Басты бет Спорт СИРАЖДИН — ЧЕМПИОН

СИРАЖДИН — ЧЕМПИОН

0
2,042

Өткән һәптиниң жүмә күни Чоң Ақсу йезисида тәнтәнилик учришиш жиғини болуп өтти. Учришишниң өтүлүшигә бүгүнки күндә наһийә һакиминиң хизмитини вақитлиқ атқуруватқан Савутжан Адавутовниң тәшәббуси болди. Чоң Ақсу жутида истиқамәт қиливатқан, йәни 1965-жили туғулған,  икки көзидин айрилған әма (қарғу) Сираждин Шавдинов билән йезиниң турғунлири, ақсақаллири, жигитбашлири  зор хошаллиқ тәнтәнә уюштурди.  Тәнтәниниң һөрмәтлик меһмини С.Шавдинов йеқинда Астана шәһиридә 15 мәмликәт қатнашқан параолимпиада оюнида, самбо бойичә 64 килограмм салмақта Йеңи Зеландия, Въетнам, Монгол, Қирғиз палванлири билән күришип ғалип атилип, алтун медаль елишқа сазавәр болған. Худа буйриса, аз күнләрдин кейин Дубай шәһиридә параолимпиада бойичә өтүлидиған дуния чемпионатиға Қазақстан шәнини қоғдаш үчүн йолланма алған.

Бүгүнки қәһриманимиз һәққидә икки еғиз сөз: С.Шавдинов Чоң Ақсуда өсүп чоң болған. Билимини йетилдүрүш үчүн Кеңәш Иттипақи заманида Москвада сода саһасида тәлим алған. Шундақла, у йәрдә спорт ишлири билән мәшғул болған екән. Лекин шараитниң яр бәрмәслигидин жутиға қайтип келип, түрлүк ишлар билән шуғулланған. Тәләйгә қарши, өз маллирини тағдин һайдап келиватқанда көзигә туюқсиз келип тәккән тикән зәрдавидин икки көзи көрмәс болуп қалған. Шундақ болушиға қаримай, сәксәндин алқиған ағриқчан анисини һеч кимниң көзигә қаратмай өзи отидин кирип, сүйидин чиқип келиду. Өзи диний илимға иждиһатлиқ болғини үчүн у Чоң Ақсу мечитида мәзинлик қилип, хәлиққә шәриәт йолидин вәзиләр оқуп келиду. Шуни очуқ ейтимизки, Сираждин кичигидин спортқа интайин ишқиваз болған. Буни билгән наһийәлик балилар билән яш өсмүрләр спорт мәктивиниң мәшиқләндүргүчиси Асим Һаким оғли Мусаев, «Астанада көзи начар көридиғанлар арисида Азиада оюнлири болидекән. Сән немишкә қатнашмайсән? Сениң барлиқ потенциалиң барғу» дәп мәшиқлинишқа мәслиһәт бериду. Сираждин тәклипни мақул көриду. Бир йерим-икки айлиқ мәшиқләрдин кейин, йәни 7-июньда Астана шәһиридә болидиған Азиада параолимпиада оюниға бариду. Оюнни муваппәқийәтлик өткүзүп, Ғалибийәт билән қайтқан палванни наһийәлик һакимийәт аппарати, жут-жамаәтчилиги, жигитбашлири вә  ақсақаллар тәнтәнилик йосунда гүлдәстиләр вә алқишлар билән күтүвелип, зор дағдуға һасил қилди.

Учришишниң тәшәббускари, йәни наһийә һакиминиң хизмитини вақитлиқ орунлиғучи Савутжан Адавутов дәсләпки сөзни елип, Азиада оюнида спортниң самбо түри бойичә йеңишкә йәткән наһийәмизниң оғланини қизғин тәбриклигәндин кейин, сөзни наһийә һакиминиң орунбасари К.Бағбаев алди. У сөзидә жутумиздин йетилип чиққан палванниң ғалибийитини ашуруп ейтип, һәтта Қазақстан Жумһурийитиниң шәнини паш қилғанлиғини қәйт қилди. Андин сөзгә Чоң Ақсу йезисидики жәмийәтлик кеңәшниң рәиси Махмут Исмайилов, наһийәниң чоң жигитбеши Нурмәһәмәт Арипов вә  Чонжидин кәлгән тижарәтчи Нурниса Рәхмәтжановалар хошаллиқ соғисини тапшуруп, өзлириниң палванға дегән иллиқ инкаслирини билдүрди. Кейин мәшиқләндүргүчиси (тринери) Асим Һаким оғли Мусаев сөз елип, С.Шавдиновниң ясиған әрлигини алаһидә тәвриниш илкидә сөзләп өтти. Әнди Сираждин Шавдинов билән иккисиниң вилайәт һакиминиң һозурида болудиғанлиғини жуқури кәйпиятта изһар қилди.

Наһийәмизниң шәнини көтәргән С.Шавдиновқа, аз күнләрдин кейин Дубай шәһиридә болудиған дуния чемпионатиға қатнишип, Аллам қувәт берип, елимиз мәртивисини көтирип, йеңиш билән қайтишиға  тиләкдашлиқ билдүримиз.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

КӘСІПОДАҚ МҮШЕЛЕРІ САЙЫСҚА ТҮСТІ

   Ж.Құдайбергенов атындағы орта мектебінің спорт залында «Алматы облысының оқу-ағарту жән…