Басты бет Иман БУ ЖИДДИЙ МӘСИЛӘ

БУ ЖИДДИЙ МӘСИЛӘ

0
2,900

Бүгүнки таңда Ислам дини яшлиримизниң арисида кәң тариливатиду. Бәш вақит намизини қаза қилмай, шәриәт қанунлириға жиддий әмәл қилидиған оғул-қизлиримиз күн санап өсүватиду. Мошуниңға шүкри қилип, нийитимиз яхшилиниватиду дәйли десәк, бәзиләр ислам қаидилирини миллий қәдрийәтлиримизгә қарши қоюп, яшларниң миллий ғурурини сөндүриватқан башқа йөнилиштики дәстүрлүк әмәс диний еқимлар саниму көпәймәктә. Уларниң көзлигән мәхсити – аддий хәлиқниң сәвийәсини егиләп, өз һөкүмдарлиғини орнитиштин ибарәт. Әнъәнивий әмәс диний еқимлар яшларниң нийитини өз мәхсәтлиригә пайдилинип, адаштуруп, һәтта өзини-өзи өлүмгә апиришқа дәвәт қилмақта. Яшлар интернеттики түрлүк сайтларға кириш арқилиқ шу динларни үгәнмәктә. Шундақла, чәт әлләргә билим елиш үчүн кәткән балилиримизниң арисидиму бизгә уйғун кәлмәйдиған, шу дөләтләрниң урпи-адәтлири билән дәстүрлиригә асасланған динларни үгинивелип, мәмликитимизгә тәрғип қилмақта.

Елимизниң асасий қануни – Конституциядә адәмләрниң халиған динға етиқат қилиши яки ваз кечиши хусусидики әркинлиги берилгәнликтин, ғәйрий динларға өткини үчүн уларни гунаһкар һесаплап, аһанәт қилмиғинимиз билән, өзимиз ишәнгән, бурундин әждатлиримиз етаәт қилип кәлгән ислам динини һөрмәт қилиш, униңға ишиниш, әң әвзили, инсаний һоқуқлиримизни һөрмәт қилиш тәрипидин ислам тәлиматлирини инкар қиливатқанлар билән болған инсаний мунасивәтлиримизни йоқ қилиш һоқуқимизға, сөзсиз, егә.

Мана мошундақ ховупниң алдини елиш үчүн һазирқи күндә диний саватлиқни пишиғдаш чарилирини рояпқа чиқиришимиз керәк. Дөләт тәрипидинму алаһидә комиссияләр қурулуп, хәлиқ арисида тәшвиқат топлири чүшәндүрүш ишлирини елип бармақта. Ата-аниларму балилириниң ким билән арилишип, қандақ диний йолни таллайдиғанлиғиға жиддий көңүл бөлгини яхши.

Мана шу жуқурида қәйт қилинған мәсилиләр йеқинда Ақтав шәһиридә болуп өткән «Мәркизий Азиядики мәмликәт вә дин мунасивәтлири: һазирқи әһвали билән келәчиги» мавзусидики хәлиқ ара форумдиму кәң муһакимә қилинған. Форумға Әхбарат вә жәмийәтлик тәрәққият министрлиги, Дин ишлар комитетиниң рәиси Ержан Нукежанов, Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркия, Түркмәнстан, Әзәрбәйжанниң хәлиқ ара экспертлири, Қазақстанниң ғәрип регионида орунлашқан вилайәтләрниң Диний ишлар башқармилириниң рәһбәрлири, исламшунаслар, экспертлар, һоқуқ қоғдаш, мәхсус вә дөләт органлириниң рәһбәрлири, жәмийәтлик ишларниң активистлири қатнашти.

Бу Мәркизий Азиядики хәлиқ ара форумға дин саһасиға мунасивәтлик вә жуқурида сөз қилған мәсилиләр муһакимә қилинди. Шундақла яшлар арисида экстремизм билән деструктивлиқ еқимларниң алдини елиш мәсилилириму көтирилди. У йәрдә сөзгә чиққан натиқлар яшларниң һаяти билән психикисиға сәлбий тәсир көрситидиған диний еқимларниң хәтәрлигигә тохтилип, яшларниң башқа диний йоллирниң алдам халтисиға чүшүп, зәрдап чекип қалмаслиғи үчүн диний саватлиқни көтириш һажәтлигини оттуриға қоюшти.

Растлиғиму шудә, яшлиримизниң ислам диниға болған ишәнчисини күчәйтипла қоймай, уларниң миллий урпи-адәт, рәсим-йосунлиримизға әмәл қилған һалда тәрбийилиниши үчүн мәнбә болидиған тәрбийәвий әһмийәткә егә чарә-тәдбирләрни  уюштурушимиз керәк. Әлвәттә, пәйда болуватқан ховуп-хәтәр билән күришиш вә орун еливатқан илләтниң алдини елиш дөләт органлириниң әнчисидики иш дәп чүшиниш хата. Униң билән һәммә бирикип күришиши лазим. Бу жиддий мәсилини һәл қилиш — елимиз билән хәлқимизниң бехәтәрлиги һәмдә пүтүнлигини сақлап қелиш үчүн жүргүзүлгән һәрикәт ислам динини таза сақлап қелиштики қәдәм болуп, уни әмәлгә ашуруш барчимизниң борчидур.

                                                                  ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…