«Коммуникативлиқ мәдәнийәт – бу алақидур. Алақә – педагогикилиқ иш-һәрикәтниң асаси. Балини тиңшашни билиш – наһайити чоң педагогикилиқ маһарәт», – дәп ейтқан еди улуқ педагог В.А.Сухомлинский.
Билим бериш системиси елимиз мустәқиллик алғандин кейин зор өзгиришләргә егә болмақта. Шуларниң бири – педагогикилиқ паалийәттә, муәллим вә оқуғучиниң арисидики мунасивәттур. Мунасивәт – тәлим-тәрбийә вәзипилирини йешишниң әһмийәтлик қурали.
– Педагогикилиқ алақә – әң алди билән коммуникация хизмитини атқуриду, йәни әхбарат бериду. Педагогикилиқ жәриянға қатнашқучилар арисида әхбарат алмаштурилиду. Тил – инсанниң мунасивәт қурали дегәндәк, муәллим билән оқуғучи арисидики мунасивәт уларниң тил тепишиға бағлиқ, – дәйду көп жиллиқ тәжрибигә егә болған устаз Зухра Яқувахун қизи Садирова.
Өз кәспигә чин ихлас билән берилгән устазлиримиз шагиртлириниң һаятқа шәкиллинишидә асаслиқ роль ойнайду. Шундақ устазларниң бири Зухра Садирова болуп һесаплиниду. У 1965-жили 24-май күни Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида дунияға кәлгән. 1972-жили мәзкүр йезидики оттура мәктәпниң биринчи уйғур синипиға оқушқа кирип, 1982-жили оттура мәлуматни елип чиқиду. Келәчәккә үмүт билән қариған, йәни кичигидин муәллим болушни арман қилған Зухра 1982-жили Алмутидики Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң филология бөлүмидә тәһсил көрүп, 1987-жили рус вә уйғур тили пәнлири мутәхәссислиги бойичә гуванамә елип чиқиду. Алий дәргаһни муваппәқийәтлик тамамлиғандин кейин, йәни 1987-жили наһийәлик маарип бөлүминиң тәвсийәси билән иш-паалийитини наһийәмиздики Шерин оттура мәктивидә уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бериштин башлайду. Бу билим дәргаһида 1991-жилғичә ишләйду. Андин 1993-жили бир аз вақит Чонжа №4-оттура мәктивидә (һазирқи Абай намидики гимназия)ишләйду. 1993-1995-оқуш жиллири Чонжида йеңидин тәшкил етилгән Чонжа №5- уйғур оттура мәктивигә тәклип қилиду. У йәрдә 1995-жилғичә ишләп, өзиниң иш биләрмәнлигини көрситиду. Издиниш билән жүргән вә тәдбирчанлиғини көргән Чонжа №3-Илья Молотов намидики уйғур оттура мәктивиниң рәһбәрлиги өзлириниң билим юртиға 1995-жили тәклип қилғанда иккиләнмәйла, наһийәлик уйғур мәктәплириниң таянчи һесапланған бу алий дәргаһқа йөткилиду. У билим жайида та бүгүнки күнгичә устазлиқ ишини атқуруп кәлмәктә.
– Бүгүнки таңдики мәктәп түләклириниң билими билән қатар тәрбийисигә көпирәк әһмийәт беримиз. Мәктивимизниң бир алаһидилиги – миллий тәрбийигә бәкирәк көңүл бөлүмиз, десәм хаталашмаймән. Биз тәрәққий әткән дөләтләрниң илғар технологиялирини қобул қилайли, мәйли тилиниму үгинәйли, мәдәнийитидинму хәвәрдар болайли. Бирақ тәрбийә миллий болуши керәк. Ушбу оқуш орниниң алаһидилигиму шуниңда. Чүнки биздә оқуп, билим еливатқан түләкләрниң көпчилиги йеза балилири. Улар алий билим егиләп, жутиға қайтиду. Алған билимлирини йеза балилирини тәрбийиләшкә сәрип қилиду,- дәйду тәжрибилик устаз жирақни көз алдиға кәлтүрүп.
