Басты бет Мәдениет және руханият ИЛЬЯ-БӘХТИЯ – ХӘЛИҚ СӨЙГӘН ШАИР

ИЛЬЯ-БӘХТИЯ – ХӘЛИҚ СӨЙГӘН ШАИР

0
1,026

    Қарадала даласиниң Хитай мәмликити билән чегаридаш орунлашқан Чоң Ачиноқа (Чоң Дехан) дегән ихчам йеза бар.  Бу йезиниң өзи ихчам болған билән тарихиниң чоңқурда екәнлигини бири билсә, бири билмәйду. Уйғур хәлқи шеирийитиниң сәрдари болған Илья-Бәхтия мошу йезиниң оғлани. Илья мошу йезида дунияға келиду. Дадисидин кичик айрилған шаир аниси Рәвийәмниң тәрбийисидә өсиду. Туғулған жили уруш жиллириға, еғир дәвирләргә дуч келгәдә у Өзбәкстанға берип, шу яқта билим алиду. Шаир кичигидинла Алпамыс жирлирини ядлап, Өзбәк әһлини ағзиға қаритиду. У яқтинму пана тапмиған шаир 1941-жили туғулған жути чоң Ачиноқиға келиду. Шаир бир шеиридә «Туғулған жутумға кәлсәм, бу тәрәптиму әһвал мәз әмәс, қәләм орниға кәтмән алдим», дәп ечинип язиду. Илья-Бәхтияниң балилиқ дәври еғир жилларға тоғра кәлсиму, издинишини тохтатмайду. Йеза мәктивидин билим елип, 1953-жили КазПУниң филология факультетиға оқушқа чүщиду. Бала мәзгилидин арзулиған есил муратини аброй билән тамамлап, өз жутиға муәллим болуп келиду… У Хаким Абайни уйғур тилиға тәржимиләп, өз хәлқигә йәткүзгән, Муқағалиниң сәпәрдаш дости болған Илья-Бәхтия шаир тирик болса, бийил тәвәллуд тохсән яшқа толатти…

Уйғур шеирийитиниң сәрдари болған Илья-Бәхтияниң бу тәвәллуд жилини мунасип өткүзүш үчүн чоң ачиноқилиқлар тәшәббус көтәрди. Бу тәшәббусни наһийәлик һакимийәт, әтномәдәнийәт мәркизи, ЖУЭММ, зиялилар вә башқиму жутлардики Ильяни сөйгән мухлислири қоллап-қувәтләп, һамийлиқ көрситип, өзлириниң пикир-мәслиһәтлирини берип, шаирниң тәвәллудини тәнтәнилик күтүвелиш ишлириға яққал қатнашти. Нәтижидә бу тәвәллуд хәлиқ мәйрими сүпитидә дағдуғилиқ қарши елинди. Тәвәллудни нишанлаш икки күнгә, йәни мошу жилниң 21-22-октябрь күнлиригә бәлгүләнди.

Тәвәллудниң биринчи күни, йәни 21-октябрь күни саат 14,00дә меһманларни күтүвелиш һәм Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктивигә қоюлған ядикарлиққа гүл чәмбәрләрни оюш, мәзкүр мәктәптики шаир мирасгаһини зиярәт қилиш, шундақла зәрәткаллиқтики қәбригә қуръан тилавәт қилиш охшаш ишлар билән башланди. Бу жәриянларға наһийәмиздики барлиқ билим дәргаһлириниң вәкиллири, Қазақстан Язғучилар Иттипақиниң әзалири, жай-жайларниң шаир-язғучилири, алимлар, мәдәнийәт мәркәзлириниң адәмлири, мәдәнийәт әрбаплири, шундақла жигитбашлири билән ханим-қизлар кеңәшлириниң бир қатар вәкиллири иштрак қилди. Шуни алаһидә тәкитләймизки, мирасгаһ зияритидә Қазақстан Язғучилар Иттипақи уйғур бөлүминиң рәиси Патигүл Мәхсәтова музейға Илья-Бәхтияниң кейинки жилларда тепилған шеирлириниң қол язмисини тәнтәнилик йосунда мәктәпкә тапшурди.

