Елимиздә яшанғанларға беғишланған «Белсенді ұзақ өмір» мәркәзлири хизмәт қилиду. Мундақ мәркәзләр чоңларниң бош вақтини көңүлдикидәк өткүзүп, өмүр сүрүшкә дегән хуштарлиғини көтиришкә беғишланған. Яшанғанлар үчүн һәрхил өмәкләр қараштурулған. Қазақстандики «Белсенді ұзақ өмір» мәркизи ишқа қошулған биринчи шәһәр Алмута шәһири болди. Кейин мундақ мәркәзләрниң сани кәйни-кәйнидин көпийишкә башлиди. Арида йәттә жил өткәндә, бу йеңилиқ наһийәмизгиму йетип кәлди.

Мәлумки, наһийәмиздики «Белсенді ұзақ өмір» мәркизи буниңдин йәттә ай илгири, йәни, февраль ейида ишқа қошулған. Шуниңдин бери паалийити җанлинип, нәтиҗилик иш елип бериватиду. Бүгүнки күндә әзалириниң сани икки йүзгә (186) йәткән мәркәздә яшанғанларға беғишланған – скандиновиялик пиядә меңиш, әстә сақлаш қабилийитини яхшилаш, IT саватлиқ, тоққузқумилақ, шипалиқ тәнтәрбийә, цигун, уссул, вокал, қол һүнәр өмәклири бар.
Техи йеқинда аталмиш мәркәз реҗигә мувапиқ «Ұрпақтар сабақтастығы» лайиһәси асасида Қирғизсайниң теғида болуп, тәрбийәвий әһмийити чоң бир чарә-тәдбир өткүзди. Ақ ромаллиқ анилиримиз миллий қәдрийәтлиримизни яшларға несиһәтләш мәхситидә тоқума тоқуш, қурақ қураш, жуң титиш, кигиз бесиш, қурут ясашниң йоллирини көрсәтти. Шундақла, яш қизлиримизға тоққузқумилақ оюнини ойнашни үгәтти. Очуқ асман астида, гөзәл тәбиәт мәнзирисидә өткән чарә-тәдбир интайин жуқури дәриҗидә уюштурулди. Бу күни яшанғанлар мәшиқлинип, тренинг өткүзүп, уссул ойнап, нахша ейтип вақитни интайин көңүллүк өткүзди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
