Наһийәлик «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитидин дадам Һашим Арзиев тоғрилиқ мақалиләрни оқуп, көзлиримгә әриксиз яш кәлди. Хошаллиқтинму яки атамға дегән сеғиништинму у йеқини өзәмму чүшәнмидим… Әйтәвир, дадамниң исми атилип, униң өмүр йолидин хәвәрдар қилған гезитқа миннәтдарлиғимни билдүргим, шундақла, өзәмниңму дадам һәққидә язғим кәлди. Гәрчә иҗадийәттә қабилийитим болмисиму, қолумға қәләм алдим. Әң муһими оюмни йәткүзсәм дегән нийәттә, иқтидаримниң йәткүничә қәләм тәврәттим. «Кимниң қизи сән?» дәп сориғанларға «Арзиевниң» дегән җавапни зор махтиниш илкидә ейтаттим, дадамниң қанчилик абройлуқ болғанлиғини билдүрсә керәк.
Атамни наһийәдила әмәс, вилайәт көләмидә, җумһурийәттиму билмәйдиған адәм камдин-кам. Динмухамед Қонаевниң кадри. Дөләт рәһбиримиз Нурсултан Назарбаевму яхши тонуйду. Президентимизниң наһийәмизгә қәдәм тәшрип қилғинида, босуғимиздин атлап, анам билән аманлишип чиққанлиғиниң өзи дадамниң қандақ инавәтлик инсан екәнлигини көрситиду әмәсму. Атам тоғрилиқ иссиқ ихласини, изгү ләвзини билдүрди. Бала-җақиси, йәни биз үчүн буниңдин артуқ қандақ бәхит болсун. Шундақ атидин тоққуз бала туғулуп, улар бүгүн нәврә-чәврә қучти. Қом-қериндашларниң инақ-иҗил, қетиқтәк уйиған өмлүгигә шүкүрчилик қилимән.
Әпсус, дадам тирик болған болса, 10-август күни 90 яшқа толар еди. Аримизда йоқ болсиму, униң маңлай тәри, төккән әҗри унтулуп қалмиди. Ели, жути дадамниң исимини еғзидин чүшәргини йоқ. Буму бизниң аилигә бәргән Алланиң нури болар. Ядимда сақлинип қалғини, дадамниң иштики чағлири болди. Күни-түни өй көрмәйду. У дәм елиш, мәйрәмлик күнлири дегәнни билмигән. Ишиға тәләпчан, қатал болғини билән өйдә тамамән башқичә болидиған. Һеч биримизгә қаттиқ сөзләп, қол көтәргән җан әмәс. Бизни көргинидә көзлири нурлунуп, бар муһәббити, сезимлирини иллиқ беқишлиридинла байқавелишқа болатти… Дадам тоғрилиқ Жеңис аға Тойшибековниң язған әсләтмисини оқуп, бәк тәсирләндим. Өз кадрлириға болған ишәнчисини, көз-қаришини чүшәндим. Атам үчүн мәғрурландим, бешим көккә йәткәндәк болди. «Дадаң өлсиму, униң көзини көргәнләр өлмисун» дегән сөзниң мәзмунини, маһийитини шу тапта яхши чүшинип йәттим. Дадамниң қияпити көз алдимға келип, бәзән жиғлиғим, бәзән муңдашқим кәлди. Һеч кимгә чүшәндүрәлмәйдиған һиссиятта болдум.
Вапат болидиған күни маңа бөләкчә меһирванлиқ билән қарап, «Қизим, һеч нәрсини вайим қилма, һәммиси яхши болиду, пәрзәнтлириңму чоң болиду» дегән еди. Немә үчүн ундақ дегинини һелиғичә чүшинәлмидим. Мени қанатландурғуси кәлдиму, у йеқиму намәлум. Әйтәвир, зор ишәнч артқанлиғини уқтум. «Қиз бала атисиға йеқин болиду» дегини тоғра. Анимизниң зиммисида пүткүл өйниң тирикчилиги, бизниң тамиғимиз, кийимимиз, дәрисимиз дегәндәк чоң жүк жүкләнди. Қаталлиқму көрсәтти, анилиқ меһриниму айимиди. Дегән билән, дадимизниң орни алаһидә болидиған. У кишиниң бизгә дегән муһәббитини сөз билән йәткүзәлмәймән. Мәктәптики тәртивимиз, оқушимиз йеқидин көңлини рәнҗитмидуқ. Пәқәт «яхши» дегән сөзни аңлитишқа тиришаттуқ. Өйүмизниң кәнҗиси Муратни бөләкчә яхши көрди, лекин униму һәм кәлсә-кәлмәс әркиләтмәтти. Аилимиздә төмүрдәк тәртип болидиған. У тәртипни бузушқа һеч ким петиналматти. Бизни әмгәк сөйгүчлүккә тәрбийилиди. «Һардим-талдим, ишлимәйчу» дегән сөзләрни ейтқузматти. Һәммимизниң өй ишлирида атқуридиған миннитимиз бөлүнүп қоюлған. Әлвәттә, анамниңму әмгиги зор. Бизниң бүгүн бирдин аилиниң егиси атилип, бала-җақилиқ болушимизға анамниң сиңәргән әҗри чәксиз. Атимизни рәнҗитмәслик, көңүлини әнсирәтмәш үчүн анимиз барлиқ амал-тәсилләрни қоллинатти. Бәзидә һәтта қаттиқ җазалайдиған. Анамниң бирдә-бир қетим «Һашим» дәп дадамниң исимини ейтқинини аңлимаптимән. «Дадиси» дәп һөрмәтләтти. Тәрбийиниң әң әла үлгисиму мошу болар. Дәстиханда олтарғанда балилири һеч қачан ата-анимизниң сөзини бөлүп, гәпкә лоқма салматтуқ. Дадамниң ейтқинини үнсиз тиңшап, тамақ ичәттуқ. У кишиниң һәр бир сөзи бизгә орунлиниши шәрт қанун кәби қобул қилинатти. Қапақ түрүп сөзлимәтти. Дайим күлүмсирәп жүрәтти. Ишида мәсилилири чиқип, һарғанлиғиниму бизгә билдүрмәсликкә тиришатти. Буму бир алаһидә хислити болар. Тазилиқни җенидәк сөйәтти. Етиз-ериқ, мал қораларни арилап кәлгәндә, булғанған өтүгини сирттин жуюп, үсти-бешини қеқип, иләтти. Кийимлириниң рәтлик, дәзмаллинип турушиға қаттиқ көңүл бөләтти. Анамниң қоли бошимай қалса, өзила рәтләп, халлиғинини сәрәмҗан кийип чиқатти.