 

 

 

 

 

 

 

Саат 15.00дә барлиқ иштракчилар билән наһийәлик мәдәнийәт өйидә өтүлидиған конференциягә қәдәм бастуқ. Мәдәнийәт өйи шаир тәвәллудиға мувапиқ безәндүрүлгән болуп, униң ижадидин яралған нахшилар яңрап туратти. Мәдәнийәт өйи залида орун йоқ, адәмләр билән лиқ толған. Шаирниң һаят вә ижадийәт йолидин нәмуниләр кәлтүрүлгән көрситишләр биридин кейин бири берилип, һәммини мәптун қиливалған. Бирдин Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктивиниң устази Гүлвира Мансурованиң:

-Әссаламу әләйкүм, һөрмәтлик меһманлар, қәдирлик шаирни пир тутқан жутдашлар! Уйғур хәлқиниң сөйүмлүк шаири Илья-Бәхтияниң 90 жиллиғиға беғишланған «Достларға соға қилдим шеиримни» намлиқ тәнтәнилик чаримизға хуш кәпсиләр! – дәп башлап, униң һаяти билән ижадийитигә қисқичә тохтилип, сөзни риясәтчиләр Р.Розахунов билән Ш. Махматоваға тапшурди. Иш-чарә қазақ һәм уйғур тиллирида жүргүзүлди. Риясәтчиләр шаирниң туғулған йери, оқуған жиллири, ижадийәттики дәсләпки утуқлири, язған китаплиридин қисқичә мәлуматларни берип келип, биринчи сөзни наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа бәрди. Минбәргә көтирилгән у:

– Қазақ хәлқиниң даңлиқ шаири Муқағали Мақатаевниң сәпдиши, Уйғур хәлқиниң мәшһур шаири Илья-Бәхтияниң туғулғиниға 90 жил. Бу сәнәгә  наһийәмиздики һакимийәт, жәмийәтлик тәшкилат, жут жамаәтчилигиниң тәшәббуси билән жумһурийәтлик дәрижидә уюштурулған бу чарә-тәдбиргә хуш кәпсиләр, – дәп өзиниң тәнтәнигә кәлгән меһманларға болған чәксиз миннәтдарлиғини билдүрүп, шаирниң адил һәм хуш-хой, һәқ үчүн һеч нәрсидин қайтмайдиғанлиғини, шеирлириниң аддий тилда йезилишини, умумән, хәлиқниң сөйүмлүк шаири болғанлиқлирини қәйт қилип сөзини аяқлаштурди. Шундақла бу улуқ шаирларға наһийәмиз мәркизидә һәйкәл ясиливатқанлиғидин хәвәр бәрди.

Новәттики сөз Қазақстан Язғучилар Иттипақи рәһбириниң орунбасари Бақыт Беделханға берилди. Натиқ өз сөзидә:

– Мән һазир яңраватқан нахшилардин Илья-Бәхтияниң қанчилик инсан екәнлигини йәнә бир рәт чоңқур сезим илкидә көз алдимда намайән қилдим. Башқисини ейтмиғанда, Қазақ хәлқиниң даңлиқ шаири Муқағали Мақатаев билән иккиси айрилмас, жан достлардин болған екән. Акилиримниң достлуғини қазақ қериндашларниң ағизидин көп аңлиған. Һазирму аңлаймән. Һәр иккилиси билимлирини көтириш койида Москва шәһиридики академиядә оқуғанда худди бир анидин туғулғандәк ичәкишип, муңи бир – дили бир қәләмдашлар болуп кәткән екән. Қисқиси, бу икки шаирниң тәғдири бир-биригә наһайити охшиған. Улар бүгүнки әдәбиятимизниң (икки милләт арисидики) упримас көрүги болуп һесаплиниду, – дәп әжайип әстәрлик сөзләрни ейтип, қатнашқучиларни роһландурди.

