Президентниң тәвәләрдики мәһәллә-йезиларни аватлаштуруш вә гүлзарлиққа айландуруш бойичә бәргән тапшурмилирини орунлаш даирисидә акция ишлири елимиздә қизғин әмәлгә ашурулди. Һәммигә бәлгүлүк апрель ейиниң башлиниши билән елимиздә «Таза Қазақстан» экологиялик акцияси башланған. Бу акция бир нәччә һәптигә созулған болуп, уларниң өз алдиға мавзулири билән муқум мәхсити көрситилгән еди. Шу күнләрдә жутларниң турғунлири, жәмийәтлик пидаийлар, тәшкилатлар билән мәһкимиләрниң хизмәтчилири тазилиқ ишлирини мәхсәтчанлиқ билән орунлиди.
Бу акция жил давамида өз әксини тепиш керәк дәп ойлаймиз. Чүнки тазилиқ һәр күни жүргүзүлүп туридиған иш. Әгәр ундақ болмиса, кочилар, һойлилар, жәмийәтлик орунлар вә һаказилар түрлүк қалдуқ вә ташландилар билән булғунуп, йеза көркини сәтләштүриду әмәсму. Шундақла баһарда тикилгән көчәтләргә су қоюш, булуң-пушқақлардики төкүлгән әхләтләрни чиқириш, ериқ-туғанларни рәткә кәлтүрүш кәби ишлар давамлиқ жүрүзүлүп турмиса, мәлимизниң көркигә нуқсан келидғанлиғи сөзсиз. Бирақ шундақ давамлаштуридиған ишлар бизниң Чонжа жутида қандақ әмәлгә ешиватиду? Раст, һәр күн сәһәрдә чоң кочилар бәлгүлүк машинилар ярдимидә су чечилип туриду. Иш билән тәминләш орунлириниң адәмлири ярдимидә әтраплар тазилиниду. Шундақ болушиға қаримай, «хәп» дәйдиған тәрәпләрму барчилиқ: чоң кочиларда чоңқурлар (ямилар) пәйда болуп, машинилар шу кодаңлардин қачимән дәп һалакәткә чүшиши, бир-биригә урулуши яки машинисиниң қисимлирини сундуривелиши мүмкин. Мундақ әһваллар Әл-Фараби кочиси билән Һ.Искәндәров, Илья-Бәхтия кочиси билән Һ.Искәндәров кочилириниң дохмушида болса, Һ. Арзиев вә Назугум кочилиридики бузулуп кодаң һасил қилған чоңқурлар наһайити хәтәрлик. Бу камчилиқларни кимләр әксигә кәлтүриду?
Әнди кочилардики тазилиқ ишлар һәққидә ейтсақ, һәр бир аилә ишик-арамини тазилап, ташқириға чиқирип қойған. Һәтта су ақидиған ериқ бойидики чөпләрни жиғип, топлап қойған. Мәсилән, Ж.Әлахунов, З.Минамов вә башқиму кочиларни арилап көрсиңиз көз йәткүзисиз. Уларни елип кетидиған жавапкәр орунлар бурму? Йәнә бир ейтидиған нәрсә, чиқиватқан тәбиий су арқилиқ қоруқларни суғирип келимиз. Әпсуслинарлиқ йери, шу су ақидиған ериқлар әхләткә толған: будулка, целофан қаплар, йемәк-ичмәк селинған қаплири, һәтта ташланған тамақ ташландилири, ящиклар, картонлар вә башқиму әскиликләр ериқ-туғанларда толуп ташқан. Бу әһвал көпирәк мәркизий базар тәрәптики сазлиқтин келидиған суда байқилиду. Бир нәччә рәт турғунлар бу ериққа тазилиқ ишини уюштурған. Лекин бу келишмәслик тохтар әмәс. Бизниң пәрәз қилишимизчә, «базардики содигәрләрниң түрлүк ташландилириниң ақивитидин» дәйду хәлиқ. Шуларниң ақивитидин ериқларда су тешип һойла-арамға, кочиға еқип чиқип, әтрапни булғимақта, кочиларни бузмақта. Шундақ әхләтләрни, ташланда-қалдуқларни салидиған базар әтрапида алаһидә орун болса яхши болар еди. Әгәр қоюлған тәләпкә риайә қилмиғанларға жәриманә селиш арқилиқ рәтләшкиму болаттиғу!
Тазилиқ – мәдәнийәтниң асаси. Бизниң Чонжа жутумиз илгиридинла вилайәт даирисидә таза вә мәдәнийити жуқури жут дегән намни егиләп келиватқан жут. Шу пәхирлинәрлик болған һөрмәтлик намимизға дағ чүширип қоймайли. Бу ишқа пәқәт рәһбәрликләр тәрипила қолға алмай, жут әһли мундақ қолайсиз шараитларни туғдурмас үчүн аңлиқ һалда һәрикәт қилип, ундақ парасәтсизлик һәрикәтләрдин жирақ болушимиз керәк. Биз мошундақ үлгилик ишлиримиз билән келәчәк егилири болған балилиримизға ибрәтлик тәрбийә бәргәнлигимиздур. Бу жәриянларни давамлиқ нәзәрдә тутуп иш елип барсақ, әлвәттә, Президентимизниң ишәш билән тапшурған әһмийити зор «Таза Қазақстан» экологиялик акциясиниң һөддисидин чиққан болумиз.
Худавәди МӘҢСҮРОВ