Басты бет Денсаулық КӘСПИГӘ САДИҚ ШИПАКАР

КӘСПИГӘ САДИҚ ШИПАКАР

0
283

Шипакар Альбина шундақ дәйду: «Зор жавапкәрликни ипадиләйдиған ишниң бири у – шипакарлиқ. Бу мутәхәссислик адәм тәғдири билән мәккәм бағлиқ болғачқа, хаталиққа һеч йол қоюшқа болмайду. Шуңлашқа улар дайим күндиликтики билимини риважландуруп, дайим издиниш кәйнидә болиду. Шундақ қилған чағдила, йәни өз саһасиниң қир-сириға чоңқур чөкүп, ижадий яндашқандила, мәхсәт-мурадиға йетиду. Кәсип таллиғанда адәм әң алди билән өзиниң қабилийитини муқум һис қилғини әвзәл. Һаятлиқтики әң муһими – инсанниң әмгәк сөйгүч, кәспигә иштияқ бағлиши билән һошияр болуштур. Сөйүп егилигән кәспи өзини қоршиған муһитқа үлүш қошидиғандәк тәриздә болуши керәк. Мән балилиқ дәвримдин шипакар болушни халаттим. Шу истәккә йетиш үчүн тохталсиз һәрикәт қилдим. Нәтижидә, бүгүнки заманда сөйүмлүк кәспимдә ишимни йүксәлдүрүп келиватимән».

Бу өз ишиға муһәббәт бағлиған, ишниң һәр қандақ еғир синақлирида тавланған ақ халатлиқ Альбина Марленова Равиль қизиниң сөзидур.  Биз билдуқки, гепидин кәспигә дегән муһәббәт, чәксиз сөйүш вә садақәтлиги рошән көрүнүп туриду.

Альбина Уйғур наһийәсиниң Ават жутида 1991-жили зиялилар аилисидә дунияға кәлгән. Мәзкүр йезидики Һезим Искәндәров намидики оттура мәктәпни түгитип, 2008-жили С.Ж.Асфендияров намидики Миллий Медицина университетиниң Умумий Медицина бөлүмигә оқушқа кириду. Бүгүнки тил билән ейтсақ, гөдәклик дәвридики арзусиниң һулини қуриду.

Бу мәшәқәтни тәләп қилидиған билим дәргаһида тинмай издинип, келәчәкни нишанлап маңидиған, йеңилиқларға тәшна түләк 2013-жили бу билим юртини тамамлап, мәзкүр университетниң интернатурисиниң терапия мутәхәссислигигә кириду. Бу алий оқуш орнини 2015-жили тамамлап, Талдиқорған шәһиридики вилайәтлик кардиология мәркизидә үч ай иш сәпәр тәжрибисидин (стажеровка) өтиду. Дәрһәқиқәт, шу жилниң август ейидин тартип, кәлгүси йеңи жилғичә наһийәлик мәркизий шипаханида терапевт болуп хизмәт қилиду. Тиришип-тирмишип, кәспигә садиқ болуп ишләп келиватқан сәвийәлик дохтур 2016-жили 1-январьдин етиварән, ана жути Ават йезисиға дохтурлуқ амбулаторияниң рәһбири болуп тайинлиниду.

«Һәр қандақ шәхс өз ишиниң маһири болуши шәрт» дегән нийәтни өмүрлүк шиариға айландурған Альбинаниң мошу қисқа вақит арилиғида қол йәткүзгән муваппәқийәтлириму йетәрлик. 2014-жили ҚазММУ хәвәрчиси илмий әмәлий журналида «Гидрудопунктура сүлікпен емдеудің жаңа бағыты» намлиқ мақалиси нәширдә йоруқ көриду. 2017-жили 1-май күни ишләш жәриянидики тәжрибә мабайнида алий мәсъулийәтчанлиғи үчүн вилайәтлик кардиология мәркизи баш дохтуриниң махташ қәғизини елишқа муйәссәр болиду. Шундақла мошу йеқинда медикларниң жәмийәтлик кәспий иттипақи тәшкилати тәрипидин тәсис қилинған адил, сүпәтлик әмгәклири үчүн «Пәхрий ярлиқ» билән мукапатлиниду.

 

Учисиға йепивалған ақ халати кәби қәлби пак, сехи, меһриван, адәмләр билән муңдишип, тез тил тапидиған мүжәзи түпәйли Равиль қизи Альбина кәсипдашлири вә жут жамаәтчилиги арисида иззәт-икрамға егә шипакардур. Униң иллиқ муамилиси, бемарларға болған меһри, даваланғучиларниң чапсан сағламлишип кетиши үчүн дора-дәрмәк билән биллә ейтқан сөзиму қувитигә-қувәт бериштә алаһидә роль атқуриду. Шуңа «Яхши сөз – жан озуғи» дәп бекар ейтмиғандә. Кәспигә жисми мужәссәмләнгән ақ халат егиси һәр қандақ вәзийәттә өзигә кәлгән бемарни тәбәссүм билән күтүвелип, иллиқ чирай вә силиқ-сипайә қарши елип, даваланғучиларниң зор ишәнчисигә қол йәткүзүп, хәлиқ үмүтини шәрәп билән орунлап келиватиду, десәк һеч мубалиғә әмәс.

Альбина һаяттинму өз лайиғин тапқан. У Ават жутидики Амалдин Баратов билән аилә қуруп, паравән турмуш кәчүрмәктә. Амалдинму тибабәт (фамоцев) билим дәргаһида билим алған. Бүгүнки күндә мәзкүр жуттики һәптийәкни (аптека) башқуриду. Жут әһли дора-дәрмәк издәп аварә болмай, мошу аптекидин алиду.  Һажәт болғанда дора-дәрмәклирини буйрутма арқилиқ алдуруп, һажәтлиригә яритип кәлмәктә. Албьбина билән Амалдин баш қошуп, Айлина исимлиқ қиз билән Амерхан исимлиқ оғулни сөйгәнләр. Улар һазир мәзкүр жуттики балилар бағчисида тәрбийә көрмәктә.

Өз кәспини дилидин сөйгән, йәни иштияқ бағлиған Альбина Марленованиң әмгәк паалийити һәққидә көп тохталмисақму, жут әһли яхши билиду дәп пәрәз қилимиз. Чүнки өзимизму бу мутәхәссисниң намиға ейтиливатқан тәшәккүр вә изгү тиләкләргә гуваму болдуқ. Билимиз, адәттә, көп бемарлар яш дохтурларниң билимигә гуман билән қарап, хизмитигә анчә көңли толмайдиғанлиқлирини ейтишиду. Амма кәспигә садиқ болуп ишләватқан шипакар Альбина Марленованиң билимлиги, сәргүзәштлиги, тәдбирчанлиғи вә ишләмчанлиғи билән көпчиликниң ишәнчисигә қол йәткүзүп, келәчигидин зор үмүт күткүзиватқан ишиға зор муваппәқийәт, тениға мустәһкәм саламәтлик, дилиға сәмимийлик мәңгү яр болсун!

Илаһим, ақ дилиңизға қара қонмисун, пак қәлбиңизға кир жуқмисун!

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…