Униңдин кейин минбәргә көтирилгән наһийәлик мәслиһәтниң кативи Есжан Нурәким Алмута облусиниң Пәхрий пухраси,шаир, драматург, мәмликәт вә жәмийәт әрбаби Нурлан Оразалинниң тәбрик сөзини оқуп бәрди. Шундақла ЖУЭММниң тәбригини филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюпов оқуп берип, өзиниң Илья-Бәхтия хусусидики ички туйғулирини паш әтти.

Андин сөз алған Қазақстан язғучилар иттипақи уйғур бөлүминиң рәһбири Патигүл Мәхсәтова билән шаирә Шаирәм Баратовалар сөз елип, тәвәллуд егисиниң ижадийәт йолидики әмгәклирини, тәржимилирини тизип ейтип чиқти.

Улардин кейин сөз алған шаирлар Жәмшит Розахунов билән Абдуғупор Қутлуқов Илья-Бәхтияниң өтмүшидин әслимиләр ейтишти. Ж.Розахунов шаирға беғишлап язған «Илья-Бәхтияниң монологи» шеири һәммигә зор тәсирини йәткүзгәнлиги гүлдүрлигән чаваклардин билинди.

Конференция ахирида Асқар Наймантаевниң «Достум саңа ейтимән» намлиқ сәһнилик көрүнүши көрситилди. Бу көрситилиштин Мақатаев билән Ильяниң Москвада оқуп жүргән күнлиридин нәмуниләр кәлтүрүлүп, кейин иккисигә һәйкәл орнитилғанлиғи ипадә қилинған.

Һәр бир сөзлигүчидин кейин «Арзу» вә «Жазерке» ансамбльлири артистлириниң орунлинишидики нахшилар яңрап турди.

Сөзлигүчиләрниң барлиқ нийәтлирини, язғанлирини толуқ йезип чиқиш мүмкин болмиди. Пәқәт уларниң сөзлириниң мәзмун маһийитинила йезиш билән чәкләндуқ.

Сайилисаң беғи, сәйлә қилсаң теғи бар Чоң Ачиноқа жутидин чиққан Илья-Бәхтияға беғишлиған конференция мошу йәрдә аяқлашти. Униң той-мәрикиси туғулған жути Чоң Ачиноқида, йәни 22-октәбрьдә давамини тапти.

*****

22-октябрь. Алмута-Ғалжат чоң йолидин Кеңәш жутиға қарап маңған бурулушта ясалған бекәттә машинилар топлишип турған екән. Улар бекәт әтрапиниң тазилиғиға, униңға қоюлған бәлдиңләрниң сәрәмжанлиғиға қарап, жут әһлиниң шаир тәвәлләдиға қизғин тәйярланғанлиғи һәққидә өз ара параңлашмақта. Һә, шундақ болған. Бу тәнтәнигә Кеңәш һәм Чоң Ачиноқа жутиниң чоң-кичиклири миллий ғурурлири билән әстаидил күч чиқарған. Кичик Ачиноқа мәһәллисидин башлинидиған бу көрүнүш һәқиқәтәнму зор тәнтәнидин дерәк берип туратти. Икки мәлини бөлүп туридиған сайдин көтирилгәндә, асфальтланған йолниң икки тәрипи та Чоң Ачиноқиға барғичә сәрәмжан һәм пакизә тазиланған. Шуни алаһидә тәкитлигүмиз келидуки, бу ишларниң бешида Кичик Дехан йеза округиниң һакими Таубалдин Елдос Мақсат оғли билән жут жигитбашлири Муһит Анаятов вә Салайдин Карлин оғли, шундақла Селимәм Сонурова, Шөһрәт Авакриев вә башқиму әзимәтләрниң ишлирини жуқури һөрмәт билән тилға алимиз. Жутдашлар һәр қандақ вәзийәттә бир-бирини қоллайдиғанлиғиниң ипадисини көрситип берәлигән.

