Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң тапшурмисиға мувапиқ, балиларни мәктәпкичә тәрбийә вә оқутуш билән тәминләш тоғрисидики «Балапан» программиси асасида, шуниң билән қатар 2010-жилниң 1-һоттики Пәрмани билән бәкитилгән Қазақстан Җумһурийитиниң 2010-2020-жилларға беғишланған Стратегиялик тәрәққият реҗисини әмәлгә ашуруш мәхситидә,елимизниң конституция күни һарписида Дардамту йезисида һәр тәрәплимә заман тәливигә мувапиқ келидиған «Али – Нұр» балилар бағчиси өз ишигини ачти.
Ечилиш мәрасимида дәсләпки тәбрик сөз наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаевқа берилип, у наһийәмизниң тәрәққиятиға Дардамту жутиниң көп һәссә қошуп келиватқанлиғини алаһидә тәкитләп, тилға алди. Шундақла, балилар бағчисини ечип, әл тәрәққиятиға бир кишлик һәссисини қошуп, көплигән ишсиз мутәхәссисләрни иш билән тәминләп олтарған Алимҗан Җалалов вә Мерхан Сопиеваларниң йеңи башланмисиға ақ йол тилиди. Мошундақ изгү тиләкләрни Дардамту йезисиниң жигитбеши Селимахун Әлаев, наһийәлик җәмийәтлик кеңәшниң рәиси Қалабай Мерейимов, җәмийәтлик келишим кеңишиниң рәиси Жеңис Тойшибеков, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, жутдиши һәм хошниси Гүлчехра Манаповалар давамлаштурди.
Узун жиллар бойи Дардамту йезилиқ округиниң һакими лавазимида болған Нурәким Есжан туғулуп өскән ана жутиниң һөснигә-һөсүн қошқан «Али – Нұр» балилар бағчисиға көңли толғанлиғини йәткүзди вә Дардамту йезисиниң заман тәрәққиятиға мувапиқ тәрәққий етип келиватқанлиғини зор пәхирлиниш илдкидә атап ейтип, йезиға су киргүзүлүп, Дардамту йолиниң ясалғанлиғини сөзигә испат қилди.
Йеңи балилар бағчисиниң лентисини наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев билән жут мөтивәри Шахим Җалалов қийип, йеза ақсақали Уйғурбек ата Оңласынов дугасини бәрди. Чачқа чечилип, кейин балилар бағчисиниң ғоҗайинлири қәдәм тәшрип қилған барлиқ меһманларни имарәт ичигә елип маңди. Жиғилған җамаәт бағчиниң ичи-сирттиға көз жүгәртип, жуқури баһа беришти. Ечилиш мәрасимида көпчиликниң диққитигә гөдәкләрниң ядқа оқушидики шеир һәм музыкилиқ номерлардин тәркип тапқан концертлиқ программа һавалә қилинди.
Мәзкүр бағчини ечиш үчүн Алимҗан ака Җалалов өзлириниң һөкүмәттин «Нәтижелі жұмыспен қамтуды және жаппай кәсіпкерлікті дамытудың 2017-2020 жылдарға арналған бағдарламасы» билән 4 миллион 800 миң тәңгә несийә алғанлиғини ейтти. Шундақла, 25 орунлуқ «Али – Нұр» балилар бағчисида 14 адәмниң иш билән тәминләнгәнлиги вә ушбу орунниң һәм несийәниң қизи Луиза Җалалованиң намида екәнлигини қәйт қилди. Атап өтүш керәкки, дөләт рәһбиримизниң мәнивий йеңилиниш мақалисидә ейтилғинидәк, бу бағчида ана тилидин ташқири, үч тиллиқ билим нәзәрийәси асасида, гөдәкләргә қазақ, рус, инглиз тиллириму оқутулидиған болиду.
Әмгиги билән жутдашлирини рази қилған Алимҗан ака билән Мерхан һәдиниң хизмәт йоли Дардамту хәлқигә яхши тонуш. Алимҗан ака илгири колхозда механик болуп ишләп, һазир һөрмәтлик дәм елишта болуп, әмгигиниң һалавитини көрмәктә. Мерхан һәдә болса, узақ жил бойи мәзкүр йезиниң оттура мәктивидә дәрис берип, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан пешқәдәм устаз. Бу аилиниң пәрзәнтлириниму көпчилик яхши тониса керәк. Чүнки қизи Феруза Җалалова Җумһурийәтлик Уйғур театрида солистка, оғли Абдимталип Җалаловму мана шу театрда сазандә. Қизи Луиза Җалалова болса, ата-анисиниң бу башланмисиға қол қанат болуп, йеңи бағчиниң ишлириға башчилиқ қилишни өз зиммисиға алған.
Дардамту йезисида қәд көтәргән бирдин-бир шәхсий балилар бағчиси дөләт рәһбиримизниң «Мәнивий йеңилиниш» мақалисидики «Туған жер» пргораммисиниң мәхсәт-вәзипилиригә уйғун келидиған башланма дәп ейтсақ хаталашмаймиз. Чүнки ушбу программида туғулған йәр үчүн хизмәт қилип, уни гүллитиш һәққидә ениқ ейтилиду. Демәк, бу бағчиниң ечилиши Дардамту йезисиниң гүллинишигила әмәс, бәлки елимизниң тәрәққиятиға қошулған һәссә болуп қалари сөзсиз.
Сөз ахирида, бизму ушбу балилар бағчисиниң алдики ишлириға ақ йол тиләймиз!
Сабирәм
ӘНВӘРОВА