Басты бет Иман ӘҺМИЙИТИ УЛУҚ МӘЙРӘМ

ӘҺМИЙИТИ УЛУҚ МӘЙРӘМ

0
1,640

Мусулманларниң тақәтсиз күткән улуқ мәйрими – Қурван һейтму йетип кәлди. Бу мәйрәм үч күн нишанлиниду. Бу күнләрниң муқәддәслиги – буниңда адәм балисиниң өз яратқучисиға мүмкин қәдәр йеқинлишишиға имкканийәт тапиду. Улуқ «Қурван» сөзиму әрәп тилидин тәржимилигәндә «йеқин болуш» мәнасини билдүриду. Шундақ екән, қурванлиқ қилиш биләнла чәкләнмәй, Алланиң меһир-шәпқитигә қол йәткүзүшниң бир амили дәп чүшинишимиз әвзәл.

Қурван һейт мәйриминиң жамаәт арисидики бирликни күчәйтип, қериндашлиқни ашуруштики роли зор. Һейт намизини оқушқа мечитқа кәлгән мусулманлар бир-бири билән көрүшүп, «қобул болсун» дейиш арқилиқ достлуқ билән ағинигәрчиликни мустәһкәмләйду. Мәйрәмниң дәсләпки күни әтигәнирәк туруп, ғусул қилип, кочида йолуққан һәр қандақ адәмгә иллиқ чирай билән саламлашқини мақул.

Қурванлиқ челишниң вақти қурван һейти күниниң биринчи күни һейт намизидин кейин башлинип, һейтниң үчини күни ахшам намизиға аз қалғанғичә давамлишиду. Ундақ болмиған һаләттә қилған нийәт аддий сәдиқә санилидекән.

Мана мошу күни балиларни йеңи кийим, тәмлик таамлиқ соғилар билән көңүллирини көтиришни адәткә айландурсақ, Қурван һейтни уларму тақәтсизлик билән күтидиған болиду, әһмийитини билип бариду. Бу күни биримизгә соға бериш билән, кәчүрүмчанлиқ билән, меһир көрситиш билән, меһманға чақириш билән мусулманлар мәйриминиң һөрмити жуқури болуп, мәзмун-маһийити бәләнт болмақ. Бу һәқиқий тәңлик билән меһриванлиқниң бәлгүсидур. Президентимизниң Қурван һейтқа мәмликәтлик әһмийәт бериштики мәхситиму шуларға мунасивәтлик екәнлигидә шүбһә йоқ.

Бу улуқ мәйрәмдә Ислам жәвһәрлирини нәсиһәтләп, көпчиликкә таритиш һажәт. Өзгә дин вәкиллиригә Исламниң пәқәт иттипақлиққа, меһриванлиққа чақиридиғанлиғини жакалишимиз керәк. Бу һәқ дин тоғрисида тәтүр  пикирдики вәтәндашлиримиз болса, шуларниң ойлирини өзгәртишкә бирдин-бир сәвәп, умумий қурванлиқ челишниң әһмийити алаһидә. Алла таалаға бизниң чалған қурванлиғимизниң гөши билән қени бармайду. Яратқучи егимиз униңға муһтаж әмәс. Әң әвзили – бизниң нийитимиз.

Қиммәтлик жамаәт, бизгә инақлиқни, течлиқни, бирликни вә меһирни һәдийә қиливатқан қурван һейт һарписида иманимиз мустәһкәм болуп, сиғинишимиз камал тапсун дегән тилигимни йоллаймән. Қурван һейтиңлар мубарәк болсун!

                                                               Худавәди МӘҢСҮРОВ,

                                                    наһийәлик ақсақаллар кеңишиниң әзаси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…