Бүгүн, йәни 1-сентябрь күни елимизниң пайтәхти Нур-Султанда Қазақстан Җумһурийити парламенти палатилириниң бирләшкән мәҗлиси болди. Униңда ҚҖ. Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған муражиити тиңшалди.
Минбәргә чиққан ҚҖ. Президенти Қ.К.Тоқаев: «Биз Қазақстандики адаләтлик қәдәм басқучлирини дадиллиқ билән башлидуқ», дәп Қазақстан хәлқигә әһмийәтлик болған новәттики мураҗиитинин тәғдим қилди. У мураҗиитидә елимиздики йеңилиниватқан вә өз орнида туруп қалған җәриянларни оттуриға қоюп, келәчәктә әшу вәзийәтләрни риваҗландуруп, камчилиқларни йорутуп, мәхсәткә мувапиқ ишларни әмәлгә ашурушниң дадил йоллирини көрситип, рәһбәрликләргә тапшуруқ бәрди.
У елимизниң йеңи ихтисадий сәясәт чәмбири асасида барлиқ саһалар бойичә йетишмәсликләрниң һелиму барлиғини ейтип өтти. Хусусән бүгүнки таңдики инсанларниң йемәк-ичмәккә болған еһтияҗиниң төвәнләп кәткәнлигини тилға елиши, һәқиқәтәнму, хәлиқләрниң вақит күтүп турмайдиған мәсилилириниң бири екәнлигини атап ейтип, уларни рәткә кәлтүрүш, хәлиқниң муһтаҗлирини қанаәтләндүрүш, баһаларни нормаллаштуруш, нәриқ ихтисадини мәхсәткә лайиқлаштуруш кәби бәргән тапшуруқлири мени бәк хошал қилди. Мошу мураҗиәттин Президентимизниң авалқи ейтқан: «Мән һәр дайим хәлиқ билән биллә», дегән сөзигә қанчилик әмәл қиливатқанлиғини сәздим. Демәк, Президент хәлиқ мәнпийитини қорғайдекән — униң режилирини, тәләп-нишанлирини хәлиқ қоллайду вә әмәлгә ашуридиғанлиғи ениқ. Жирақни көзләйдиған, хәлиқниң ихтисади билән тирикчилигини, муһтаҗлирини ойлайдиған Президентниң бу мураҗиитини һисдашлиқ билән сезинип, вәтәндашлиримни қоллап-қувәтләшкә чақиримән. Шундақла, күндилик муһтаҗдики гөш, сүт, шекәр, май охшаш мәһсулатларниң һәдди-һесапсиз қиммәтлишип, хәлиқниң турмушида нухсанлиқ кәлтүриватқанлиғини очуқ ейтип, уни рәткә кәлтүрүш, кам болса йетилдүрүш ишлирини қолға елишни һаҗәтлик орунларға тапшурди. Мән бу тапшуруқларниң парасәт билән берилгәнлигини қоллаймән. Бу болса Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң елимзниң келәчигини, хәлқимизниң паравән турмушини көзлигәнлиги дәп билимән.
Х.МӘҢСҮРОВ,
пешқәдәм устаз