Басты бет Тағзым ЖУТ ҒЕМИДА ЖҮРГӘН ИНСАН

ЖУТ ҒЕМИДА ЖҮРГӘН ИНСАН

0
197

Хәлқимиз зич яшап, әмгәк қиливатқан жутларда өз мәлисиниң ғемини йәп жүргән инсанларниң көп екәнлиги һәммигә мәлум. Шу инсанларниң нәмунилик ишлири түпәйли мәлиләрниң мәдәний тәрәққияти, роһий һиссияти, тирикчилиги камал тапидиғанлиғи һәқиқәт. Ундақ адәмләрни  жутниң бәрикәтлик адәмлири дәйду.

Жут мәдәнийитини йүксәлдүрүштә ишләватқан шундақ тәсири күчлүк вә мәрданә инсанларниң ишлири, бүгүнки күндә һаятимизниң риважлиниш, миллий тилимизни сақлап қелиш, миллий қәдрийәтлиримизни тәрәққий әткүзүш охшаш мәсилиләрдә әл алдида мәшъәл болуп көрүнмәктә.

Уйғур наһийәси Чоң Ақсу йезисиниң турғуни Мусажан Тайиров мәслиһәт берәр, хәлиқ ишәнчигә еришкән мөтивәр инсан екәнлигини жут жамаәтчилиги убдан билиду. Бу һөрмәткә егә инсан бу күнләрдә 70 яшлиғини атап өтти. Мошу жиллар давамида йезиниң ижтимаий-ихтисадий ишләп чиқириш саһалириға өзиниң зор һәссисини  қошти. Өз төһписиниң алқишини көрүватқан Мусажан һаятиниң егиз чоққилириға йәткән болсиму, жамаәтлик ишлардин қол үзүп, чәттә қалған адәм әмәс. Йезидики мәдәнийәт бөлүминиң әзаси ретидә атап өтүлидиған мәйрәмләргә, наһийә даирисидә өтүлидиған түрлүк мәдәний чариләргә паал қатнишип, өзиниң талантини намайиш қилипла қалмай, өсүп-туғулған жути Чоң Ақсуниң тәрәққиятиға зор үлүш қошуп келиватқан адәмләрниң бири екәнлиги талашсиз. Әлвәттә, буни жутдашлири яхши билиду.

Мусажан Тайипов 1971-жили Чоң Ақсу оттура мәктивини (һазирқи Ғ.Сәдвақасов намидики мәктәп) тамамлиғандин кейин, Вәтән алдидики һәрбий борчини ада қилиду. Һәрбий сәптин қайтқан Мусажан «Әмгәк» колхозида шофер болуп ишләйду. Кейин истималчилар жәмийитидә Ақтам-Чошинай йөнилишидики мәлиләргә турмушқа һажәтлик товар вә озуқ-түлүк йәткүзүш билән мәшғул болиду. Униң әмгәк сөйгүчлиги вә адиллиғи нәтижисидә мәлә дуканлириниң тәкчилири бош турған әмәс. Тәғдир тақазисиға бола, мәһкимә йепилғандин кейин, колхозниң егилик ишлирида ишләйду. 1998-жили мәзкүр йезидики «Арнур» хиш заводиниң қурулуш бригадисида яғачтин өй ясаш ишлири билән шуғуллиниду. Шу нәрсини махтиниш билән ейтиш керәкки, яшлардин ибарәт болған бу бригадиниң сапалиқ мәһсулати Яркәнт, Чонжа, Қаратуруқ охшаш шәһәр-йезиларға йәткүзүлгән.

Шундақ тиришчанлиқ билән өзиниң меһнәткәшлигини көрситип, әл-жутниң һөрмитигә бөләгән Мусажан һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму, жамаәт арисидики ишларда паалийәтчанлиқ көрситип келиду. Шундақла, һаяттики сәпдиши Гүлжаһан Һошурова рәһбәрлигидә «Чоң Ақсу – ана жутум» вәхпи (фонд) уюштурулуп, униң башқарма тәркивигә вижданлиқ болған – Шавдун Супиев, мәрһум Раюпжан Сатуков, Турғанжан Имиров, Махмут Исмайилов вә Мусажан Тайиповлар әза болиду. Бу жәмийәтлик тәшкилатни һәр тәрәптин қоллап-қувәтлигән тижарәтчиләр – Реһимбүви Гаппарова вә Сабирәм Турдахуновалар йеқиндин ярдәмлишиду. Бу рәһимдил адәмләр йезидики тәминати төвән аилиләргә, мөтивәрләргә вә ғәмхорлуққа муһтаж яш өсмүрләргә һәр қачан ярдәм көрситип келиду.

Бу алий хисләтлик, йәни жут ғемида жүргән инсанниң жутдарчилиқ паалийәтлири билән мәдәнийәт саһасидики меһнәтлирини атап өткән Чоң Ақсу йеза округиниң һакими Адилжан Қурбаниязов уни туғулған күни билән қизғин вә сәмимий тәбрикләп, чапан кийгүзүп, округ мәмурийити намидин Пәхрий ярлиқ тапшурған еди. Ушбу мәрикигә чақирилған Алмута шәһәрлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һосманжан Обулов, мәрикә егиси Мусажан Тайиповқа миллий мәдәнийитимизниң риважиға қошқан үлүши вә жумһурийәттә йоруқ көрүватқан қәрәллик гезитларға муштири топлаш вақтида көрсәткән әмгигигә апирин әйләп, Пәхрий ярлиқ вә мәркәзниң төш бәлгүси билән тәғдирлиди. Наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң вәкили Демьян Оғулғазиев тәвәллуд егисини наһийәлик мәдәнийәт мәркәз башқармисиниң намидин тәбрикләп, тәшәккүрнамә вә төш бәлгү билән мукапатлиди. Андин Алмутидики Чоң Ақсулуқларниң жигитбеши Бәкрәм Мирзаев, истипадики полковник Абдрашит Қадиров вә тижарәтчи Замирәм Мухпуловалар мәрикә меһмини болуп, өз тиләклири билән соғилирини тәғдим қилди.

Бу уюштурулған тәнтәниниң ахирида аддий вә кәмтәр инсан болған тәвәллуд егиси Мусажан Тайипов, өзигә һөрмәт-еһтирам көрсәткән жутдашлири билән кәлгән меһманларға сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди.

Әлниң ғемида жүрүп, жут мәнпийити үчүн мәслиһәт вә ярдәм қолини сунуп, яшларға үлгә-ибрәт көрситиватқан Мусажанға бизму сағлам саламәтлик, аилисигә хатиржәмлик, шундақла жәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғиға зор утуқлар тиләймиз!

Худавәди МӘҢСҮРОВ

 

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …