Басты бет Көкжиек 1-СЕНТЯБРЬ – БИЛИМ КҮНИ

1-СЕНТЯБРЬ – БИЛИМ КҮНИ

0
1,355

1-сентябрь – Билим күни қазақстанлиқлар үчүн алаһидә мәйрәм. Һәр биримизниң мошу күнгә етиварән һаятимизниң йоли башланған. 1-синипқа қәдәм басқан өсмүрләр үчүн болса, бу күн техиму әһмийәтлик. Уларниң һәр қайсиси оқуштин бәһирлинип, яхшилиққа йетиш үчүн қолайлиқ услубларни пайдилиниш һоқуқиға егә. Уларниң һаят йолидики дәсләпки устази өсмүрни оқушқа қанчилик қизиқтуралиса, сапалиқ тәлим берәлисә, униң истиқбали ярқин һәм бәхитлик болидиғанлиғи ениқ.

Жумһурийитимиздә өз кәспигә садиқ, әжайип маһарәткә егә устазлар наһайити нурғун. Уларниң педагогикилиқ маһарити арқилиқ яш әвлатниң қабилийитини ечип, елимизниң маарип потенциалини өсүрүши муқәррәр.

Оқуғучилар билимини мукәммәлләштүрүш асасида қолға елинған чариләрни бизниң наһийәниң көплигән мәктәплири әмәлгә ашуруп кәлмәктә. Хусусән, Чонжа №4- Абай намидики оттура мәктәп бийилқи жили бир нәччә пән кабинетлирини мурәккәп жөндәштин өткүзүп, заманивий технологиялик васитиләр билән толуқтуруп, йеңи оқуш жилиға жиддий тәйярланған.

Кейинки күнләрдә Қазақстан Оқуш-ақартиш министрлиги тәрипидин йеңи оқуш жилиға мунасивәтлик өзгиришләрму ишлинип чиқти. Улар:

– Алдинқи оқуш жилидин башлап қазақ тилида оқутулидиған синипларда «Елипбә», вә «Ана тили» пәнлири оқутулуп келиду. Рус тилида оқутулидиған синипларда болса, «Қазақ тили» вә «Букварь» обучение грамоте» пәнлири оқутулидиған болди.

– Дәрисләр қазақ тилида жүргзилидиған 1-синипта «Русский язык» вә «Английский язык» дәрислири оқутулмайдиған болиду.

– 1-синипта өтүдиған «Көркем еңбек» пәни әмгәк вә сүрәт селиш дәрислиригә бөлүниду.

Дәрвақә, оқуш-ақартиш министриниң тәкитлиши бойичә, һазир муәллимләр ишқа киришкән. «Биз уларға инновацияләрни елип киришимиз керәк. Муәллимләр үчүн барлиқ материаллар йетәрлик болуши шәрт.            1-сентябрь күнини күтмәстин, уларға барлиқ оқуш программилирини, методикилиқ материалларни елип келишимиз лазим. Бу мәктәп мудирлириниң саатлиқ иш вәзиписиниң өзгәртишини, қошумчә рәвиштә қанчә муәллимләрни ишқа қобул қилиш мәсилисини һәл қилишқа һажәтликтур», – дәп ейтқан министр.

Жумһурийәттә йеңи оқуш жилида мәктәп формисиға қоюлидиған тәләпләр өзгиришсиз қалиду. Бу тоғрисида билим министрлиги агаһландурған. Мәктәп оқуғучилири алдин-ала сетивалған яки тәйярлиған мәктәп формисида дәрискә бемалал келәләйду. Оқуш министрлиги бәзи мәктәпләрдә мәктәп формисиға болған тәләпләрни рәң вә дизайн жәһәттин бир хил болуш вә ениқ ишләп чиқарғучилар яки мәһсулат йәткүзгүчиләрдин сетивелиш тәләплиригә бағлиқ, ата-анилардин әризә-шикайәтләр келиватқанлиғини тәкитлигән еди. Бәзи регионларда һәр бир мәктәп мәмурийити өзлириниң тәләплирини әмәлгә ашуруш үчүн ата-аниларниң тәләп-хаһишлирини чәклимәслик мәхситидә билим башқармилири, ата-анилар жамаәтчилиги вә васийлиқ кеңәшлири билән вилайәт территориясидә бир хил рәңдики мәктәп формисини жарий қилди.

Әскәртиш: бир хил формида кийингән бир топ оқуғучилар сүрити керәк.

                                                                              ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…