Бизниң гөдәклик вә балилиқ дәвримиз наһийәмизниң чәттики ихчам йезилиридин болған Чоң Дехан мәлисидә өтти. Бу кичик жут болсиму, даңлиқ адәмлири билән тонулған жутлардин еди. Өз дәвридә ондин ошуқ адәмлири һәрәмгә һәж сәпиригә берип, «һажим» аталған. Вәтән уруши жиллирида дәһшәтлик жәңләргә қатнишип, Қазақстан хәлқиниң Қәһримани аталған М.Тейипов, алий орден-медальлар билән тәғдирләнгән А.Сабиров, В.Тавакилов охшаш инсанлири бар. Шундақла әдәбият һәм сәнъәттә мәшһур болған Илья-Бәхтия, Һ.Бәхниязов, Н.Оразалин, М.Бақиев, П.Давутов вә бәйнәлмиләл жәңчи С.Ғожаев кәби намайәндилири билән жутдашлири һәқлиқ түрдә пәхирлиниду. Шундақ иптихарлар қатаридин орун алған, маарип саһасида хизмәт қилған устазларму аз болмиған. Бүгүнки бизниң қәһриманимиз устазлиқ йолида қириқ жилдин ошуқ пидакаранә әмгәк әткән, йәни өзиниң қутлуқ 75 яшлиқ тәвәллудини нишанлаватқан (һөрмәтлик дәм елиштики), аилисидә устазлар сулалисиниң асасини қурған, мәйин чачлиқ, бир қаримаққа аччиғи чос, уттур мүжәзлик, бәкму тәләпчан муәллимә Хәсийәтхан Мәңсүрова һәққидә сөз қилмақчимиз.
Әйнә шундақ наһийәмизниң пәхри аталған, хәлиқ аммисиға кәң тонулған, тәләпчан устаз Хәсийәтхан Мәңсүрова 1949- жили ШУАРниң Текәс кәнтидә кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән. Дәсләпки башланғуч билимни шу тәвәдә егиләп, 1963- жили ата-аниси билән кәң пеиллиқ Қазақстан дияриға, униң Чоң Ачиноқа йезисиға қонуш авдуриду. Келипла «Октябрь» (һазирқи М.Тейипов) намидики оттура мәктәптә оқуп, 1986- жили оттура билимлик шаһадәтнамини елип чиқиду. Шу жили устазлиқ кәсипкә яшлиғидин интилған у, Яркәнттики ППУға һөжжәтлирини тапшуруп, студент атилиду. 1970- жили башланғуч синип муәллими дегән дипломини алиду.
Оттура мәхсус билимгә егә болған Х.Мәңсүровани Уйғур наһийәлик билим башқармиси Чоң Дехан сәккиз жиллиқ мәктивиниң башланғуч синипиға муәллимликкә йолланма бериду. У мәзкүр мәктәптә 1985-жилғичә бар ихласи билән оқуғучиларға билим вә тәрбийә бериду. Аилә шараитиға бағлиқ 1985-1986-оқуш жилида наһийәдики Баһар йезисиниң А. Розибақиев намидики йеңидин селинған оттура мәктивигә келиду. Бу мәзгилләрдә елимизда 6 яшлиқ балиларни мәктәптә оқутуш қолға елинған дәвирләр еди. Лекин уйғур тиллиқ мәктәпләрдә оқутуш программиси йоқ еди. Шунда жуқарқи билим орунлири тәжрибиси мол, дайим йеңилиқ үстидә издинип дәрис беридиған Х.Мәңсүроваға математика вә ана тиллиридин программа түзүшни тапшуриду. Һәр тәрәптин издинип, башқа тилдики мәктәп программилирини асас қилған һалда мәзкүр пәнләрдин программа түзүп, наһийә мәктәплириниң устазлириға тәғдим қилиду. Шу программа бойичә министрликниң уйғурчә программиси тәйярланғичә оқутиду. 1987-жили күз айда жумһурийәтлик билим башқармисиниң вәкиллиридин тәркип тапқан комиссия келип, Х.Мәңсүрованиң иш-паалийитини көздин кәчүришиду. Нәтижидә униң тәжрибисини наһайити жуқури баһалап, иш-тәжрибисини (6 яшлиқлар бойичә) вилайәт даирисидә таритишқа қарар қилишиду. Шундақ қилип, һәр жили 6 яшлиқларни оқутушқа бағлиқ орунларға берип, билим вә тәжрибисини мустәһкәмләйду. 1992-жили Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәпкә келип, кәспи бойичә өз ишини давамлаштуриду. Шу жилдин етиварән наһийәлик башланғуч синиплар бирләшмисини башқуриду. Мошу тиришиш-тирмишиш жәриянида өзиниң «6 яшлиқ балиларни оқутуш» китапчисини чиқирип, устазларға қолланма ретидә пайдилинишқа тәвсийә қилиду. Шундақла, «6 яшлиқ балиларға ана тилини үгитиш», «Математикилиқ оюнлар», «6 яшлиқ топлардики тәрбийә» охшаш методикилиқ тәвсийәлири гезит бәтлиридә йоруқ көриду. Бу шу мәзгилләрдики муәллимләр үчүн тепилмас қолланма болуп һесапланған. Униңдин кейин «Муәллим – ижаткарлиқни тәминләйду» намлиқ тәжрибиләр йезилған топламдин бир нәччә әмгәклири орун елип, жумһурийәт даирисигә тарилиду. Х,Мәңсүрованиң башланғуч синиплар үчүн язған «Диктантлар топлими» әмгиги мошу күнгичә муәллимләрниң пайдилинидиған қолланмисиға айлинип кәлмәктә. Булардин сирт муәллимләр билимини мукәммәлләштүрүш институтида, һәр қандақ вилайәтлик, наһийәлик семинар-кеңәшмиләрдә оқуған доклад вә көрсәткән тәжрибилири йетәрлик болған.