Чоң болуп, аилә қурсақму, дадимизниң қапиғиға қарап, «немә дәйдекин» дегән нийәт билән өмүр сүрдуқ. Тағдәк тиригимиз, қорғинимиз бар дегән ишәнч һәммисидин үстин туратти. Дадам барда һеч қандақ қайғу-муң дегәнни билмәй өстуқ. «Биринчи катипниң балилири едуқ» дәп башқилардин бөлүнүп көрмидуқ. Алаһидә кийинишниму, мәйдә керишниму үгәткини йоқ. Көпчилик билән бирдәк болушимизни халиди.
«Тағлар жирақлашқансири егиз болуп көрүниду» дегән ибрәтлик сөз бар. Һәқиқий мәнада адәмләрму йениңдин кәткинигә узақ болуп, жүрәк түвидики ети өчүшниң орниға, әксичә униңға болған сеғинишиң техиму күчийидекән, әмәсму… Егиз болуш дегәнни мошундақ чүшәндим. Дадамниң қияпити, җан дунияси, адимийлик хисләтлири көккә көтирилмәктә. Хизмитигә дегән садиқлиғи, аилисигә ғәмхорлуғи, балилириға болған меһриванлиғи һәқиқәтәнму вақит өткәнсири бөләкчә билинмәктә. Атам һәққидә чоңқур һәм көп нәрсиләрни ейтқум келиду. Һеч кимгә ейтилмиған мәдһийиләрни қоллансам дегәнтим. Әпсус, дилимдикини тилим билән йәткүзүшкә қабилийитим камчилиқ қилиду. Һәр балисиға дегән ишәнчиси, баһаси бөләкти…
Наһийә көләмидә дадамниң һөрмитигә иш-чариләр өтүдиғанлиғини аңлап, жүригим орғуп, қизи ретидә өз һәссәмни қошқум кәлди. Бирақ уни қандақ қилип йәткүзәримни билмидим. Шундин кейин ойлинип, әң яхшиси өз тәсиратимни көпчилик билән бөлүшишни тоғра көрдүм. Униң җениниң тазилиғи, елигә, жутиға, йезисиға болған һөрмитини ипадилигим кәлди. Дадам мән үчүн мәзмут тағ, мустәһкәм қорған, сунмас чинар. Атам у дуниялиқ болғандин кейин, бешимиздин һәр хил вақиәләр өтти. Бирдә шатландуқ, бирдә муңайдуқ. Шу чағларда қешимизда униң йоқлуғи билинди. Униң несиһити, йол көрситишигә интизар болдуқ. Балилиримға көрсәтмәй жиғлап алған пәйтлиримму йоқ әмәс. Шундақ чағларда дадамниң мүҗәзи билән парасити мени қайтидин җигәрләндүрүп, һаятқа қайта елип келәтти. Дадамниң өзи өлсиму, униң көзини көргәнләр, тәлимини алғанлар өлмиди. Шуниңғиму шүкри. Шагиртлири, кадрлири күни бүгүнгичә салам берип, атамниң яхшилиғин, адәмгәрчилигини ейтип бериду. Мошуниң өзи бир пәхирлиниш.
Дадамдәк инсанниң қизи болғанлиғим үчүн Аллаға тәшәккүр ейтимән. Атам парасәтлик, мәдәнийәтлик, билимлик болушқа үгәтти. Һеч қачан ялған ейтмаслиққа тәрбийилиди. Бүгүн қолумиз кичиккинә болсиму бир чоққиға йәткән болса, униң өзи дадамниң қени билән берилгәнлиги дәп баһалаймиз. Мениң дадам мана мошундақ улуқ сөзләргә лайиқ инсанлардин болған.
Шахризада ҺАШИМ ҚИЗИ