Муштири топлаш – 2026
– Ким болуп ишләйсиз?
– Журналист.
– Ооо. Қайси телеканалда?
– Гезитта.
– Гезит? Һазир гезитни ким оқуйду?!
Әмгәк йолумни башлиған ушбу он жилдин буян бу диалог мениң һаятимда талай қетим тәкрарланди. «Һазир гезитни ким оқуйду?». Растимни ейтсам, кейинки вақитта мошундақ соал қойидиған адәмләргә мийиғимда күлүпла қойидиған болдум. Чүнки гезит оқумайдиған адәмгә мениң һәр қандақ җававим қизиқсиз болари ениқла турған гәп.
Тоғра, һазир гезит оқуйдиған яшлар толиму аз. Һәтта, йоқниң орнида десәкму болиду. Униң үстигә «уйғур» тилида йезилған нәширлиримизни чүшинидиғанлар көп әмәс. Әпсуслинарлиқ әһвал…Бирақ бу гезит оқуйдиған адәм йоқ дегәнлик әмәс. Бар! У – Сиз! Чүнки дәл һазир сизниң қолиңизда турған гезит шуниң дәлили. Демәк, өзиңиз билән пәхирләнсиңиз болиду. Сәвәви, Сиз ой-тәпәккүри кәң, аң-сәвийәси жуқури адәм. Гезитниң қәдир-қиммитини, роһий озуқниң немилигини яхши билидиған инсан. Бу бәхитни һис қилиш һәркимгә буйримиған. Яқ, һәркимниң қолидин кәлмәйду дегинимиз тоғримикин. Чүнки гезитқа йезилиш бир бөләк, уни оқумақ бир бөләк мәсилә. Йезилишқа пул керәк, оқушқа әқил!
Һәммигә бирдәк топа чечиштин жирақмән. Гезит десә ичкән ешини йәрдә қойидиған җанкөйәрлиримизму йетәрлик. Гезит – җан озуғи. Маддий байлиқтин мәнивий байлиқни үстүн қойидиған инсанларла гезитниң бебаһа байлиқ екәнлигини яхши билиду. Һечқандақ кәшпият гезитниң орнини басалмайду. Мәйли интернеттин йеңилиқ оқуң, амма гезит оқумақниң йоли башқа. Заман қанчә тәрәққий әтсиму, һечбир кәшпият гезитниң орнини басалмайду. Әгәр свет өчүп қалса, сиз телевизордин йеңилиқ көрәлмәй қелишиңиз мүмкин. Интернет йоқ болса, телефонниң керигиму чамали. Бирақ гезит 24 саат сизниң қолиңизда! Халлиған вақтиңизда уни оқуп, халлиған вақитқичә сақлап қоялайсиз.
Бизниң һәр һәптимиз оқурмәнлиримиз үчүн гезитимизниң бәтлирини мәзмунлуқ мақалилар билән толтириш билән өтиду. Һәрбир мақалә миң бир жапалар билән йезилиду, бир әмәс, бир мунчә адәмниң әглигидин өтүп қәғәзгә бесилиду. Уйқисиз кечиләр, узақтин-узақ ойға чөкүш, йезип қайта түзитиш… Журналистниң һәр күни йеңилиқтин башлинип, һәр түни уни йезиш билән йәкүнләнсә керәк. Қийин, амма қизиқарлиқ кәсип. Биз Сиз үчүн йәңни түрүп хизмәт қилишқа тәйяр. Сизчу, оқурмән? Биз үчүн гезитимизниң садиқ оқурмәни болушқа тәйярму? Чүнки күндилик турмушимизниң әйниги, иш-тирикчилигимизниң мәзмуни болған «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитиға 2026-жилға муштири топлаш ишлириниң башланғанлиғини әскә салимиз.
Гезитханларға мәлумки, гезитимиз қазақ, уйғур, рус тиллирида йоруқ көрүп келиватиду. Униң сәһипилиридә Президентимизниң дана сәясити арқилиқ елимиздә яққал көрүнүп, камал тепиватқан иш-җәриянлар билән миллий әнъәнилиримизгә аит материаллар, шуниң билән қатар дилиңларни йорутуп, қәлбиңларға һөзүр беғишлайдиған һаятий вақиәләрдин қуралған һекайиләрму орун алған. Гезит пәқәт йеңилиқ йәткүзгүчи васитила әмәс, бәлки мәзмунлуқ мақалилар арқилиқ оқурмәнгә ой салидиған есил ғәзнә. Шундақ екән, оқурмәнлиримиздин чоңқур ойлуқ пикир-мулаһизә, мәслиһәт һәм тиләкләрни күтимиз. Биз сизниң гезит оқумайдиғанларниң әмәс, гезит оқуйдиғанларниң қатарида болидиғанлиғиңизға камил ишинимиз. Биз билән биллә болуң!
Сабирәм ӘНВӘРОВА
Йезилишни «Қазпочта» мәһкимиси вә бөлүмчилири, җәмийәтлик тәшкилатлар һәм редакциямиз арқилиқ әмәлгә ашурушқа болиду.
Қанунлуқ мәһкимиләр үчүн бир жилға йезилиш баһаси – 7000 тәңгә, алтә айға – 3500 тәңгә. Индекси – 16056.
Аһалә үчүн бир жилға йезилиш баһаси – 6300 тәңгә, алтә айға – 3150 тәңгә. Индекси – 66056.
