ишләп чиқиришниң 15,8 пайизини тәшкил қилиду.Җәми 100616 баш – ириқара, 269037 баш – қой-өшкә, 19927 баш – ат, 2377218 баш – қуш бар болуп, наһийә вилайәттә қой-өшкә сани бойичә 3-, ириқара сани бойичә – 4-, ат сани бойичә – 6-, қуш сани җәһәттин 2-орунда. Бүгүнки күндә наһийәдики 8 дехан егилиги есил нәсилликмал өсүрүш билән бәнт.

Наһийә территориясидә икки бирдәк қуш фабрикиси ишқа қошулған. Униң бири – «Отан Грин Фуд» ҖЧЙ болса, иккинчиси – «Прима құс» ҖЧЙ. Бийилқи жилниң 11 ейиниң нәтиҗиси бойичә аталмиш кәсипорунларда 31498 тонна қуш гөши, 3,1 миллион данә тухумишләп чиқирилди. Хуш қилидиғини, «Прима құс» ҖЧЙ ишләп чиқиришниң иккинчи басқучини әмәлгә ашурушни реҗилимәктә. Бу инвестициялик лайиһә әмәлгә ашса, наһийә миқиясида қуш гөшини ишләп чиқириш миқдари 1,5 һәссигә өсиду.

Хәлиқниң тапавитини яхшилаш мәхситидә әтиязлиқ вә күзлүк дала ишлириға хираҗәт бөлүш арқилиқ аграрлиқ ишләп чиқиришни турақландурушқа беғишланған «Кең дала» программиси билән бийил наһийәгә 588 миллион тәңгә несийә лимити бөлүнүп, 53 миллион тәңгиси пайдилинилди. Шундақла, «Ауыл Аманаты» лайиһәсиму нәтиҗилик әмәлгә ашурулуп, мәзкүр программа билән 2023-2024-жили157 тиҗарәтчигә умумий хуни1, 4 миллиард тәңгини тәшкил қилидиған йениклитилгән несийә берилди. Нәтиҗисидә 15 йеңи йеза егилиги кооперативи қурулди. Мошу лайиһәләр асасида 283 адәм турақлиқ иш билән тәминләнди. Несийәләр асасән мал егилигини тәрәққий әткүзүш мәхситидә хәшлинип, 2950 баш ириқара мал, 137 баш ушақ мал сетивелинди.

Наһийәдики йеза егилиги техникилириниң сани – 456. 2024-жили 504 миллион тәңгигә 41 техника сетип елинса, бийил 541,2 миллион тәңгигә йеңидин 43 техника сетип елинди. Техникиларни йеңилаш көрсәткүчи – 59 пайиз. Жил ахириғичә «Асем Қалжат» ҖЧЙниң 260 миллион тәңгигә йәнә 19 техника сетивелишни реҗилимәктә. Йеза егилиги техниклириниң көпийиши – йеза егилиги мәһсулатлириниң көпийишигә түрткә болидиған муһим қәдәм десәк, бу йөнилиштики ишларни техиму җанландуруш керәк.

Йеза ихтисадини көтириштә инвестиция тартишниң әһмийити жуқури. Бу йеза егилигиниң узақ муддәтлик тәрәққиятини тәминләйдиған асасий фактор десәкму болиду. Уйғур наһийәсидә умумий хуни 43,3 миллиард тәңгә болидиған 9 агросанаәтлик лайиһә әмәлгә ашурулмақта. Униң ичидә 37,3 миллиард тәңгиси «Прима Құс», «Асем Қалжат», «Rancho Hampshire» кәсипорунға тегишлик.

Наһийәдә «Тенгри Фиш» ҖЧЙғи осетр белиғини өстүрүш билән шуғуллиниду. Кәсипорунниң жиллиқ ишләп чиқириш иқтидари – 200 тоннағичә йетиду. Шуниң билән қатар, 5 йеза округида 11 омарта егилиги бар. Уларда жилиға җәми14 тонна һәсәл тәйярлиниду.

Тәбиәти әҗайип, хәлқи қәвәт ишләмчан наһийәмиз жилдин-жилға гүллинип, заман тәливигә маслашқан һалда тәрәққий әтмәктә. Әмгәк сөйгүч турғунларниң маңлай тәри бәдилигә боз дала бағу-бостанға айлинип, хәлиқниң хамини ашлиққа, яйлиғи малға толмақта. Кона жилниң көрсәткүчлири көңүлгә қонғидәк болди. Бийилқи жилму йеза егилиги саһаси үчүн йемишлик жил болиду дәп үмүт қилимиз.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ФУНДАМЕНТ УСПЕХА И ГОРИЗОНТЫ РАЗВИТИЯ

Шарынский сельский округ, расположенный в самом сердце уникального природного ландшафта Ал…