Меһманлар Чоң Дехандики Заманбек Батталханов намидики оттура мәктәпниң бенаси алдида. Мәйрәмлик кәйпиятта ясалған билим дәргаһиға мәктәп мудири Гүлшат Оңласынова яңриған музыка садалири астида меһманларни Илья-бәхтия үчүн ясалған алаһидә бөлмигә тәклип қилди. Бөлмә шаирниң әмгәк паалийити, өтмүши, кейинки әмгәклири, шундақла әдипниң язған әсәрлиридин толуқтурулған. Яш ғунчилар Илья шеирлиридин нәмуниләр кәлтүрүп, көргүчиләрни мәһлия қилди. Шеирлар оқуди, әсәрлири бойичә һәрикәтлик оюнлар көрситип, шаирға болған меһирванлиқлирини паш қилди.

У йәрдин жуқуриға қарап йол алған меһманлар билән жут хәлқи «Ачиноқа» намлиқ тойхана әтрапиға жиғилған. Тәнтәнә. Нәғмә-нава. Канай-сүнәй, нағра садалири мәһәллә ичини чаң кәлтүрүп, чоң тойдин хәвәр бәрмәктә.  Рәтлик қоюлған орундуқлар билән бәлдиңләргә меһманлар, мөтивәрләр келип жайлашқан. Нәғмә-нава садалири астида кәң ясалған сәһнигә жүргүзгүчиләр чиқип, саламлишип болғандин кейин түнүгүнки әһвалдин жутни вақип қилип,  «Достларға соға қилдим шеиримни» намлиқ иш-чарини оқуғучиларниң орунлишидики Илья-Бәхтияниң  сөзигә йезилған «Уйғурларни тонуштуруш» нахшисидин башлиди. Зор алқишлардин кейин сөз наһийә һакминиң орунбасари Қадиржан Бағбаевқа берилди:

– Көпчиликниң роһаний байлиғи болуп келиватқан уйғур әдәбиятиниң дурданиси Илья-Бәхтияниң ижадийити барчимиз үчүн сөйүмлүктур. Бир ечинарлиғи бүгүнки күндә хәлиқ шаири аримизда йоқ. Лекин униң аһаңи яңрап, ижадийити әл еғизидин чүшмәй келиватиду. Демәк, шаир мәңгү тирик! «Өлүк рази болмай, тирик көклимәйду» дегәндәк улуқ тәнтәнә уйғур шеирийитиниң сәрдари Илья-Бәхтияниң туғулғиниға 90 жил толушиға мувапиқ кәлмәктә. Шаир ейтқандәк:

Шаирларни тиригидә тиллима,

Шаир дегән – әл-жут үчүн бәрикәт.

Шаир өлсә өлигидә жиғлима,

Шеири тирик, гүл қистуруп елип кәт…, – дәп ейтип келип, шаирниң парасәтлик инсан екәнлигидин мәлуматлар кәлтүрди. Андин жут хәлқигә мошу жутта өсүп йетилгән әзимәтлири Нурлан Оразалин билән Шаһимәрдан Нурумовниң тиләк-тәбриги оқулди. Андин сөз жумһурийәтлик «уйғур авази» гезити муһәрририниң биринчи орунбасари Иврайим Баратовқа берилди:

– Уйғур поэзиясиниң тәрәққиятиға салмақлиқ үлүш қошқан талантлиқ шаир Илья-Бәхтияниң туғулғиниға 90 жил толушини нишанлап олтиримиз. Илья-Бәхтия бари-йоқи 55 жил өмүр көрди. Шу қуш уйқисидәк қисқа, лекин бәрикәтлик өмрини бәдиий ижадийәткә беғишлиди,- дәп шаирниң шу жиллардики кәчмишлиридин баянат қилип сөзини түгәтти.

Бу шанлиқ тойға Ташкәнт шәһиридин келип олтарған Илья-Бәхтияниң қизи Дилбирим Молотова билән қазақ хәлқиниң даңлиқ шаири Муқағали Мақатаевниң оғли Жұлдыз Мақатаев сөз алди.

– Мән кичик чеғимда Илья ағамниң бизниң өйгә бир нәччә рәт кәлгинини билимән. Дадам иккиси көп параңлишатти. Бәзән далаға чиқип тәбиәтни махтап өзлиричә бир нәрсиләрни муһакимә қилатти. Иккиси бир-биридин айрилмай жүридиған. Һазир билсәм шеирийәт мәйданида гезәк туғулған шаирлар екән,-  дәп өзиниң туйғусини билдүрди Муқағали оғли Жұлдыз.

