Басты бет Тағзым ТӘВӘРРҮГИМНИҢ АРЗУСИ

ТӘВӘРРҮГИМНИҢ АРЗУСИ

0
704

Адәм балиси болғандин кейин, өмүрдә еғир күнләргә дучар болидекән. Әйнә шундақ пәришанлиқта қалған пәйттә дуниядики әң йеқин адимиңдин ярдәм, мәслиһәт сорайсән. Шәхсән өзәм үчүн шундақ инсан момам болидиған. Момам Кларәм Сидиқова мениң үчүн әң әқиллиқ мәслиһәтчим, таянчим еди. Әпсус, һазир момам аримизда йоқ. Амма у мениң үчүн мәңгү һаят. Һәммимизгә яхши мәлум, «уруш балилири» дегән ибарә бар. Шәхсән өзәм шу сөзни аңлиғанда, көз алдимға иккинчи дуния уруши жиллири жапа тартқан ирадилик, тиришчан, һәр қандақ утуққа пәқәт өзиниң адил әмгиги билән йәткән инсанлар келиду. Момам әйнә шундақ «уруш балиси» еди. Бийил мана инсанийәт тарихида әң қанлиқ уруш болған иккинчи дуния урушиниң башланғиниға сәксән үч жил толупту. Бу уруш илгәрки Кеңәш Иттипақида истиқамәт қилған һәр бир аилигә өз тәсирини йәткүзди, тәғдирини өзгәртти, азап-оқубәтләрни елип кәлди. Буниңдин бизниң аилиму истисна әмәс.

1941-1945-жиллардики иккинчи дуния урушиға Алмута вилайитигә қарашлиқ Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу вә Долата йезилиридин қошуп һесаплиғанда, 645 киши атланған екән. Уларниң 256си Вәтән азатлиғи, жутдашлириниң бәхит-саадити үчүн жәң мәйданлирида қан төкүп, қәһриманларчә қаза тепипту. Шуларниң арисида мениң қошқа бовам Сидиқму бар. У 1942-жили жәң мәйданиға кетиду. У вақитта Кларәм момам әндила икки яшқа киргән пәйти. 1944-жили болса, Сидиқ бовимиз жәң мәйданида вапат болиду. Момамниң аниси Һенимхан бәш балиси билән ялғуз қалиду. Кларәм момамниң аилә шараитиға бола, билим елиш имканийити болмиди. Мәктәптә үч синип оқупла, бели қатмай туруп, колхоз ишлириға арилишишқа мәжбур болиду.

Момам билимгә хуштар болидиған. Биз, йәни үч нәвриси, дунияға кәлгәндә пүткүл вақтини бизгә сәрип қилди. Кичигимиздә бизгә чөчәкләрни, шеирларни ейтип ухлитатти. Мәктәпкә барған жиллиримизда болса, биз билән биллила дәрис оқатти. «Оқумиған мән болай. Силәрни мән чоқум оқутимән, алий билимлик қилимән» дәйдиған дайим. Шуңлашқа бизгә һәммә шараитни яритип беришкә тиришатти. Мәктәптин әлә баһаларни елип кәлсәк, хошал болуп, махтап кетидиған. Мәктәпни тамамлап, алий оқушқа чүшкинимиздә, униңдин бәхитлик инсан болмиған еди.

Дайим хәвәрлишип, «Сән пәқәт оқушуңни ойла, башқисини ғәм қилма», дәп жекийдиған арман қилған оқушқа қол йәткүзәлмигән момам.

Қазақстан мустәқиллигиниң дәсләпки жиллири болған қийинчилиқлар мәзгиллиридә бурунқи егиликтин қалған өлчүк йәрдә деханчилиқ қилип, момам билән ата-анимиз бизни оқутти. Өзәмму аилә қуруп, пәрзәнтлик болғандин кейин униң еқидисини чоңқур һис қиливатимән. Һазир ойлисам, мениң һаятта йәткән һәммә утуқлирим, әйнә шу тәвәррүк момамниң еқидиси түпәйли кәпту. Шуниң үчүн мән униңға миннәтдармән. Хошал қилидиғини, биз, йәни униң үч нәвриси, момамниң әмгигини, ишәнчисини ақлидуқ дәп ойлаймән. Һәммимиз билим елип, өз орнумизни таптуқ. Мустәқил Қазақстан тәрәққияти үчүн бир кишилик һәссимизни қошуватимиз. Тәвәррүк момимиз мошундақ инсанлардин болуп чиқишимизни арзу қилған әмәсмеди.

Һаятқа ашна момамниң арманлири көп еди. Лекин биз нәврилири униң әмәлгә ашуралмай кәткән арзу-арманлирини орунлидуқ. Жутумизға зиялилар аилиси түркүмидин аталдуқ. Шу мөтивәр анимизниң пәнди-нәсиһәтлиридин ибрәт вә илһам елип, заман тәрәққиятиға маслишип, ғәм-қайғусиз яшап келимиз. Шу нәрсиниң рошәнлигини сезиндимки, әждатлиримизниң өтмүшини, тартқан мәшәқәтлик күнлирини, әвладиға болған чин етиқатини, уларға төккән меһир-муһәббитини көз алдиңға намайән қилмай, инсанниң һәқиқий һаятниң қәнтини чақалмайдиғанлиғиға көз йәткүздим.  Бизгә шу тәвәррүк мома-бовиларниң, ата-аниларниң инсаний хисләтлири тәңдашсиз савақ болидекән. Уларниң қилған әқидилири биз үчүн мәңгү роһий озуқ һәм келәчәк өмрүмизниң упримас һули болуп қалмақ. Шуңа биз кониларниң «Өлүк рази болмай, тирик бейимайду» дәп ейтқан ибрәтлик сөзигә әмәл қилип, һәр қачан уларниң роһлириға дуга әйләп, һалал әмгәк қилип, елимизниң адил инсани болуп чиқиш билән шу момилиримизниң әмәллиригә риайә қилғандила, биз уларниң халисанә арманлирини орунлисақ, шу бәрикәтлик әзизилиримизниң йолини давамлаштурғучилири болумиз.

Меһриниса СИДИҚОВА

                                                                                     ЧОҢ АҚСУ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …