Оқуғучиларниң билимини испатлайдиған, йәни һаятий нишани у – Миллий бир туташ тест. Бу учумкарларниң өмридики әң һажәтлик башланма вә алий билимлик яшларни йетилдүрүшниң асаси.
Оқуғучиларни бийилму қәтъий һесапланған синақ – Миллий бир туташ тест күтүватиду. Мошу әснада редакциямизгә ата-анилар, мәктәпни түгәткүчиләр телефон яки хәтләр арқилиқ тест өткүзүш технологиясидики өзгиришләрниң йоллиридин мәлуматларни беришни илтимас қилмақта. Биз бу тоғрисида қисмән болсиму сориғучиларниң үмүтлирини қанаәтләндүрүшкә тириштуқ.
Алий билим вә илим-пән министриниң тәкитлишичә, бийил МБТ өткүзүштә сезиләрлик өзгиришләр болмайду. Униң сөзигә қулақ салсақ:
– «МБТ – 2024» өзгиришсиз қалидиғанлиғини хәвәрләймән. Силәр пәқәт икки пәндин тест тапшурисиләр; Қазақстан тарихи (20 тапшурма, чәклик балл – 5) вә оқуш саватлиғи (10 тапшурма, чәклик балл – 3). Тапшурмиларни орунлаш вақти – 70 минут. Әнди ижадий емтиһанлар алий оқуш орунлирида өтиду, – дәп язди министр өзиниң telegram-дики сәһиписидә. Министрниң ейтишичә, бу қарар тәләпкарларниң хаһиши билән тегишлик мәһкимиләрниң пикри асасида қобул қилинған. Йәнә шундақ дәйду: «Өткән жили илим-пән вә алий билим министрлиги асасий МБТни икки қетим тапшуруп, әла нәтижә билән грант тайинлаш конкурсиға қатнишиш мүмкинчилигини рәсмий түрдә тәстиқлигәнлигини есиңларға салимән», – деди министр.
Шундақла һәқлиқ оқушқа чүшиш үчүн МБТ тапшурушниң үч мүмкинчилиги (қәһритан, норуз, томуз айлирида) барлиғи әскәртилди. Әнди 2024-жили тәләпкарлар тест синиғидин бәш қетим өтәләйду. Бу йәрдә мәктәпни уйғур тилида түгәткүчиләрниң Миллий бир туташ тестқа қатнишиш тәртиви қандақ? – дегән соал туғулуши тәбиий. Жумһурийәттә паалийәт елип бериливатқан өзбәк вә тажик мәктәплирини тамамлиғучилар охшаш ихтиярий асаста тестқа қатнишиш һоқуқиға егә. Улар өз әрки бойичә қазақ яки рус тилида тапшуриду. Бу йәрдә шу нәрсини ейтқумиз келидуки, Қазақстанниң башқа мәктәплири билән биллә, уйғур тилида билим беридиған мәһкимиләрму чоқум балиларни МБТқа тәйярлашни жиддий қолға елиш һажәт. Растини ейтсақ, уйғур тилида оқутулидиған мәктәпләрдә оқуғучиларни МБТқа тәйярлаш анчила көңүлгә лайиқ әмәс екәнлигини билип келиватимиз. Бериливатқан мәлуматларға асаслансақ, бәзи билим бериш орунлирида 11-синиптики оқуғучиларниң 10 пайизила тестқа әвәтилгән. Бу қалған 90 пайиз балиниң тәғдиригә һәм мәктәп коллективиниң, һәм ата-аниларниң пәрвасизлиғидин дәп чүшинишкә болиду. Синаққа қатнашқан оқуғучилар санидин устазниң әмгигини, мәктәп мәмурийитиниң жавапкәрлигини, ата-аниларниң пәрзәнтлиригә болған алақисини көрүшкә болиду. Тест әһмийитиниң маһийитини чүшинип-билидиған вақит аллиқачан йәткән. МБТқа кәлмигән оқуғучиниң келәчиги туман болуп, йәни ениқ болуши натайин. Шуни алаһидә ейтимизки, МБТға қатнашмиған оқуғучи алий билим жайиға тапшурушқа һоқуқи йоқ. Шуниң үчүн мәктәп коллективи һәр бир оқуғучиниң МБТға қатнишиши үчүн күч-ғәйритини селиши муқәррәр.
Муражиәт қилғучиларниң бәзилири «МБТ соаллири һәр жили йеңилинип турамду яки қисмән өзгириш боламду?» дегән соалларни бәрмәктә. Министрликниң ейтишичә, бийил МБТ соаллириға өзгириш киргүзүлүп, тест тапшуруш вақти 4 сааттин (240 минут) 3 саат 30 минутқа (жәми 210 минут) қисқирайду.
Көрүп турғинимиздәк, Миллий бир туташ тест тапшурушта сезиләрлик өзгиришләр йоқ. Биз пәқәтла пухта тәйярлиқ көрүшимиз лазим. Шу тәйярлиқ арқисида дөләтлик билим грантиға егә болушимиз мүмкин.
Худавәди МӘҢСҮРОВ