Зухра Садирова билим биләнла чәкләнмәй жуттики, мәктәптики вә наһийәлик тәрәптин уюштурулған һәр қандақ жәмийәтлик ишларниң иштракчиси һәм тәшкилатчисидур. Һеч қачан, һеч йәрдин баш тартмиған қабилийәтлик вә тәдбирчан устаздур
Зухра Яқувахун қизиниң шәхс болуп йетилишигә, әң алди билән иқбал қилған – ата-аниси. Һәр иккилиси жуттики инавәтлик әмгәкчан инсанлардин болған. Шуларниң тәрбийисидә тавланди, билим алди. У билим билән тәрбийини қатар елип беришниң нә қәдәр әһмийәтлик екәнлигини авал ата-анисиниң, кейин ишләватқан мәктәп коллективиниң ғәмхорлуғи екәнлигини дайим әскә алиду. Шуңлашқа у ана тилини оқутуш арқилиқ оқуғучиларға миллий тилниң қәдир-қиммитини, әнъәнилиримизниң муқәддәс екәнлигини тәшвиқат қилип, үгитип кәлмәктә. Оқутуштин ташқири өз дәрисигә мувапиқ қошумчә дәрисләр уюштуруши, тил вә мәдәний иш-чариләрни тәшкил етиши, түрлүк мәзмундики билим мусабиқилиригә шагиртлирини тәлпүндириши охшаш яшларни роһландуридиған паалийәтләрни жүргүзүши һәмминиң көңлидин чиқип кәлмәктә. Жүмлидин, оқутқан оқуғучилири наһийәлик, вилайәтлик, һәтта жумһурийәтлик миқиястики мусабиқиләргә қатнишип, көплигән махташ-тәшәккүрнамиләргә, диплом-пәхрий ярлиқларға вә жуқарқи орунларға йетип, мәктәп шәнини вә устаз әмгигини улуқлиди. Шундақ мукапатлиқ орунларға еришкән Ә.Насирдинов, А.Махмутова, А.Мәтниязова, Г.Ваһидинова вә башқиму оқуғучилар билимлириниң өткүрлиги билән көзгә чүшүп, мәктәп мәртивиси билән устаз шәнини көккә көтәрди. Зухраниң шагиртлири түрлүк алий билим дәргаһлирида оқуп, елимизниң һәр қайси жайлирида мәсъулийәтлик орунларда хизмәт қилмақта.
Мошу жиллар давамида наһийәлик миқияста иш-тәжрибиси яш устазлар арисида үлгә қилинип, көплигән панарамилиқ, очуқ дәрисләрни уюштурған. Қисқиси, өз кәспигә садиқ инсанниң әмгәклири халис орунлар тәрипидин өз вақтида тәғдирлинип турди. Униң наһийәлик билим тәрипидин алған «алғыс хат», наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәсис қилинған төш бәлгүси, шундақла түрлүк дәвирләрдики шижаәтлик әмгиги үчүн берилгән пәхрий ярлиқлар, һөрмәт грамотилири, берилгән маддий вә мәнивий соғатлар сөзимизниң испатидур.
Аилидә бәхитлик ана Зухраниң икки оғли бар. Чоңи болған Қудрәтжан Камаз машинисида чәт әлдин товар кәлтүрсә, келини Мухтабар наһийәлик мәркизий ағриқханида терапевт болуп ишләйду. Кичик оғли Мурат Чонжидики от өчириш бөлүминиң хадими. Балилиридин икки нәврә қучқан Зухра бәхитлик ана, нәврилириниң қилиқлириға әрмәк болуп, күнлирини хуш-хой өткүзүп кәлмәктә.
Раст, Зухраниң устазлиқ йоли яш мутәхәссисләргә үлгә. Шуңа мошундақ өз кәспигә садиқ инсанлиримиз көп болса, келәчәктә билимлик әвлатлиримиз хәлқимизни аләмгә тонутидиғанлиғи сөзсиз.
Худувәди МӘҢСҮРОВ