-Мән мошу сәнәгә қатнишип олтарғиним билән чәксиз хошалмән. Атамниң қанчилик бүйүк екәнлиги, көпниң һөрмитигә бөләнлиги мениң шөһритим, иптиһарим. Атамниң жутдашлириға, мошу тойни тәшкиллигән барлиқ қериндашларға өзәмниң миннәтдарлиғимни  изһакр қилимән. Барлиғиңларға рәхмәт! – дәп атисиниң «Өмүр шундақ өтиду» шеирини ядқа оқуп бәрди.

Жұлдыз билән Дилбиримгә хатирә ретидә наһийәлик мәдәнийәт мәркизи тәрипидин чапан кийгүзүлди.

Сәһнигә язғучи, драматург Әкрәм Әхмәтов билән Жумһурийәтлик уйғур театри әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар Насирова чиқип өзлириниң тиләк-тәбригини йоллап, шаирниң әсәрлиригә шәйда екәнликлирини, униң ижадиниң мәңгү өлмәс екәнлигини тәрипләп келип, Илья-Бәхтияниң мудһиш һаятиға беғишлиған «Мениң билән муңдашқин» сәһнә әсәридин үзүндә көрситип, тамашибинларға шу дәвирләрдики шаирниң тәтүр сәясәтниң арқисида тартқан роһий азап-оқубәтлиридин көргән күнлирини ечинишлиқ билән көз алдилириға кәлтүрди.

Илья-Бәхтияниң һаятқа тәкрар келишидә бетәкрар әмгәк әткән шаирниң жутдиши Шамахун Нурумов сөз елип, әдипниң һаят йолиға тәпсилий тохталди. Униң жигирмигә йеқин яратқан китаплириға, әсәр тилиға, шаир замандашлириниң илгәрки он жиллиқлардики көрәлмәсликләргә ечинишлиқ билән қарап, әпсусланғанлиғини йошурмиди. Жут мөтивәрлири болған Иминжан Әйсаров билән Ботан Шормақов сәһнигә көтирилип, шаирниң яшлиқ дәвридки яратқан қошақлирини ейтип келип, мошу тәнтәнини уюштурған жутдащлириға, қоллап-қувәтлигән, һамийлиқ қилған барлиқ инсанларға, шундақла жирақтин кәлгән меһманларға жутдашлири намидин миннәтдарлиғини изһар қилишти.

Мәрасим ахирида наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Арлин Һосманов мошу сәнәгә актив иштрак қилған жутдашларға өзиниң изгү нийитини билдүрүп, бир топ әзимәтләргә хатирә ретидә мәдәнийәт мәркизиниң һөрмәт ярлиғини бәрди.

Һәр бир сөзлигүчидин кейин оқуғучилар тәрипидин тәйярланған концетлиқ программа вә «Арзу» һәм «Жазерке» ансамбльлири концертлиқ программисини көрситип турди. Той ахирида Қазақстан Жумһурийитигә әмгиги сиңгән артистлар Нуралим Варисов «Өмүр шундақ өтиду» билән Пәрһат Давутов «Гөзәл Ачиноқа» нахшилирини ейтип бериш билән сәнә ахириға йәтти.  Бәш саактқа созулған тамашидин кейин той меһманлири зияпәт дәстихиниға тәклип қилинди.

Илья-Бәхтияниң 90 жиллиқ тойи һәмминиң көңлидә унтулмас дәқиқиләрни қалдуруп кәтти. Бу мәрасимда ядикарлиқ үчүн рәсимгә чүшкүчиләр көп болди.

Илья-Бәхтия хәлиқниң «Қарға балам аппиғим» дәп тонуп алған сөйүмлүк шаири. Униң нами һеч қачан унтулмайду. Худа халиса, Илья-Бәхтия һаятини илмий тәтқиқат қилидиған дәвирләрму келиду техи…

ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…