Басты бет Тағзым МЕҺНӘТКӘШ МӨТИВӘРЛӘР

МЕҺНӘТКӘШ МӨТИВӘРЛӘР

0
1,519

«Көп яшиғандин сорима, көпни көргәндин сора» дегән ибрәтлик сөз бар дана хәлқимиздә. Өзиниң әмгәк сөйгүчлиги һәм жут билән болған иллиқ муамиллиси түпәйли, көпниң көңлидин чиқип келиватқан мөтивәрлиримиз барчилиқ. Шуларниң бири – Асим Насировтур. Кәсипдашлиримдин бу ақсақалниң толиму дилкәш, қоли очуқ, меһнәткәш инсан екәнлигини аңлап, яшанғанлар күни һарписида мубарәк мәйрими билән тәбрикләп, гезит бетигә аилиси һәққидә азду-тола мәлумат беришни әвзәл көрдим. Қолумға қәләм-дәптиримни елип, һойлисидин атлидим. Мевә-чевилик беғи, үзүмләр мәй әйлигән бараңзарлиқлири, сәрәмҗан һойлисида данлап жүргән бир топ өй қушлириниң түр-түри бирдин зеһнимни авдурди. Бир қараштинла өй егилириниң тирикчилиги көзгә чүшиду. Меһриван инсанларға ишниң келиш мәхситимни ейтиведим, хурсән болушти. Асим бова вә Маһинур мома (Галина Бережнекова) билән бирдин қизғин сөһбәткә чүштуқ. 


Асим Насиров 1932-жили ШУАРниң Нилқа мәһәллисидә дунияға кәлгән. Кейин 1959-жили ата-аниси билән Қазақстанға қонуш авдуриду. Мана шуниңдин бу ян у Чонҗа тәвәсидә истиқамәт қилип келиватиду. Өмүрлүк яри Маһинур аниму шу жили ата-аниси билән Қазақстанға көчүп чиққан. Қуда болған бу икки аилиниң чиққан томури бир болуп, әзәлдин қериндашлардәк йеқин мунасивәттә яшиған екән. Балилиғидин биллә өскән Асим бова вә Маһинур аниниң достлуқ риштиси, муқәддәс мунасивәткә айлинип, турмуш қуриду.
Асим Насиров еғир иштин қачмиған, хизмәт таллимай, қолидин кәлгән ишниң һөддисидин шәрәп билән чиқип, жутниң разилиғиға бөләнгән җан. У 1960-жили наһийәлик «Или вадиси- Іле шұғыласы» (һазирқи «Или тәвәси – Іле өңірі») редакцияси басмиханисида 2 жил мабайнида хизмәт қилған. 1966-жили шоферлуқ курста оқуған вә колхозлар ара мәһкимисидә шофер болуп ишлигән. 1972-жилдин 1998-жиллар арилиғида автобазида, ПМК-29 вә Илидики РСХОда мотористлиқ хизмәттә болған. Ейтишичә, Асим бовай өзиниң иш-паалийитидә күзәтчи болупму ишләпту һәм вулканизациядиму әмгәк қипту. 1972-жили пенсия йешигә йетип, һөрмәтлик дәм елишқа чиқипту. Жутниң ишәнчисигә еришкән мөтивәр ата 2000-жилдин 2014-жилғичә, топ-тоғра он төрт жил Чонҗа йезисиниң 7 кочисиға жигитбеши болуп, аһалигә йол-йоруқ көрситип, жутниң чоң-кичик ишлириға баш болуп, җәмийәтлик мәсилиләргә паал ат селишипту. Тәкитләп өтүш керәкки, Асим бова 5 вақ намазни өтәп келиватқан Алланиң сөйүмлүк қулидур.
Рәпиқиси Галина Бережнекова әсли миллити рус болуп, турмуш қурғандин кейин икки яқниң ата-аниси келишип, йеңи чүшкән келинни мечитқа апирип «Маһинур» дәп мусулманчә исим қойған екән. Мана шуниңдин бери қәғәз-һөҗҗәттә Галина Бережнекова болуп йезилсиму, һаятта һәқиқий уйғур келинлиригә хас Маһинур ана уйғур тилини, миллий урпи-адәтлиримизни мукәммәл билиду. У 17 жил мабайнида дохтурханида ашпәз болуп ишләп, 1992-жилдин етиварән һөрмәтлик дәм елишта. Мәйли қандақла хизмәттә ишлимисун, һәр иккилиси турмуш жүкини тәң көтирип, аилисини асирап, 8 балисини беқип қатарға қошупту.
Пәрзәнтлиридин чоң оғли Алимҗан һазир Украинида истиқамәт қилидекән, оғуллири Әхмәтҗан, Һакимҗан өз алдиға турмуш-тирикчилиги билән бәнт болса, Адилҗан, Азатҗан исимлиқ оғуллири заманивий стильда өй җөндәш ишлириниң маһири. Қизлиридин Айнисәм аниси охшаш бармиғидин һәсәл тамған ашпәз, йәнә бир қизи Асийәм қол һүнәр сәнъити билән шуғуллинидекән. Балилириниң барлиғи бир-бир өйниң чириғини яндуруп, һәр хил кәсипниң мутәхәссиси атилипту. Асим бова һәм Маһинур мома һазир 22 нәврә, 39 чәврисиниң очумидин су ичип, қизиғини көрмәктә.
Меһнәткәш мөтивәрләр тоху, ғаз, өдәк қатарлиқ өй қушлирини беқип көпәйтип, уларниң тухумини сетип өз алдиға кирим қилидекән. Йеши сәксәндин алқиған яшанғанларниң бу тирикчилиги һәр қандақ инсанниң қолидин келивәрмәйду, әлвәттә. Дәрһәқиқәт, бүгүнки күндә уларниң тимән иш-һәрикәт қилиши – яшлиғидин әмгәк сөйгүч болғанлиғиниң нәтиҗисидин дәп билимән.
– «Бала дегән балдин татлиқ, нәврә дегән җандин татлиқ», демәкчи өйүмизгә нәврә-чәврилиримиз кәлсә немә берәримизни билмәй, хошаллиғимиздин бешимиз көккә йетиду. Яшанған инсан үчүн һаятиниң бар қизиғи мана шу бала-чақиси әмәсму. Ятсақ-турсақ, Алладин шуларниң саламәтлигини тиләймиз, – дәп жүрәк тәвритәрлик сөзлирини йошуруп қалалмиди нураний ана.
Уларниң мәзмунлуқ сөһбитигә чөкүп, вақитниң қандақ тез өтүп кәткәнлигини туймай қаптимән. Сөз ахирида есил вақтини бөлүп, тәкливимни рәт қилмиғанлиғи үчүн уларға рәхмәт ейтип, Асим бовамниң ақ дугасини елип ишқа яндим. Бу қетимқи иш-сәпиримму маңа һаятий савақ болуп, қәлбимгә чоңқур ой салди…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …