Азатлиқ, әркинлик, мустәқиллик — улуқ чүшәнчә. У адәмзатниң әң алий армини. Амма униңға барар йол түрлүк-түрлүк. Һәр хәлиқниң әждатлири әзәлдин шу йолда күрәш қилип, қан төкти. Һазирму шу арманға йетиш үчүн күрәш қиливатқан милләтләр аз болмиса керәк.
Әйнә шу арзуға әсирләр бойи йетәлмәй, милләт намини йоқитип қойған, тарихтин өз үмүтини үзгән нәччилигән милләт билән илләт қанчилик десиңизчу. Миллитиниң әл болушини күтүватқан милләтләр қатариму аз әмәс.
1986- жили 16-17-декабрь күнлири коммунистик түзүмниң миллий сәяситигә тунжа қетим қарши аммивий намайишқа чиққан қазақ яшлириниң демократик һәрикитиму, бу тоталитарлиқ түзүмниң вәйран қилинишиға зор түрткә болди. Қазақларниң миллий сәвийәсиниң күчийишигә күчлүк тәсир қилди. Нәтижидә көплигән яшлиримизниң қени төкүлди. Мана мошу әркинликкә йетиш күнидә қанчилигән вәтәндашлар, яшлар, студентлар һаятлирини тикти. Вәтиним, елим вә хәлқим дәп жүръәтлик намайиш ясап, әркинликкә қол йәткүзгән Қазақстанни бәрпа қилди. Биз шу күнләрдә Вәтән үчүн қурван болған әзимәтләрни алаһидә хатириләп, уларниң намини мәдһийиләймиз. 16-декабрь «декабрь қурванлирини хатирләш күни» дәп елан қилинған. Бу күни шу әзимәтләрниң шәнини улуқлап, роһлириға дуга тилавәт қилип, хатириләп өтүмиз.
1991-жили «Қазақстан» дегән нам билән пүткүл дунияға қәдәм басқан жили. Шу күндин етиварән 33 жил артта қалди. Бүгүн Қазақстан аләм сәясий сәһнисидә инавәтлик әлгә айланди. Яш дөлитимиз мустәқиллик жиллар ичидә чоң ихтисадий, сәясий һәм ижтимаий муваппәқийәтләргә еришти.
Интайин жиддий қариму-қаршилиқларға толған геосәясий вәзийәттә мустәқилликни вә дөләтчиликни тикләш, территория пүтүнлигини тәминләш вә хошна дөләтләр билән стратегиялик шериклик мунасивәтләрни орнитиш, көп милләтлик вә көп динлиқ йеңи дөләтниң ички һәм ташқи сәяситини йеңидин ишләп чиқти вә әмәлгә ашурди. Бүгүнки Президентимиз дунияда милләтләр ара разимәнликниң сақлинишиға алаһидә әһмийәт берип келиватқан дөләт рәһбиридур. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң жиғилишлирида барлиқ хәлиқләр өз тилини, мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн һажәт болған шараитларниң һәммиси яритилғанлиғини ейтип келиду. Мошундақ қолайлиқ шараитта Қазақстан Уйғурлириму зор тиришчанлиқ көрситип, мәмликитимизниң тәрәққиятиға өзлириниң үлүшлирини қошуп кәлмәктә. Мустәқил Қазақтанда миллий тәрәққиятимиз үчүн һәммә шәрт-шараит можуттур.
Көп милләтлик Қазақстан Жумһурийити Йеңи жилға қәдәм бесиш һарписида өзиниң новәттики мустәқил 33-жилини нишанлайду. Течлиқ вә разимәнлик, достлуқ вә иттипақлиқ, тәрәққият вә риқабәткә қабил болушниң үлгиси болуп келиватқан Вәтинимиз Қазақстан ХХ1 әсирдә өзиниң 33-баһарини тойлиши бу, әлвәттә, тилға аларлиқ тәнтәнилик сәнә. Елимизниң бебаһа байлиғи һесапланған милләтләр достлуғи дуния әллиригә үлгә болуп кәлмәктә. Демәк, Мустәқил елимиздә течлиқ вә паравәнлик, достлуқ һәм разимәнлик мәңгү бәләнт көтирилиривәрсун дегән тиләкләрни билдүримиз .
Худавәди МӘҢСҮРОВ