Хәлқимизниң бүгүнки турмуш мәдәнийитидә той-төкүн, өлүм узитиш мәрасимлири бар. Заман еқимиға бағлиқ тойлиримиз хилму-хил өтмәктә. Бир чағларда той өйлиригә кәлгән меһманлар чин көңлидин халиған һәр түрлүк соғиларни елип келәтти. Һазир униң орнини ахчилиқ соғилар егилиди. Әлвәттә, бу заман тәливигә мунасивәтликтур. Бу тойниң гепи. Әнди өлүм узитиш ишлириға өтәйли. Әгәр мусибәт иши болуп қалса, «жут намидин ярдәм болсун» дегән нийәттә мусибәткә …