Елимиздә ЭКСПО–2017 көргәзмисиниң өтүдиғанлиғини аңлап, барчә қазақстанлиқлар чәксиз хошаллиққа бөләнгән едуқ. Вақит шундақ тез өтидуки, яз көзни жумуп-ачқичә аяқлишип, көргәзминиңму ахирлишишиға санақлиқла күн қапту. Телекөрситишләрдин, хәвәрләрдин, гезит-журналлар арқилиқ ЭКСПОдики күндилик йеңилиқлардин хәвәрдар болуп турдуқ. Вәтинимизгә миңлиған туристларниң иштрак қилип, Қазақстанимизниң тәрәққияти, Астананиң гөзәллиги, хәлиқләрниң өмлүгидин сөйүнгәнлигини аңлап, жүригимизгә пәхирлиниш, мәғрурлиниш һис-туйғулири толуп, ичтин бир хошал болуп қалимиз, әмәсму. Мана шундақ …