Х.Мәңсүрова билим бериш билән чәклинип қалмай, жәмийәтлик ишларниңму актив иштракчиси болған: наһийәлик башланғуч синипларниң йетәкчиси, башланғуч кәспий иттипақ тәшкилатиниң орунбасари, наһийәдә чиқидиған «Ижаткар устазлар» кеңишиниң әзаси, наһийәлик «Яш муәллимләрниң устази» охшаш ишлардиму өзиниң пикри, әмәлий иши, мәслиһити, миллий ғурури вә маһарити билән көпчилик арисида шөһрәт қазанған.
Алий дәрижидики устаз Хәсийәтхан Мәңсүрованиң маарип үчүн қилған әмгәклирини жуқарқи орунлар баһалап, «Қазақстанниң маарип әлачиси», вилайәтлик вә наһийәлик мәмурийәтләрниң түрлүк намдики тәғдирләшлири, маддий соғилири билән мукапатлиған. Бийилқи (2024) жилниң октябрь ейида муәллимләр күнигә беғишлиған тәнтәнидә Қазақстан Билим министрлигиниң «Һөрмәт грамотиси» билән тәғдирлиниши, пешқәдәм устазға болған һөрмәтни ипадилисә керәк. Жәмләп кәлгәндә, һәр жили дағдуғилиқ күнләрдә устазни әсләп, мәһкимә-идариләрдин, түрлүк маканда хизмәт қиливатқан шагиртлиридин сәмимий салам вә тәбрикләр келип, устазни мәмнун қилиду.
Устаз өзи кәби билим йолида ишләватқан, йәни «Қазақстан маарип әлачиси», билим министриниң «Һөрмәт грамотиси», вилайәтлик, йәрлик билим һәм тәшкилатлиарниң түрлүк тәғдирнамилири вә «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси» аталған Худавәди Мәңсүров билән аилә қуруп, икки қиз вә бир оғул сөйгән. Балилириниң барлиғи устазлар: Гүлчихра – мәктәпни медальға түгитип, алий оқуш орниниң химия-биология пәни бойичә устаз болуп, Чонжидики «Абай» намидики мәктәп-гимназиядә «Педагог тәтқиқатчи» классификацияси бойичә йетүк устазлар қатаридин көрүнүп келиватиду. Гүлвира – мәктәпни медальға тамамлап, алий оқуш орнини қизил дипломға оқуп, бүгүнки күндә Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәптә илмий мудир болуп әмгәк етиватқан педагог тәтқиқатчидур. Оғли – Нурмәһәммәт алий билимлик устаз. У бүгүнки күндә «Һәрбий чегаричилар хизмитиниң әлачиси» вә бир нәччә медальларниң саһиби болуп, вилайәтлик һәрбий чегаричилар департаментиниң спорт вә оқ етиш бөлүмини башқуруп келиватқан подполковниктур. Қисқиси, наһийә жамаәтчилиги бу аилини һөрмәт тутуп «устазлар сулалиси» дәп атап келиду. Худавәди вә Хәсийәтхан сөйгән балилиридин 6 нәврә вә 3 чәврә қучқан жанлардур.
Билим үчүн тәр төккән, яш әвлатқа билимниң асасини үгәткән устазимиз бүгүнки күнләрдә өзиниң 75 яшлиқ мубарәк тәвәллудини нишанлап олтириду. Шу мунасивәт билән биз устазларниң устази болған қәдирданимизни шанлиқ күни билән сәмимий тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик, бәхтияр өмүр, аилисигә хатиржәмлик тиләймиз!
Шагиртлири намидин Гүлварәм МУНУРОВА