«Көп яшиғандин сорима, көпни көргәндин сора» дегән ибрәтлик сөз бар дана хәлқимиздә. Өзиниң әмгәк сөйгүчлиги һәм жут билән болған иллиқ муамиллиси түпәйли, көпниң көңлидин чиқип келиватқан мөтивәрлиримиз барчилиқ. Шуларниң бири – Асим Насировтур. Кәсипдашлиримдин бу ақсақалниң толиму дилкәш, қоли очуқ, меһнәткәш инсан екәнлигини аңлап, яшанғанлар күни һарписида мубарәк мәйрими билән тәбрикләп, гезит бетигә аилиси һәққидә азду-тола мәлумат беришни әвзәл көрдим. …