Наһийә мәркизи Чонҗа йезисида Хәлиқара автобекәт ишқа қошулди. Техи йеқинда йеңи мәркәзниң ечилиш мәрасими өтти.
Хәлиқара автобекәттә Чонҗа-Долата йөнилиши бойичә – 2 автобус (кейин автобус сани он бәшкичә көпәйтилмәкчи), Алмута-Чонҗа-Долата йөнилишидә – 5, Алмута-Чонҗа-Долата-Үрүмчи йөнилиши бойичә – 4, Алмута-Чонҗа йөнилишидә – 2 автобус сәпәргә тәйяр. Қаз-қатаридин тизилғанәллик орунлуқ автобуслар Қазақстан билән Хитайни бағлаштуридиған алтун көрүк һасил қилмақчи. Йәни бу, икки дөләт арисидики һәмкарлиқни мустәһкәмләп, сода-сетиқ мунасивәтлирини тәрәққий әткүзүштә, шу җүмлидин, Қазақстан-Хитай йөнилишлири бойичә жүк йәткүзүш хизмитидә оң нәтиҗә беридиған чоң башланма болари ениқ.

– Хәлиқниң еһтияҗиға қарап, автобуслар санини йәниму көпәйтишимиз мүмкин. Һәтта, Чонҗа ичидә вә Чонҗидин башқа мәлиләргә қатнайдиған автобусларни ишқа қошушни реҗиләватимиз. Туризмни тәрәққий әткүзүш үчүн, Ғулҗа вә Үрүмчигә 2-3 күнлүк турлар уюштурулиду. Улуқ Вәтән уруши ветеранлири билән пенсионерларға ширкәт тәрипидин бир қетимлиқ Хитайға берип, һәқсиз медицинилиқ тәкшүрүлүштин өтүш имканиийти яритилиду. Йеши атмиштин ашқан, йеза егилиги вә мал егилиги саһасиға әмгиги сиңгән адәмләрниму иҗтимаий лайиһәмизгә қошимиз. Хитай билән бирлишип кәсип башлаш, йеза егилигини тәрәққий әткүзүш саһалири бойичә оқутуш вә тәҗрибә алмишиш программилири әмәлгә ашурулиду, – дәйду автобекәтниң ғоҗайини, «ERHAN» ширкитиниң мудири Ербол Суытжан. Шундақла, бу башланминиң Алмута вилайәтлик вә Уйғур наһийәлик һакимийәтниң, шундақла, Чонҗа йеза округи һакими аппаратиниң қоллап-қувәтлиши билән әмәлгә ашқанлиғини тилға алди.
– Әсли бу йәр өзиму илгәрки автобекәтниң орни болғанкән. Бизниң мәхситимиз – тәвә ихтисадини тәрәққий әткүзүшкә үлүш қошуп, сапалиқ хизмәт көрситиш. Йеңи иш орунлирини ечип, хәлиқниң иҗтимаий әһвалиниң яхшилиниға иқбал қилиш, – дәйду у.
Һәқиқәтән, бу өз заманида автобекәт болған йәр. Кейинирәк «Асар» қурулуш материаллири дукини селинип, хелә жил хәлиққә хизмәт көрсәтти. Мана әнди бу орун қайтидин автобекәткә айланди. «Ат айлинип қозуғини тапар» дегәндәк, автобекәтниң көз үгүнүп қалған йәрдин ечилғанлиғидин турғунлар толиму хурсән. Автобекәттә һазирқи вақитта он бәш адәм турақлиқ иш билән тәминлинипту. Йеқин арида ишчилар сани әлликкә йетиду дәп күтүлмәктә екән.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
